< Йәшая 46 >
1 Бәл болса тиз пүкти, Небо еңишиватиду; Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти; Силәр көтәргән нәрсилириңлар әнди улақларға артилған болуп, Һалсиз улақларға еғир жүк болиду!
2 Улар еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду; Улар мошу жүкни қутқузалмайду, Бәлки өзлири әсиргә чүшиду.
3 И Яқупниң җәмәти, Шундақла Исраил җәмәтиниң қалдиси, Анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар, Балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр, — Маңа қулақ селиңлар!
4 Силәр қериғучиму Мән йәнила шундақтурмән, Чечиңлар ақарғучиму Мән силәрни йүдүп жүримән; Силәрни ясиған Мәндурмән, силәрни көтиримән; Силәрни йүдүп қутқузимән.
5 Әнди Мени кимгә охшатмақчи, Яки кимни Маңа тәң қилмақчисиләр? Уни Маңа охшаш дәп, Силәр кимни Мән билән селиштурмақчисиләр?
6 Улар болса һәмянидин алтунни чечип берип, Күмүчниму таразиға салиду, Бир зәргәрни ялливалиду, У бир мәбудни ясап бериду; Улар жиқилиду, дәрвәқә чоқуниду!
7 Улар уни мүрисигә артиду, Уни көтирип, өз орниға қойиду; Андин у әшу йәрдә өрә туриду; У орнидин қозғилалмайду; Бириси униңға йелинип тиләйду, Лекин у җавап бәрмәйду; У кишини аваричилигидин қутқузмайду.
8 Мошу ишларни есиңларда тутуңлар; Шундақла өзүңларни һәқиқий әркәкләрдәк көрситиңлар; И, итаәтсизләр, Буни есиңларға кәлтүрүңлар;
9 Илгәрки ишларни, йәни қедимдин болған ишларни есиңларға кәлтүрүңлар; Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа бири йоқтур; Мән Худадурмән, Маңа охшашлар йоқтур;
10 Мән: «Мениң бекиткиним орунлиниду, Көңлүмгә барлиқ пүккәнләрни әмәлгә ашурмай қоймаймән» дәп, Ишниң нәтиҗисини баштила, Алдин-ала техи қилинмиған ишларни аян қилип ейтқучидурмән;
11 Күнчиқиштин житқуч бир қушни, Йәни көңлүмгә пүккинимни ада қилғучи бир адәмни жирақ жуттин чақирғучидурмән. Бәрһәқ, Мән сөз қилған, Бәрһәқ, Мән уни чоқум әмәлгә ашуримән; Буни нийәт қилғанмән, Бәрһәқ, Мән уни вуҗудқа чиқиримән.
12 И һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар, Маңа қулақ селиңлар: —
13 Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән, У жирақлашмайду; Шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду; Мән Зионға ниҗат йәткүзүп, Исраилға җулалиқ-гөзәллигимни тикләп беримән».