< Йәшая 43 >
1 Бирақ һазир и Яқуп, сени Яратқучи Пәрвәрдигар, И Исраил, сени Шәкилләндүргүчи мундақ дәйду: — «Қорқма; чүнки Мән саңа һәмҗәмәт болуп сени қутқузған; Сени Өз намим билән атиғанмән; Сән Мениңкидурсән!
2 Сән сулардин өткиниңдә, Мән сән билән биллә болимән; Дәриялардин өткиниңдә, улар сени ғәриқ қилмайду; Сән отта меңип жүргиниңдә, сән көймәйсән; Ялқунлар үстүңдә от алмайду.
3 Чүнки Мән болсам Худайиң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи, Қутқузғучиңдурмән; Сени қутулдуруш үчүн Мисирни бәдәл қилип бәрдим, Орнуңға Ефиопийә һәм Себани алмаштурдум.
4 Сән нәзиримдә қиммәтлик болғачқа, Мән саңа иззәт-һөрмәт кәлтүргән һәм сени сөйгән; Шуңа Мән йәнә орнуңға адәмләрни, Җениңға хәлиқләрни тутуп беримән;
5 Қорқма, чүнки Мән сән билән билләдурмән; Мән нәслиңни шәриқтин, Сени ғәриптин жиғип әпкелимән;
6 Мән шималға: — «Тапшур уларни!» Вә җәнупқа: — «Уларни тутуп қалма! Оғуллиримни жирақтин, қизлиримни җаһанниң чәт-чәтлиридин әпкелип бәр;
7 Мениң намим билән аталған һәр бирсини, Мән Өз шан-шәривим үчүн яратқан һәр бирсини әпкелип бәр!» — дәймән, «Мән уни шәкилләндүрдүм, Мән уни апиридә қилдим!»».
8 У «көзи бар» қариғу хәлиқни, Йәни «қулиқи бар» гасларни алдиға елип кәлди.
9 — «Барлиқ әлләр жиғилсун, Хәлиқләр җәм болсун! Улардин кимму мундақ ишларни җакалиялисун? Йәни ким мошундақ «илгәрки ишлар»ни [алдинала] бизгә аңлитип баққан? Бар болса, өзлирини испатлашқа гувачилирини алдиға кәлтүрсун; Болмиса, улар бу ишларни аңлиғандин кейин: — «Бу болса һәқиқәт!» дәп етирап қилсун!
10 Силәр [хәлқим] Мениң гувачилирим, Һәм Мән таллиған қулум [мән үчүн] гувачидур, Шундақ екән, силәр Мени тонуп, Маңа ишинип, Һәм чүшинип йәткәйсиләрки: — «Мән дегән «У»дурмән, Мәндин илгири һеч илаһ шәкилләнмигән, Һәм Мәндин кейинму һеч шәкилләнмәйду;
11 Мән, Мән Пәрвәрдигардурмән; Мәндин башқа Қутқузғучи йоқтур».
12 — Араңларда «ят илаһ» болмиған вақитта, Мән [мәхситимни] җакалиған, Мән қутқузған һәм шу ишларниң даңқини чиқарғанмән; Шуңа силәр Мениң Тәңри екәнлигимгә гувачисиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 «Бәрһәқ, әзәлдин буян Мән дегән «У»дурмән, Мениң қолумдин һеч ким һеч кимни қутқузалмайду; Мән иш қилсам, ким тосалисун?
14 Һәмҗәмәт-Қутқузғучиңлар болған Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — Силәрни дәп Мән Бабилни җазалатқузуп, Уларниң һәммисини, җүмлидин калдийләрни, Қачқун сүпитидә өзлири хошаллиқ билән пәхирләнгән кемиләргә олтиришқа чүшүриветимән.
15 Мән болсам Пәрвәрдигар, силәргә Муқәддәс Болғучи, Исраилни Яратқучи, силәрниң Падишасиңлардурмән.
16 Деңиздин йолни чиқарғучи, Давалғуған сулардин йол ачқучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
17 (У җәң һарвусини вә атни, қошун-күчләрни чиқарғучидур: — Улар бирақла жиқилиду, туралмайду; Улар өчүп қалған, чирақ пилигидәк өчүрүлгән)
18 — Мошу өткән ишларни әслимәңлар, Қедимки ишлар тоғрилиқму ойланмаңлар;
19 Чүнки мана Мән йеңи бир ишни қилимән; У һазирла барлиққа келиду; Силәр уни көрмәй қаламсиләр?! Мән һәтта далалардиму йол ачимән, Чөл-баяванда дәрияларни барлиққа кәлтүримән!
20 Даладики һайванлар, чилбөриләр һәм һувқушлар Мени улуқлайду; Чүнки Мән Өз хәлқим, йәни Өз таллиғинимға ичимлик тәминләшкә, Далаларда суларни, Чөл-баяванларда дәрияларни чиқирип беримән.
21 Мән мошу хәлиқни Өзүм үчүн шәкилләндүргәнмән; Улар Маңа болған мәдһийиләрни ейтип аян қилиду.
22 Бирақ, и Яқуп, сән намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң, И Исраил, әксичә сән Мәндин көңлүң йенип һарсиндиң;
23 Сән елип кәлгән «көйдүрмә қурбанлиқ» қойлириңни Маңа қилған әмәс, «Енақ қурбанлиқ»лириң билән Мени һөрмәтлигән әмәссән; Мән «ашлиқ һәдийә»ни қилиш билән сени «қуллуқ»қа қоймақчи әмәсмән, Хушбуй йеқип сени һарсиндурмақчи болған әмәсмән!
24 Сән пулни хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән, Сән «Енақ қурбанлиқ»лириңниң йеғи билән Мени рази қилип қанаәтләндүргән әмәссән; Әксичә сән гуналириң билән Мени қуллуққа қоймақчи болғансән, Итаәтсизлигиң билән Мени һарсиндурдуң.
25 Мән, Мән Өзүм үчүнла сениң асийлиқлириңни өчүривәткүчимән, Мән сениң гуналириңни есимгә кәлтүрмәймән.
26 Әнди өтмүшүң тоғрилиқ Мени әслитип қойғин, Муназирә қилишайли, Өзүңни ақлиғидәк гепиң болса дәвәргин!
27 Биринчи атаң гуна қилған; Сениң шәрһчилириң болса Маңа асийлиқ қилди.
28 Шуңа Мән ибадәтханамдики йетәклигүчиләрни напак қилимән, Һәмдә Яқупни һалак ләнитигә учрашқа, Исраилни рәсвачилиқта қалдурушқа бекиттим.