< Йәшая 45 >
1 Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға, Йәни әлләрни униңға беқиндуруш үчүн Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: — (Бәрһәқ, Мән униң алдида падишаларниң тамбилини йәштүрүп ялаңачлитимән, «Қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән, Шуниң билән қовуқлар иккинчи етилмәйду) —
2 «Мән сениң алдиңда меңип егизликләрни түз қилимән; Мис дәрвазиларни чеқип ташлаймән, Төмүр тақақлирини сундуруветимән;
3 Вә саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни, Мәхпий җайларда сақланған йошурун байлиқларни беримән; Шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, Йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән.
4 Мән Өз қулум Яқуп, Йәни Өз таллиғиним Исраил үчүн, Исмиңни өзүм қойған; Сән Мени билмигиниң билән, Мән йәнила саңа исим қойдум.
5 Мән болсам Пәрвәрдигар, Мәндин башқа бири йоқ; Мәндин башқа Худа йоқтур; Сән Мени тонумиғиниң билән, Мән белиңни бағлап чиңиттимки,
6 Күнчиқиштин күнпетишқичә болғанларниң һәммиси Мәндин башқа һеч қандақ бириниң йоқлуғини билип йетиду; Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур.
7 Нурни шәкилләндүргүчи, қараңғулуқни Яратқучидурмән, Бәхит-хатирҗәмликни Ясиғучи, балаю-апәтни Яратқучидурмән; Мошуларниң һәммисини қилғучи Мән Пәрвәрдигардурмән».
8 — «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, Булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; Йәр-зимин ечилсун; Ниҗат һәм һәққанийлиқ мевә бәрсун; Зимин иккисини тәң өстүрсун! Мән, Пәрвәрдигар, буни яратмай қоймаймән».
9 — «Өз Яратқучисиниң үстидин әрз қилмақчи болғанға вай! У йәр-зиминдики чинә парчилири арисидики бир парчиси, халас! Сеғиз лай өзини шәкилләндүргүчи сапалчиға: — «Сән немә ясаватисән?» десә, Яки ясиғиниң саңа: «Сениң қолуң йоқ» десә боламду?
10 Өз атисиға: «Сән немә туғдурмақчи?» Яки бир аялға: — «Сени неминиң толғиғи тутти?» — дәп сориғанға вай!
11 Исраилдики Муқәддәс Болғучи, йәни уни Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди кәлгүси ишлар тоғрилиқ соримақчимусиләр йәнә? Өз оғуллирим тоғрилиқ, Өз қолумда ишлигиним тоғрилиқ Маңа буйруқ бәрмәкчимусиләр!?
12 Мән пәқәтла йәр-зиминни ясиған, униңға инсанни Яратқучидурмән, халас! Өз қолум болса асманларни кәргән; Уларниң самави қошунлириниму сәпкә салғанмән.
13 Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, Униң барлиқ йоллирини түз қилдим; У болса шәһиримни қуриду, Нә һәқ нә инъам соримай у Маңа тәвә болған әсирләрни қоюп бериду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
14 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; Улар өзлири сениңки болиду, Саңа әгишип маңиду; Өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду, Улар саңа баш уруп сәндин илтиҗа билән өтүнүп: — «Бәрһәқ, Тәңри сәндә туриду, башқа бири йоқ, башқа һеч қандақ Худа йоқтур» дәп етирап қилиду.
15 «И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!».
16 Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; Мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду;
17 Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду; Әбәдил-әбәткичә хиҗил болмайсиләр, Һеч шәрмәндичиликни көрмәйсиләр.
18 Чүнки асманларни яратқан, йәр-зиминни шәкилләндүрүп ясиған, уни мәзмут қилған Худа болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (У уни қуруқ-мәнисиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди) «Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур;
19 — Мән мәхпий һалда яки зиминдики бирәр қараңғу җайда сөз қилған әмәсмән; Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, Түз гәп қилимән;
20 Жиғилиңлар, келиңлар; И әлләрдин қачқанлар, җәм болуп Маңа йеқинлишиңлар; Өзи ойған бутни көтирип, һеч қутқузалмайдиған бир «илаһ»қа дуа қилип жүридиғанларниң болса һеч билими йоқтур.
21 Әнди улар өз гәплирини баян қилиш үчүн йеқин кәлсун; Мәйли, улар мәслиһәтлишип бақсун! Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди? Ким узундин бери уни баян қилған? У Мән Пәрвәрдигар әмәсму? Дәрвәқә, Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур; Һәм адил Худа һәм Қутқузғучидурмән; Мәндин башқа бири йоқтур.
22 И йәр-зиминниң чәт-яқилиридикиләр, Маңа тәлпүнүп қутқузулуңлар! Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа һеч бири йоқтур;
23 Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнмән, Мошу сөз һәққанийлиқ билән ағзимдин чиқти, һәргиз қайтмайду: — «Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Маңа [итаәт ичидә] қәсәм ичиду».
24 Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, Кишиләр дәл Униңла қешиға келиду; Ғалҗирлишип, униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду.
25 Исраилниң әвлатлириниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин һәққаний қилиниду, Вә улар Уни даңлишиду.