< Йәшая 48 >
1 И Яқупниң җәмәти, «Исраил»ниң исми билән аталғанлар, «Йәһуда булақлири»дин чиққансиләр, Пәрвәрдигарниң намини ишлитип қәсәм қилғучисиләр, Исраилниң Худасини тилға алғучисиләр, Бирақ булар һәқиқәт һәм һәққанийлиқтин әмәс! Мунуларни аңлап қоюңлар: —
雅各伯家請聽這話:──你們以以色列的名字自稱,出自猶大之後,奉上主的名字起誓,又稱揚「以色列的天主,」但都不是出自誠心誠意;
2 (Чүнки улар «муқәддәс шәһәр»ниң намини ишлитип өзлиригә исим қилиду, Техи Исраилниң Худасиға «тайинар»миш! Униң нами болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардур!)
雖然你們自稱是出自聖城,依賴名為「萬軍上主」的以色列的天主──「
3 Мән бурунла «илгәрки ишлар»ни алдин-ала баян қилдим; Улар Өз ағзимдин чиққан, Мән уларни аңлаттим; Мән буларни туюқсиз вуҗудқа чиқирип, Улар әмәлгә ашурулди;
那過去的事,我早就預言過了,由我口中所發出的,也叫人聽見了;轉瞬間我行了那事,那事也就成就了。
4 Чүнки Мән сениң җаһиллиғиңни, бойнуңниң пәйлириниң төмүр, Йүзүңниң даптәк екәнлигини билдим;
因為我知道你是頑固的,你的頸項似鐵槓,你的額是銅製的,
5 Сениң: «Мениң бутум мошуларни қилди», Яки «Ойма мәбудум, қуйма мәбудум буларни буйруди» — демәслигиң үчүн, Шуңа Мән балдур мошуларни саңа баян қилдим; Иш йүз бәргичә уларни саңа аңлитип турдум.
為此我早就告訴了你,在事未發生之前我就向你說明了,免得你說:「是我的神像行了這事,是我雕刻鑄成的神像命定了這事。」
6 Сән буларни аңлиғансән; Әнди уларниң һәммисини көрүп бақ! Буни раст дәп етирап қилмамсиләр? Мән баятин «йеңи ишлар»ни, йәни сақлинип йошурунған ишларни баян қилдим, Сән буларни билгән әмәссән.
你既聽見了,也看見了這一切,難道你們不該作證嗎﹖如今我要宣佈新事,即你不知的隱密事。
7 Сениң: «Дәрвәқә, мениң улардин балдур хәвирим бар еди» демәслигиң үчүн, Улар бурун әмәс, һазирла яритилиду; Мошу күндин илгири сән уларни аңлап бақмиғансән.
這些事是現今而不是從前造成的,是今日之前你從沒有聽說過的,免得你說:「看,我早就知道了!」
8 Бәрһәқ, сән қулақ салмидиң, Бәрһәқ, сән хәвәрму алмидиң, Бәрһәқ, сениң қулиқиң хелә бурунла ечилмай етиклик қалди; Чүнки Мән сениң вапасизлиқ қиливеридиғанлиғиңни, Балиятқудики чеғиңдин тартип «асий» дәп атилидиғанлиғиңни билдим.
你從來沒有聽過,也不知道,也是你的耳朵聞所未聞的。因為我知道你好背信叛逆,你實在可稱為「胎生的叛徒。」
9 Өз намим үчүн ғәзивимни кечиктүримән, Шөһритим үчүн сени үзүп ташлимаймән дәп ғәзивимни бесивалдим;
但是為了我名的緣故,我暫緩發怒;為了我榮譽的緣故,我抑制了我自己,而沒有消滅你。
10 Қара, Мән сени тавлидим, Бирақ күмүчни тавлиғандәк тавландурмидим; Мән азап-оқубәтниң хумданида сени талливалдим;
看啊!我只是鍛煉了你,有如銀子,在患難的爐中磨煉了你。
11 Өз сәвәвимдин, Өз сәвәвимдин Мән мошуни қилимән; Мениң намимға дағ тәгсә қандақ болиду? Мән Өзүмниң шан-шөһритимни башқа бирисигә өткүзүп бәрмәймән.
為了我自己,為了我自己的緣故,我必要去行。我豈能讓我的名字受褻瀆﹖我決不將我的光榮讓與別人。」
12 И Яқуп, И чақирғиним Исраил! Маңа қулақ салғин; Мән «У»дурмән; Мән Тунҗидурмән, бәрһәқ һәм Ахирқидурмән;
雅各伯啊!我所召叫的以色列啊!你聽我說:我就是那位,我是元始, 我也是終末。
13 Мениң қолум йәр-зиминниң улини салған, Оң қолум асманларни кәргән; Мән уларни чақирсамла, улар җәм болуп орнидин туриду.
我的手奠定了大地,我的右手展開了諸天;我一叫它們,它們就一同出現。
14 Һәммиңлар, җәм болуп жиғилиңлар, аңлап қоюңлар; [Бутлар] арисида қайсиси мошундақ ишларни баян қилған? Пәрвәрдигар яхши көргән киши болса униң көңлидики ишларни Бабилда ада қилиду, Униң биләк-қоли калдийләрниң үстигә зәрб билән чүшиду;
你們都集合起來聽罷!邪神中有誰預言了這事呢﹖「我所愛的,必實行我的旨意:攻擊巴比倫和加色丁的苗裔。」
15 Мән, Мән сөз қилғанмән; Дәрһәқиқәт, Мән уни чақирдим; Мән уни алдиға чиқиривалдим; Униң йоли мувәппәқийәтлик болиду.
只有我,只有我預言了這事,召叫了他,引導了他,使他所行的道路順利。
16 — Маңа йеқин келиңлар, мошуни аңлап қоюңлар; Мән әзәлдин сөзүмни йошурун қилған әмәс; [Сөзүм] әмәлгә ашурулғинидиму йәнила шу йәрдә болғанмән; Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар вә Униң Роһи Мени әвәтти!
你們走近我前,聽這話罷!我從起初就沒有在暗處說過話,從實現之時起,我就在那裏。我上主現在即要施行救援。
17 Һәмҗәмәт-ниҗаткариң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Өзүңгә пайда болсун дәп саңа Үгәткүчи, Саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
你的救主上主,以色列的聖者這樣說:「我是上主你的天主,教訓你為你有益的事,引你走當走的道路。
18 Сән Мениң пәрманлиримға қулақ салған болсаң еди! Ундақ болғанда бәхит-хатирҗәмлигиң дәриядәк, Һәққанийлиғиң деңиз долқунлиридәк болатти!
恨不得你一向聽從我的命令! 那麼你的安樂將似江河,你的幸福將似海濤;
19 Сениң нәслиң болса униң қумлиридәк, Ич-қарниңдин чиққан пәрзәнтлириң қум данчилиридәк сансиз болатти! Уларниң исми Мениң алдимда һәргиз өчүрүветилмәйдиған яки йоқитиветилмәйдиған болатти!
你的子孫多如海沙,出於你身的苗裔多似沙粒;你的名字在我前決不會抹去,也決不會被刪除。」
20 Бабилдин чиқиңлар, калдийләрдин қечип кетиңлар! Нахша авазлирини яңритип мошуни җакалаңлар, Бу хәвәрни аңлитиңлар, Җаһанниң чәт-яқилириғичә уни йәткүзүп мундақ дәңлар: — «Пәрвәрдигар Өз қули Яқупни һәмҗәмәтлик қилип қутқузди!
你們出離巴比倫,逃出加色丁罷!你們要以歡樂的呼聲宣告此事,叫人聽見,傳佈到地極說:「上主救贖了他的僕人雅各伯。」
21 Улар чөл-баяванлардин өткәндә һеч уссап қалмиди; У суларни таштин аққузуп бәрди; Бәрһәқ, У ташни ярғузди, сулар униңдин урғуп чиқти!».
當上主率領他們過曠野時,他們並不覺渴,因為他使水由巖石中流出給他們喝;他分開了巖石,水就湧流出來。
22 «Рәзилләр үчүн» — дәйду Пәрвәрдигар, «бәхит-хатирҗәмлик йоқтур».
上主說:惡人決無平安!