< Йәшая 37 >
1 Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
2 У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз йепинчақлиған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
3 Улар униңға: — «Һәзәкия мундақ дәйду: — «Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн күлпәт чүшидиған, рәсва вә мазақ қилинидиған бир күндур.
4 Өз ғоҗиси болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қеп қалған қалдилар үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң»» — деди.
5 Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди.
6 Йәшая уларға: — «Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма;
7 Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. У өз зиминида турғанда уни қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
8 Раб-Шакәһ кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, униң йениға кәлди; Асурийә падишаси Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан еди.
9 Андин падиша: «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиди. Шу хәвәрни аңлиғанда у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —
10 «Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңлар: — «Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма;
11 Мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қандақму қутқузулисән?
12 Ата-бовилирим һалак қилған әлләрни болса, уларниң илаһ-бутлири қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу? Телассарда турған Едәнләрничу?
13 Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».
14 Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди.
15 Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: —
16 «И керублар оттурисида турған, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: — Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән.
17 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан һәммә гәплирини аңлиғайсән!
18 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни вә шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип,
19 Уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлар, яғач вә таш, халас; шуңа Асурийәликләр уларни һалак қилди.
20 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
21 Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: — — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән Маңа Сәннахериб тоғрилиқ дуа қилишиң билән,
22 Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: — «Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду, Сени мазақ қилип күлиду; Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
23 Сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң? Сән кимгә қарши авазиңни көтирип, Нәзириңни үстүн қилдиң? Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!
24 Қуллириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип: — «Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққилириға, Ливан тағ бағирлириға йетип кәлдимки, Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән; Мән униң әң жуқури егизлигигә ямишип чиқип, Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.
25 Өзүм қудуқ колап су ичтим; Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим — дедиң.
26 — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң? Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки, Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки, Һазир уни әмәлгә ашурдумки, Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
27 Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип, Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди; Улар етиздики оттәк, Юмран көк чөпләрдәк, Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.
28 Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
29 Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткини түпәйлидин, Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, Жүгинимни ағзиңға салимән, Өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.
30 И [Һәзәкия], шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, — Мошу жили өзлүгидин өскән, Иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду; Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.
31 Йәһуда җәмәтидики қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду, Жуқириға қарап мевә бериду;
32 Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси, Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
33 Шуңа Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: — У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду, Нә униңға бир тал оқму атмайду; Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду, Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
34 У қайси йол билән кәлгән болса, Шу йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар.
35 — Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән».
36 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди. Мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди!
37 Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди.
38 Шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди.