< Йәшая 40 >
1 Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, тәсәлли бериңлар, дәпла жүриду Худайиңлар;
2 Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки, Униң җәбир-җапалиқ вақти ахирлашти, Униң қәбиһлиги кәчүрүм қилинди; Чүнки у Пәрвәрдигарниң қолидин барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп [меһри-шәпқитини] алди.
3 Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!
4 Барлиқ җилғилар көтирилиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәс қилиниду; Әгир-тоқайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкшилиниду.
5 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви көрүниду, Вә барлиқ тән егилири уни тәң көриду; Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз ағзи шундақ сөз қилған!».
6 — Аңлаңлар, бир аваз «җакала» дәйду; Җакалиғучи болса мундақ сорап: — «Мән немини җакалаймән?» — деди. [җавап болса: —] «Барлиқ тән егилири от-чөптур, халас; Вә уларниң барлиқ вапалиғи даладики гүлгә охшаш;
7 От-чөп солишиду, гүл хазан болиду, Чүнки Пәрвәрдигарниң Роһи үстигә пүвләйду; Бәрһәқ, [барлиқ] хәлиқму от-чөптур!
8 От-чөп солишиду, гүл хазан болиду; Бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!»
9 — И Зионға хуш хәвәр елип кәлгүчи, жуқури бир таққа чиққин; Йерусалимға хуш хәвәрни елип кәлгүчи, Авазиңни күчәп көтәргин! Уни көтәргин, қорқмиғин! Йәһуданиң шәһәрлиригә: — «Мана, Худайиңларға қараңлар» дегин!
10 Мана, Рәб Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду, Униң билиги Өзи үчүн һоқуқ жүргүзиду; Мана, Униң алған мукапати Өзи билән биллә, Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
11 Қойчидәк У Өз падисини бақиду; У қозиларни биләк-қолиға жиғиду, уларни қучағлап маңиду, Емиткүчиләрни У мулайимлиқ билән йетәкләйду.
12 Ким дәрия-океанларниң сулирини очумида өлчәп бәлгүлигән, Асманларни ғеричлап бекиткән, Җаһанниң топа-чаңлирини мисқаллап салған, Тағларни таразида таразилап, Дөңләрни җиңда тартип орнатқан?
13 Ким Пәрвәрдигарниң Роһиға йолйоруқ бәргән? Ким Униңға мәслиһәтчи болуп үгәткән?
14 У ким билән мәслиһәтләшкән, Ким Уни әқиллиқ қилип тәрбийәлигән? Униңға һөкүм-һәқиқәт чиқириш йолида ким йетәклигән, Яки Униңға билим үгәткән, Яки Униңға йорутулуш йолини ким көрсәткән?
15 Мана, Униң алдида әл-жутлар Униңға нисбәтән челәктә қалған бир тамча судәк, Таразида қалған топа-чаңдәк һесаплиниду; Мана, У аралларни зәрричә нәрсидәк қолиға алиду;
16 Пүткүл Ливан болса [қурбангаһ] отиға, Униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду.
17 Әл-жутлар униң алдида һеч нәрсә әмәстур; Униңға нисбәтән улар йоқниң арилиғида, Қуруқ-мәнисиз дәп һесаплиниду.
18 Әнди силәр Тәңрини кимгә охшатмақчисиләр? Уни немигә охшитип селиштурисиләр?
19 [Бир бутқиму?!] Уни һүнәрвән қелипқа қуюп ясайду; Зәргәр униңға алтун һәл бериду, Униңға күмүч зәнҗирләрни соқуп ясайду.
20 Йоқсулларниң беғишлиғидәк ундақ һәдийилири болмиса, чиримәйдиған бир дәрәқни таллайду; У лиңшип қалмиғидәк бир бутни оюп ясашқа уста бир һүнәрвән издәп чақириду.
21 Силәр билмәмсиләр? Силәр аңлап бақмиғанмусиләр? Силәргә әзәлдин ейтилмиғанмиду? Йәр-зимин апиридә болғандин тартип чүшәнмәйватамсиләр?
22 У йәр-зиминниң чәмбирикиниң үстидә олтириду, Униңда туруватқанлар униң алдида чақчиқирлардәк туриду; У асманларни пәрдидәк тартиду, Уларни худди макан қилидиған чедирдәк яйиду;
23 У әмирләрни йоққа чиқириду; Җаһандики сотчи-бәгләрни артуқчә қилиду.
24 Улар тикилдиму? Улар терилдиму? Уларниң ғоли йилтиз тарттиму? — Бирақ У үстигила пүвләп, улар солишип кетиду, Қуюн уларни топандәк елип ташлайду.
25 Әнди Мени кимгә охшатмақчисиләр? Маңа ким тәңдаш болалисун?» — дәйду Муқәддәс Болғучи.
26 Көзлириңларни жуқуриға көтирип, қараңлар! Мошу мәвҗудатларни ким яратқанду? Уларни ким түркүм-түркүм қошунлар қилип тәртиплик әпчиқиду? У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду; Униң күчиниң улуқлуғи, қудритиниң зорлуғи билән, Улардин бириму кам қалмайду.
27 — Немишкә шуни дәверисән, и Яқуп? Немишкә мундақ сөзләверисән, и Исраил: — «Мениң йолум Пәрвәрдигардин йошурундур, Худайим мениң дәвайимға ерән қилмай өтивериду!»?
28 Силәр билмигәнмусиләр? Аңлап бақмиғанмусиләр? Пәрвәрдигар — Әбәдил-әбәтлик Худа, Җаһанниң қәрилирини Яратқучидур! У я һалсизланмайду, я чарчимайду; Униң ой-билиминиң тегигә һәргиз йәткили болмайду.
29 У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду; Мағдурсизларға У бәрдашлиқни һәссиләп көпәйтиду.
30 Һәтта жигитләр һалидин кетип чарчап кәтсиму, Батурлар болса путлишип жиқилсиму,
31 Бирақ Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләрниң күчи йеңилиниду; Улар бүркүтләрдәк қанат керип өрләйду; Улар жүгүрүп, чарчимайду; Йолда меңип, һалидин кәтмәйду!