< Йәшая 44 >
1 Бирақ һазир, и Яқуп Мениң қулум, И Мениң таллиғиним Исраил, аңла! —
2 Сени ясиған, балиятқудин тартипла сени шәкилләндүргән, саңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қорқма, и Мениң қулум Яқуп, И Мениң таллиғиним «Йәшурун», қорқма!
3 Чүнки Мән уссап кәткәнниң үстигә суни, Қағҗирақ йәрниң үстигә кәлкүнләрни қуюп беримән; Нәслиң үстигә Роһумни, Пәрзәнтлириң үстигә бәрикитимни қуйимән;
4 Улар юмран чөпләр арисидин, Ериқ-өстәңләр бойидики мәҗнун таллардәк өсиду;
5 Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду, Йәнә бириси болса Яқупниң исми билән өзини атайду; Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду, Шундақла Исраилниң исмини өзиниң исмигә яндаш қошиду.
6 Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар, Йәни Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән болсам Тунҗи һәм Ахиридурмән; Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур.
7 Қени, ким Мениң қедимки хәлқимни тикләп бекиткинимдәк бир ишни җакалап, алдин-ала баян қилип, андин уни Мениң алдимға Мәндәк тикләп қоялайду? Қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!
8 Қорқмаңлар, сарасимигә чүшүп кәтмәңләр! Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип, алдин баян қилған әмәсму? Мошу тоғрилиқ силәр Мениң гувачилиримдурсиләр. Мәндин башқа илаһ барму? Бәрһәқ, башқа Қорам Таш йоқ; һеч биридин хәвирим йоқтур.
9 Оюлған мәбудни шәкилләндүргәнләрниң һәммисиниң әһмийити йоқ; Уларниң әтиварлиған нәрсилириниң һеч пайдиси йоқтур; Мошуларға болған «гувачилар» болса, өзлири қариғу, һеч немини билмәс; Дәрвәқә нәтиҗиси уларниң өзлиригә шәрмәндиликтур.
10 Ким бир «илаһ»ни шәкилләндүргән болса, Һеч пайдиси йоқ бир мәбудни қуйған, халас!
11 [Мәбудниң] барлиқ һәмраһлири шәрмәндә болиду; Мәбудни ясиғучилар болса адәмдур, халас; Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун, Улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду.
12 Мана төмүрчи сайманлирини [қолиға елип], Чоғлар үстидә [мошу нәрсини] базғанлири билән соқуп шәкилләндүриду; Андин у күчлүк қоли билән униңға ишләйду; Бирақ униң қосиғи ечип мағдуридин қалиду; Су ичмәй у һалсизлинип кетиду.
13 Яғаччи болса яғач үстигә өлчәш жипини тартиду; У қәләм билән үстигә әндизә сизиду; Уни рәндә билән рәндиләйду; У йәнә пәрка билән сизип җиҗайду; Ахирда у уни адәмниң гөзәллигигә охшитип инсан тәқи-турқини шәкилләндүриду; Шуниң билән у өйдә турушқа тәйяр қилиниду.
14 Мана у бир күни өзи үчүн кедир дәрәқлирини кесишкә чиқиду! (У әслидә арча вә дуб дәрәқлирини елип өзи үчүн орманлиқ арисиға тикип чоң қилған еди; У қариғайму тиккән еди, ямғур уни үндүрди).
15 Мошу яғачлардин отун елиниду; Бириси униңдин елип, иссиниду; Мана, у от йеқип, нан йеқиватиду; У йәнә униңдин елип бир илаһни ясайду һәм униңға ибадәт қилиду; Уни оюлған мәбуд қилип униңға баш уриду.
16 Демәк, йеримини отта көйдүриветиду; Йерими билән гөш йәйду; У кавап қилип қанғичә йәйду; Бәрһәқ, у иссинип, өз-өзигә: — «Аһ, раһәтлинип иссиндиммән, отни көрүватимән!» — дәйду.
17 Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду; Бу униң мәбуди болиду; У униң алдиға жиқилип ибадәт қилиду; У униңға дуа қилип: «Мени қутқузғайсән; Чүнки сән мениң илаһимдурсән» — дәйду.
18 Бу [кишиләр] һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду; Чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини, Уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән.
19 Улардин һеч биридә мошуларни көңлигә кәлтүрүп: — «Яғачниң йеримини мән отта көйдүрдүм, Йериминиң чоғлири үстидә мән нан яқтим; Мән кавапму қилип йәвалдим; Қалғинини бир ләнәтлик нәрсә қиламтим? Мән бир парчә яғачқа баш урамтим!» — дегудәк һеч билим яки йорутулуш йоқтур.
20 Униң йегини күлләрдур! Униң көңли езиқтурулған! У өз-өзини аздурди! Шуниң билән у өзиниң җенини қутқузалмайду, Яки: «Мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — дейәлмәйду.
21 Мошу ишларни есиңдә тут, и Яқуп, И Исраил, чүнки сән Мениң қулумдурсән; Мән сени ясап шәкилләндүрдүм; Сән Мениң қулумдурсән, и Исраил, Сән Мениң есимдин һеч чиқмайсән!
22 Итаәтсизликлириңни булутни өчүрүвәткәндәк, Гуналириңни туманни өчүрүвәткәндәк өчүрүвәттим; Мениң йенимға қайтип кәл; Чүнки Мән сени һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалдим.
23 И асманлар, нахша ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар шу ишни қилған! И йәрниң тегилири, шатлинип, яңраңлар! И тағлар, орманлар вә улардики һәр бир дәрәқләр, Яңритип нахшилар ейтиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалди, У Исраил арқилиқ гөзәллигини көрситиду!».
24 «Сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болған, сени балиятқуда ясап шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән болсам һәммини Яратқучи, Асманларни ялғуз кәргәнмән, Өз-өзүмдинла йәр-зиминни яйған Пәрвәрдигардурмән;
25 (У болса ялған [пәйғәмбәрләрниң] бешарәтлирини бекар қилғучи, Палчиларни қаймуқтурғучи, Даналарни йолидин яндурғучи, Уларниң билимлирини наданлиққа айландурғучи;
26 Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи, Расул-әлчилириниң несиһәтлирини мувәппәқийәтлик қилғучи, Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән», Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи;
27 Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол, Дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;
28 Һәм Қорәш тоғрисида: «У Мениң қой падичим, у Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», Һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур): —