< Йәшая 35 >
1 — Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду; Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду;
2 У бәрқ уруп чечәкләйду, Шатлиққа шатлиқ қошулуп тәнтәнә қилиду; Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр униңға берилиду; Улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини, Худайимизниң гөзәллиги вә һәйвитини көриду.
3 Аҗиз қолларни күчләндүрүңлар, Егилип маңидиған тизларни чиңитиңлар,
4 Жүриги аққанларға: — «Чиң туруңлар! Қорқмаңлар! Мана, Худайиңларға қарап беқиңлар; Қисас келиду — Худаниң һесап елиш күни келиду! У Өзи келиду, силәрни қутқузиду!» — дәң!
5 Андин қариғуниң көзи ечилиду, Гасниң қулақлири очуқ қилиниду,
6 Андин ақсақ-токурлар кейиктәк ойнақлап сәкрәйду; Гачиниң тили нахша ейтиду; Чүнки далада сулар, Чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду;
7 Пижғирин чөл-җәзирә көлчәккә, Чаңқиған йәрләр булақларға айлиниду; Чилбөриләрниң макани — улар ятқан җай, Қомуш вә йекәнләр өсүп, чимәнликкә айлиниду.
8 Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, Түптүз бир йол болиду; У «пак-муқәддәсликниң йоли» дәп атилиду; Напаклар униңдин өтүшкә болмайду, Шу йол мәхсус шулар үчүн бекитилип ясалғанки, — Һәтта наданларму униңда езип кәтмәйду;
9 Шу йәрдә шир болмайду, Униң үстигә һеч житқуч һайван чиқмайду; (Улар шу йәрдә һеч тепилмайду) — Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар шу йәрдә маңиду!
10 Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду, Күйләрни ейтип Зионға йетип келиду; Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду; Улар хошаллиқ вә шатлиққа чөмгән болиду; Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.