< Йәшая 36 >
1 Һәзәкияниң он төртинчи жили шундақ болдики, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қәлъә-қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
2 Андин Асурийә падишаси «Раб-Шакәһ» [дегән сәрдарни] чоң бир қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға әвәтти. У Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.
3 Шуниң билән Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги болған Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги болған Йоаһлар униң йениға кәлди
4 вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: — «Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немити? Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) — «Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
5
6 Мана, сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән! Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; мана Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
7 Әгәр сән маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәң, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу [Пәрвәрдигарға] аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
8 Әнди ғоҗам Асурийә падишаси билән бир тохтамға кәл: — «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!»
9 Сәндә ундақлар болмиса, ғоҗамниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Сән җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисән техи!
10 Мән әнди мошу зиминни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин!» — деди!»»
11 Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — «Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун!» — деди.
12 Бирақ Раб-Шакәһ: — «Ғоҗам мени мошу гәпни ғоҗаңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.
13 Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
14 «Падиша мундақ дәйду: — «Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни қутқузалмайду.
15 Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!».
16 Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: — «Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
17 та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени бар һәм үзүмзарлири бар бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!
18 Һәзәкияниң силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» дәп ишәндүрүшигә йол қоймаңлар! Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму?
19 Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим шәһириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!
20 Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?»».
21 Аңлиғучилар сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».
22 Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.