< Йәшая 41 >
1 — «И араллар, сүкүт қилип Мениң алдимға келиңлар; Хәлиқләрму күчини йеңилисун! Улар йеқин кәлсун, сөз қилсун; Тоғра һөкүм қилиш үчүн өз ара йеқинлишайли!»
— «I arallar, süküt qilip Méning aldimgha kélinglar; Xelqlermu küchini yéngilisun! Ular yéqin kelsun, söz qilsun; Toghra höküm qilish üchün özara yéqinlishayli!»
2 «Ким шәриқтики бирисини ойғитип, Уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди? У әлләрни униң қолиға тапшуриду, Уни падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилдуриду; Уларни униң қиличиға тапшуруп топа-чаңға айландуриду, Уларни униң оқяси алдида шамал учурған пахал-топандәк қилиду.
«Kim sherqtiki birsini oyghitip, Uni heqqaniyliq bilen Öz xizmitige chaqirdi? U ellerni uning qoligha tapshuridu, Uni padishahlar üstidin hökümranliq qilduridu; Ularni uning qilichigha tapshurup topa-changgha aylanduridu, Ularni uning oqyasi aldida shamal uchurghan paxal-topandek qilidu.
3 У уларни қоғливетип, Путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду;
U ularni qoghliwétip, Putini yerge tegküzmey dégüdek mangidu, aman-ésenlik ichide ötiwéridu;
4 Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип, Буларни бекитип ада қилған ким? Мән Пәрвәрдигар Авал Болғучидурмән, Ахири болғанлар биләнму биллә Болғучидурмән; Мән дегән «У»дурмән.
Elmisaqtin tartip dewrlerni «Barliqqa kel» dep chaqirip, Bularni békitip ada qilghan kim? Men Perwerdigar Awwal Bolghuchidurmen, Axiri bolghanlar bilenmu bille Bolghuchidurmen; Men dégen «U»durmen.
5 Араллар шу ишларни көрүп қорқишиду; Җаһанниң чәт-четидикиләр титрәп кетиду; Улар бир-биригә йеқинлишип, алдиға келиду;
Arallar shu ishlarni körüp qorqishidu; Jahanning chet-chétidikiler titrep kétidu; Ular bir-birige yéqinliship, aldigha kélidu;
6 Уларниң һәр бири өз хошнисиға ярдәм қилип, Өз қериндишиға: «Жүрәклик бол!» — дәйду.
Ularning herbiri öz qoshnisigha yardem qilip, Öz qérindishigha: «Yüreklik bol!» — deydu.
7 Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду, Метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп: «Кәпшәрлигини яхши!» дәйду; Шуниң билән уни лиңшип қалмисун дәп бутниң путини миқлар билән бекитиду.
Shuning bilen neqqashchi zergerni righbetlendüridu, Métalni yapilaqlap bolqa oynatquchi sendelni bazghan bilen soqquchini righbetlendürüp: «Kepsherligini yaxshi!» deydu; Shuning bilen uni lingship qalmisun dep butning putini mixlar bilen békitidu.
8 Бирақ сән, и қулум Исраил, И Өзүм таллиған Яқуп, Ибраһим Мениң достумниң әвлади: —
Biraq sen, i qulum Israil, I Özüm tallighan Yaqup, Ibrahim Méning dostumning ewladi: —
9 Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән, Йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән; Мән саңа «Сән мениң қулумдурсән, Мән сени таллиған, Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — дегән едим.
Men jahanning qeridin élip kelgen, Yerning eng chetliridin chaqirighinim sen ikensen; Men sanga «Sen méning qulumdursen, Men séni tallighan, Séni hergiz chetke qaqmaymen» — dégenidim.
10 — Қорқма; чүнки Мән сән билән биллидурмән; Уян-буян қарап һодуқмаңлар; Чүнки Мән сениң Худайиңдурмән; Мән сени күчәйтимән, Бәрһәқ, Мән саңа ярдәмдә болимән! Бәрһәқ, Мән Өзүмниң һәққанийлиғимни билдүргүчи оң қолум билән сени йөләймән.
— Qorqma; chünki Men sen bilen billidurmen; Uyan-buyan qarap hoduqmanglar; Chünki Men séning Xudayingdurmen; Men séni kücheytimen, Berheq, Men sanga yardemde bolimen! Berheq, Men Özümning heqqaniyliqimni bildürgüchi ong qolum bilen séni yöleymen.
11 Мана, саңа қарап ғалҗирлишип кәткәнләрниң һәммиси хиҗил болуп шәрмәндә болиду; Саңа шикайәт қилғучилар йоқ дейәрлик болиду, һалак болиду.
Mana, sanga qarap ghaljirliship ketkenlerning hemmisi xijil bolup shermende bolidu; Sanga shikayet qilghuchilar yoq déyerlik bolidu, halak bolidu.
12 Сән уларни издисәң, һеч тапалмайсән; Сән билән дәвалашқучилар — Саңа қарши уруш қилғучилар йоқ дейәрлик, һеч болуп бақмиғандәк туриду.
Sen ularni izdiseng, héch tapalmaysen; Sen bilen dewalashquchilar — Sanga qarshi urush qilghuchilar yoq déyerlik, héch bolup baqmighandek turidu.
13 Чүнки Мән Пәрвәрдигар Худайиң оң қолуңни тутуп туруп, саңа: — «Қорқма, Мән саңа ярдәмдә болимән!» дәймән.
Chünki Men Perwerdigar Xudaying ong qolungni tutup turup, sanga: — «Qorqma, Men sanga yardemde bolimen!» deymen.
14 Қорқма, сән қурут болған Яқуп, Исраилниң балилири! Мән саңа ярдәмдә болимән!» — дәйду Пәрвәрдигар, йәни сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучи.
Qorqma, sen qurt bolghan Yaqup, Israilning baliliri! Men sanga yardemde bolimen!» — deydu Perwerdigar, yeni séning Hemjemet-Qutquzghuching, Israildiki Muqeddes Bolghuchi.
15 Мана, Мән сени көп һәм өткүр чишлиқ йеңи бир дан айриғучи тирна қилимән; Сән тағларни янчип, уларни парә-парә қиливетисән, Дөңләрниму көкүм-талқанға айландуруветисән.
Mana, Men séni köp hem ötkür chishliq yéngi bir dan ayrighuchi tirna qilimen; Sen taghlarni yanjip, ularni pare-pare qiliwétisen, Dönglernimu köküm-talqan’gha aylanduruwétisen.
16 Сән уларни соруйсән, Шамал уларни учуруп кетиду, Қуюн уларни тарқитиветиду; Вә сән Пәрвәрдигар билән шатлинисән, Исраилдики Муқәддәс Болғучини иптихарлинип мәдһийәләйсән.
Sen ularni soruysen, Shamal ularni uchurup kétidu, Quyun ularni tarqitiwétidu; We sen Perwerdigar bilen shadlinisen, Israildiki Muqeddes Bolghuchini iptixarlinip medhiyeleysen.
17 Бозәкләр вә йоқсуллар су издәйду, лекин су йоқ; Уларниң тили уссузлуқтин қағҗирап кетиду; Мән Пәрвәрдигар уларни аңлаймән; Мән Исраилниң Худаси улардин ваз кәчмәймән.
Bozekler we yoqsullar su izdeydu, lékin su yoq; Ularning tili ussuzluqtin qaghjirap kétidu; Men Perwerdigar ularni anglaymen; Men Israilning Xudasi ulardin waz kechmeymen.
18 Мән қақас егизликләрдә дәрияларни, Җилғилар ичидә булақларни ачимән; Далани көлчәккә айландуримән, Татираң йәрдин суларни урғутуп су билән қаплап беримән.
Men qaqas égizliklerde deryalarni, Jilghilar ichide bulaqlarni achimen; Dalani kölchekke aylandurimen, Tatirang yerdin sularni urghutup su bilen qaplap bérimen.
19 Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән; Чөл-баяванда арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән;
Dalada kédir, akatsiye, xadas we zeytun derexlirini östürüp bérimen; Chöl-bayawanda archa, qarighay we boksus derexlirini birge tikimen;
20 Шундақ қилип улар буларни көрүп, билип, ойлинип: — «Пәрвәрдигарниң қоли мошуларни қилған, Исраилдики Муқәддәс Болғучи уни яратқан!» дәп тәң чүшинишиду.
Shundaq qilip ular bularni körüp, bilip, oylinip: — «Perwerdigarning qoli mushularni qilghan, Israildiki Muqeddes Bolghuchi uni yaratqan!» dep teng chüshinishidu.
21 — Муһакимилириңларни оттуриға қоюңлар, дәйду Пәрвәрдигар; — Күчлүк сәвәплириңларни чиқириңлар, дәйду Яқупниң Падишаси.
— Muhakimiliringlarni otturigha qoyunglar, deydu Perwerdigar; — Küchlük sewebliringlarni chiqiringlar, deydu Yaqupning Padishahi.
22 — [Бутлириңлар] елип кирилсун, Бизгә немиләрниң йүз беридиғанлиғини ейтсун; Илгәрки ишларни, уларниң үҗүр-бүҗүрлиригичә көз алдимизда көрсәтсун, Шундақла булардин чиқидиған нәтиҗиләрни бизгә билдүрүш үчүн ейтип бәрсун; — Яки болмиса, кәлгүсидики ишларни аңлап биләйли;
— [Butliringlar] élip kirilsun, Bizge némilerning yüz béridighanliqini éytsun; Ilgiriki ishlarni, ularning üjür-büjürlirigiche köz aldimizda körsetsun, Shundaqla bulardin chiqidighan netijilerni bizge bildürüsh üchün éytip bersun; — Yaki bolmisa, kelgüsidiki ishlarni anglap bileyli;
23 Силәрниң илаһлиқ екәнлигиңларни билишимиз үчүн, Кейинки йүз беридиған ишларни бизгә баян қилиңлар; Қандақла болмисун, Бизни һаң-таң қилип уни тәң көридиған қилиш үчүн, Бирәр яхши иш яки яман бир ишни қилиңлар!
Silerning ilahliq ikenlikinglarni bilishimiz üchün, Kéyinki yüz béridighan ishlarni bizge bayan qilinglar; Qandaqla bolmisun, Bizni hang-tang qilip uni teng köridighan qilish üchün, Birer yaxshi ish yaki yaman bir ishni qilinglar!
24 Мана, силәр йоқниң арилиғида, Ишлигиниңларму йоқ иштур; Силәрни таллиғучи бир ләнитидур.
Mana, siler yoqning ariliqida, Ishligininglarmu yoq ishtur; Silerni tallighuchi bir lenitidur.
25 Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду; У күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду; У бириси һак лайни дәссигәндәк, сапалчи лай чәйлигәндәк әмәлдарларниң үстигә һуҗум қилиду;
Birsini shimal tereptin qozghidim, u kélidu; U künchiqishtin Méning namimni jakarlap kélidu; U birsi hak layni dessigendek, sapalchi lay cheyligendek emeldarlarning üstige hujum qilidu;
26 Бизгә уқтуруш үчүн, ким муқәддәмдин буян буни ейтқан? Яки Бизни «У һәқиқәттур» дегүзүп бу иштин бурун уни алдин-ала ейтқан? Яқ, һеч ким ейтмайду; Бәрһәқ, һеч ким баян қилмайду; Сөзүңларни аңлалиғучи бәрһәқ йоқтур!
Bizge uqturush üchün, kim muqeddemdin buyan buni éytqan? Yaki Bizni «U heqiqettur» dégüzüp bu ishtin burun uni aldin’ala éytqan? Yaq, héchkim éytmaydu; Berheq, héchkim bayan qilmaydu; Sözünglarni angliyalighuchi berheq yoqtur!
27 Мән дәсләптә Зионға: — «Мошу ишларға көз тикип туруңлар! Көз тикип туруңлар!» дедим, Йерусалимға хуш хәвәрни йәткүзгүчини әвәтип бәрдим.
Men deslepte Zion’gha: — «Mushu ishlargha köz tikip turunglar! Köz tikip turunglar!» dédim, Yérusalémgha xush xewerni yetküzgüchini ewetip berdim.
28 Мән қарисам, шулар арисида һеч ким йоқ — Мәслиһәт бәргидәк һеч ким йоқ, Шулардин сорисам, җавап бәргидәк һеч кимму йоқ.
Men qarisam, shular arisida héchkim yoq — Meslihet bergüdek héchkim yoq, Shulardin sorisam, jawab bergüdek héchkimmu yoq.
29 Қараңлар, улар һәммиси қуруқ; Уларниң ясиғанлири йоқ иштур, Қуйма мәбудлири қуруқ шамалдәк мәнасиздур.
Qaranglar, ular hemmisi quruq; Ularning yasighanliri yoq ishtur, Quyma mebudliri quruq shamaldek menisizdur.