< Йәшая 47 >
1 «И Бабилниң пак қизи, келип топа-чаңға олтар; И калдийләрниң қизи, тәхтсиз болуп йәргә олтар! Чүнки сән «латапәтлик вә назук» дәп иккинчи аталмайсән.
2 «Түгмән тешини чөрүп, ун тарт әнди, Чүмпәрдәңни ечип ташла, Көңлигиңни селивәт, Пачиғиңни ялаңачла, Дәриялардин су кечип өт;
3 Уятлиғиң ечилиду; Бәрһәқ, номусуңға тегилиду; Мән интиқам алимән, Һеч кимни аяп қоймаймән.
4 Бизниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз болса, «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Униң нами; У Исраилдики Муқәддәс Болғучидур.
5 И калдийләрниң қизи, сүкүт қелип җим олтар, Қараңғулуққа кирип кәт; Чүнки буниңдин кейин иккинчи «сәлтәнәтләрниң ханиши» дәп аталмайсән.
6 Мән Өз хәлқимдин ғәзәпләндим, Шуңа Өзүмниң мирасимни булғивәттим, Шуниң билән уларни қолуңға тапшуруп бәрдим; Сән болсаң уларға һеч қандақ рәһим көрсәтмидиң; Яшанғанларниң үстигиму боюнтуруқларни интайин еғир қилип салдиң;
7 Шуниң билән сән: — «Мән мәңгүгә ханиш болимән» дәп, Мошу ишларни көңлүңдин һеч өткүзмидиң; Уларниң ақивитини һеч ойлап бақмидиңсән.
8 Әнди һазир, и әндишисиз яшап кәлгүчи, Өз-өзигә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа һеч ким йоқтур, Мән һәргиз тул аялниң җапасини яки балилардин мәһрум болушниң җапасини тартмаймән» — дегүчи, И сән әйш-ишрәткә берилгүчисән, Шуни аңлап қой: —
9 «Дәл мошу икки иш, — Балилардин мәһрум болуш вә туллуқ — Бир дәқиқидә, бир күн ичидила бешиңға тәң чүшиду; Нурғунлиған җадугәрликлириң түпәйлидин, Бәк көп әпсунлириң үчүн улар толуқ бешиңға келиду.
10 Чүнки сән өзүңниң рәзиллигиңгә таянғансән, Сән «Һеч ким мени көрмәйду» — дедиң; Сениң даналиғиң вә билимиң өзүңни езиқтуруп, Сән көңлүңдә: — «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» — дедиң.
11 Бирақ балаю-апәт сени бесип келиду; Сән униң келип чиқишини билмәйсән; Һалакәт бешиңға чүшиду; Сән һеч қандақ «һамий пули» билән уни тосалмайсән; Сән һеч күтмигән вәйранчилиқ туюқсиз сени бесип чүшиду.
12 Әнди қени, яшлиғиңдин тартип өзүңни упритип кәлгән әпсунлириңни, Шундақла нурғунлиған җадугәрликлириңни һазир оқуп туривәр; Ким билсун, сән улардин пайда көрүп қаламсән? Бирәр немини тәвритип қояларсән һәр қачан?!
13 Сән алған мәслиһәтлириң билән һалсизлинип кәттиң; Әнди асманларға қарап тәбир бәргүчиләр, Юлтузларға қарап палчилиқ қилғучилар, Йеңи айларни күзитип мунәҗҗимлик қилип ишларни «алдин-ала ейтқучилар» орнидин тәң туруп бешиңға чүшидиғанлардин сени қутқузсун!
14 Мана, улар пахалдәк болуп кетиду; От уларни көйдүриветиду; Улар өзлирини ялқунниң қолидин қутқузалмайду; Бирақ уларда адәмни исситқидәк һеч көмүр, Яки адәм иссинғидәк һеч гүлхан йоқтур!
15 Сени аварә қилған, Яшлиғиңдин тартип сәндә сода қилғанлар саңа мошундақ пайдисиз болиду; Һәр бири өз йолини издәп кетип қалиду; Сени қутқузғидәк һеч ким йоқтур.