< Йәшая 4 >
1 Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәйду.
2 Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду, Зимин бәргән мевә болса, Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду.
3 Һәм шундақ иш болидуки, Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар, Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду.
4 Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән, Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп, Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду.
5 Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй, Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут, Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду; Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду.
6 Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған, Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».