< Йәшая 33 >
1 И өзүң булаң-талаң қилинмиған, башқиларни булаң-талаң қилғучи, Башқилар саңа асийлиқ қилмиған, Өзүң асийлиқ қилғучи, Сениң һалиңға вай! Сән булаң-талаңни болди қилишиң билән, Өзүң булаң-талаң қилинисән; Сән асийлиқни болди қилишиң билән, Өзүң асийлиққа учрайсән;
2 И Пәрвәрдигар, бизгә меһри-шәпқәт көрсәткәйсән; Биз Сени үмүт билән күтүп кәлдуқ; Өтүнимизки, Сән һәр сәһәр [Исраилға] күчлүк биләк-қол, Қийинчилиқ пәйтлиридә ниҗатимиз болғайсән.
3 Топ-топ адәмләрниң ғовға-чуқанлиридин хәлиқләр бәдәр қачиду; Сән [Худа] қәддиңни тик қилишиң билән әлләр питирап кетиду;
4 Чекәткә личинкилири от-көкләрни жиғип йәвалғандәк, Силәргә бекитип берилгән олҗа жиғивелиниду; Чекәткиләр уян-буян жүгүргәндәк адәмләр олҗа үстидә уян-буян жүгүрүшиду.
5 Пәрвәрдигар үстүн туриду, Бәрһәқ, Униң туралғуси жуқуридидур; У Зионға адаләт вә һәққанийлиқ толдурди;
6 У болса күнлириңларниң теч-аманлиғи, ниҗатлиқ, даналиқ вә билимниң байлиқлири болиду; Пәрвәрдигардин қорқуш Униң үчүн гөһәрдур.
7 Мана, уларниң палванлири сиртта туруп налә-пәряд көтириду; Сүлһ-әһдә түзгән әлчиләр қаттиқ жиғлишиду;
8 Йоллар адәмсиз қалди; Өткүнчи йолчилар йоқ болди; У әһдини бузуп ташлиди; Шәһәрләрни көзигә илмайду, Адәмләрни һеч әтиварлимайду.
9 Зимин матәм тутиду, зәиплишиду; Ливан хиҗаләттин солишиду; Шарон чөл-баяванға айланди; Башан вә Кармәл болса қирип ташланди.
10 Мана һазир орнумдин туримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Һазир Өзүмни үстүн көрситимән, Һазир қәддимни көтиримән.
11 — Силәрниң боюңларда қуруқ от-чөпла бар, Пахал туғисиләр; Өз нәпәслириңлар от болуп өзүңларни жутуветиду;
12 Әлләр болса һак көйдүрүлгәндәк көйдүрилиду; Орулған җиған-тикәнләрдәк отта көйдүрүветилиду.
13 — И жирақтикиләр, Мениң қилғанлиримни аңлаңлар; Йеқиндикиләр, Мениң күч-қудритимни тонуп йетиңлар.
14 Зиондики гунакарлар қорқиду; Вәһимә ипласларни бесивалиду. [Улар]: «Аримиздики ким мәңгүлүк жутқур От билән биллә туриду? Ким әбәдил-әбәт ялқунлар билән бир маканда болиду?» — дәйду.
15 — «Һәққанийлиқ йолида маңидиған, Дурус-лилла гәп қилидиған, Залимлиқтин кәлгән һарам пайдиға нәпрәтлинидиған, Париларни сунғучиларни қолини пулаңшитип рәт қилидиған, Қанниң гепи болсила қулиқини йопуруп аңлимайдиған, Пәслик-рәзилликкә қарашни рәт қилип, көзини қачуридиған;
16 У жуқурини макан қилиду; Қорам ташлар униң қорғини болуп, Жуқири униң башпанаһи болиду; Өз рисқи униңға берилиду, Униң сүйи капаләтлик болиду».
17 — «Көзлириң Падишаһни гөзәллигидә көриду; Көзлириң узунға созулған зиминға нәзәр салиду.
18 Көңлүң вәһимә тоғрисида чоңқур ойға патиду; Ройхәтчи бәг қени? Олҗини өлчәйдиған таразичи бәг қени? Истиһкам-мунарларни саниғучи бәг қени?
19 Қайтидин әшәддий хәлиқни көрмәйсән, — Сән аңқиралмайдиған, боғузида сөзләйдиған, Дудуқлап гәп қилидиған, гепини чүшинәлмәйдиған бир хәлиқни иккинчи көрмәйсән.
20 Ибадәт һейтлиримиз өткүзүлидиған шәһәр Зионға қара; Сениң көзүң Йерусалимниң теч-аман макан болғанлиғини, Қозуқлири һәргиз жулунмайдиған, Танилири һәргиз үзүлмәйдиған, Иккинчи йөткәлмәйдиған чедир болғанлиғини көриду;
21 Шу йәрдә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви бизгә көрүниду, — У Өзи дәриялар, кәң өстәңләр еқип туридиған бир җай болиду; Палақлар билән һайдалған һеч қандақ кемә у җайда қатнимайду, Вә яки һеч һәйвәтлик кемә у җайдин өтмәйду;
22 Чүнки Пәрвәрдигар бизниң ниҗаткар-һакимимиз, Пәрвәрдигар бизгә қанун Бәргүчидур, Пәрвәрдигар — бизниң Падишасимиз, У бизни қутқузиду!
23 Сениң тана-арғамчилириң бошиған болсиму, [Исраил] йәлкән хадисиниң турумини мустәһкәм қилалмисиму, Йәлкәнни йейип чиқиралмисиму, У чағда зор бир олҗа үләштүрүлиду; Һәтта ақсақ-токурларму олҗини алиду.
24 Шу чағда шу йәрдә турғучи: «Мән кесәл» демәйду; Шу җайни макан қилған хәлиқниң гуналири кәчүрүм қилиниду.