< Йәшая 39 >

1 Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини һәм әслигә кәлгәнлигини аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти.
Shu peytte Baladanning oghli Babil padishahi Mérodaq-Baladan Hezekiyaning késel bolup yétip qalghanliqini hem eslige kelgenlikini anglighachqa, Hezekiyagha xetlerni hediye bilen ewetti.
2 Һәзәкия әлчиләрни хошаллиқ билән күтүп, униң ғәзнә-амбарлирида сақланған нәрсилирини көрсәтти; йәни күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қуралларни сақлайдиған өйниң һәммисини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; униң ордиси вә яки пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
Hezekiya elchilerni xushalliq bilen kütüp, uning xezine-ambarlirida saqlan’ghan nersilirini körsetti; yeni kümüshni, altunni, dora-dermanlarni, serxil maylarni, sawut-qorallarni saqlaydighan öyning hemmisini we bayliqlirining barliqini körsetti; uning ordisi we yaki pütkül padishahliqi ichidiki nersilerdin Hezekiya ulargha körsetmigen birimu qalmidi.
3 Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: — «Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди. Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән», деди.
Andin Yeshaya peyghember Hezekiyaning aldigha bérip, uningdin: — «Mushu kishiler néme dédi? Ular séni yoqlashqa nedin kelgen?» — dep soridi. Hezekiya: — «Ular yiraq bir yurttin, yeni Babildin kelgen», dédi.
4 Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди. Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
Yeshaya yene: — «Ular ordangda némini kördi?» dep soridi. Hezekiya: — «Ordamda bar nersilerni ular kördi; bayliqlirimning arisidin ulargha körsetmigen birimu qalmidi» — dédi.
5 Йәшая Һәзәкияға мундақ деди: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
Yeshaya Hezekiyagha mundaq dédi: — Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning sözini anglap qoyghin: —
6 — Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә нәрсә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар,
— Mana shundaq künler kéliduki, ordangda bar nersiler we bügün’ge qeder ata-bowiliring toplap, saqlap qoyghan hemme nerse Babilgha élip kétilidu; héchnerse qalmaydu — deydu Perwerdigar,
7 — һәмдә [Бабиллиқлар] оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду.
— hemde [Babilliqlar] oghulliringni, yeni özüngdin bolghan ewladliringni élip kétidu; shuning bilen ular Babil padishahining ordisida aghwat bolidu.
8 Шуниң билән Һәзәкия өз-өзигә: «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, [Худаниң] һәқиқәт-вапалиғи болидикәнғу» дәп, Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди.
Shuning bilen Hezekiya öz-özige: «Öz künlirimde bolsa aman-tinchliq, [Xudaning] heqiqet-wapaliqi bolidiken’ghu» dep, Yeshayagha: — «Siz éytqan Perwerdigarning mushu sözi yaxshi iken» — dédi.

< Йәшая 39 >