< Йәшая 42 >
1 Қараңлар, мана Мән йөләйдиған Өз қулумға! Җенимниң хошаллиғи болған Мениң таллиғиним; Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән, Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни йәткүзүп бериду.
2 У нә вақирап-җақиримайду, нә чуқан көтәрмәйду нә авазини кочиларда аңлатмайду.
3 Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә, Янҗилған қомушни сундурмайду, Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;
4 Һөкүм-һәқиқәтни йәр йүзидә тиклимигичә, У һалсизланмайду, көңли янмайду; Аралларму униң пәрман-қанунини тәлмүрүп кутиду.
5 Асманларни яритип уларни кәргән, Йәр-зиминни һәм униңдин чиққанларни яйған, Униңда туруватқан хәлиққә нәпәс, Униң үстидә меңиватқанларға роһ бәргүчи Тәңри Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
6 Мәнки Пәрвәрдигар сени һәққанийлиқ билән шуниңға чақирғанмәнки, — Сениң қолуңни тутимән, Сени қоғдап сақлаймән, Һәм сени хәлиққә әһдә сүпитидә, Әлләргә бир нур қилип беримән;
7 Қариғу көзләрни ечишқа, Зиндандин мәһбусларни, Түрмидә қараңғулуқ ичидә олтарғанларни қутқузушқа сени [әвәтимән].
8 Мән Пәрвәрдигардурмән; Мениң намим шудур; Шан-шәривимни башқа бирисигә, Маңа тәвә болған мәдһийини ойма мәбудларға бәрмәймән.
9 Мана, алдинқи ишлар болса әмәлгә ашурулған; Силәргә йеңи ишларни җакалаймән; Улар техи йүз бәрмигичә, Мән уларни силәргә баян қилимән.
10 — Пәрвәрдигарға йеңи нахша ейтиңлар, И деңизда жүргәнләр һәм униң ичидики һәммә мәвҗудатлар, Араллар һәм уларда турғанларму, Җаһанниң чәт-чәтлиридин Уни мәдһийиләңлар!
11 Дала һәм униңдики шәһәрләр, Кедар қәбилисидикиләр турған кәнтләр авазини көтәрсун, Селадикиләр жуқури авазда нахша ейтсун, Тағларниң чоққилиридин тәнтәнә қилсун!
12 Улар Пәрвәрдигарни улуқлисун, Униң мәдһийилири араллардиму җакалансун.
13 Пәрвәрдигар палвандәк чиқиду, Батур ләшкәрдәк отлуқ муһәббитини қозғайду; У вақирайду, бәрһәқ ширдәк һөкирәйду; Дүшмәнлири үстигә зор күч-қудритини көрситиду.
14 — «Мән әбәдил-әбәт сүкүттә туруп кәлдим; Җим туруп өзүмни бесивелип кәлдим; Бирақ һазир толғиғи тутқан аялдәк инчиқлап товлаймән; Һәм һасираймән һәм иңраймән!
15 Мән тағларни һәм дөңләрни чөлдәритимән, Уларниң һәммә йешиллиқлирини қурутиветимән; Дәрияларни аралларға айландуруветимән; Көлчәкләрниму қағҗиритимән.
16 Қариғуларни өзи билмигән бир йол билән апирип қойимән, Уларни улар билмигән йолларда йетәкләймән; Уларниң алдида қараңғулуқни нур, Әгир-тоқай йәрләрни түптүз қилимән. Мән мошу ишларни қилмай қалмаймән, Улардин һеч ваз кәчмәймән.
17 Ойма мәбудларға таянғанлар, Қуйма мәбудларға: «Силәр илаһлиримиздур» дегәнләр болса, Улар йолдин яндурулмай қалмайду, Қаттиқ шәрмәндә қилиниду.
18 — «Аңлаңлар, и гаслар! Қариғулар, көрүш үчүн қараңлар!
19 Мениң қулумдин башқа йәнә ким қариғу? Мениң әвәткән «әлчим»дин башқа йәнә ким гас? Ким Мән билән әһдиләшкәндәк шунчә қариғуду? Ким Пәрвәрдигарниң қулидәк шунчә қариғуду?
20 Сән нурғун ишларни көргиниң билән, Бирақ нәзириңгә һеч алмайсән; Униң қулиқи ечилғини билән, У аңлимайду».
21 Пәрвәрдигар Өз һәққанийлиғи үчүн лайиқ көрдики, Тәврат-қанунини улуқ һәм шан-шәрәплик дәп көрсәтти.
22 Бирақ шулар болса олҗа елинған һәм булаң-талаң қилинған бир хәлиқтур; Уларниң һәммиси ора-қапқанта тутулған, Гүндиханиларда қамилип ғайип болиду; Улар ғәниймәт болиду, Һеч ким қутқузмайду; Улар олҗа болиду, Һеч ким: «Қайтуруп бериш!» демәйду.
23 Бирақ араңларда ким буниңға қулақ салсун? Ким буларни аңлап кәлгүси заманларға көңүл қойсун?
24 Әнди ким Яқупни олҗа қилған? Ким Исраилни булаңчиларға тапшуруп бәргән? Буни қилғини болса, биз гуна қилип кәмситкән Пәрвәрдигар әмәсму? Чүнки улар Униң йоллирида меңишни халимайтти; Яки Униң қануниға итаәт қилмайтти.
25 Шуңа У улар үстигә ғәзәп-қәһрини, Урушниң зораванлиғини төкүп чүшүрди; Булар униң әтрапиға от туташтурди; Бирақ у тонуп йәтмиди; Булар уни көйдүрди, бирақ у һеч савақ алмиди.