< Йәшая 32 >
1 Мана, һәққанийлиқ билән һөкүмранлиқ қилғучи бир падиша чиқиду; Әмирләр болса тоғра һөкүм чиқирип идарә қилиду.
Mana, ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn ⱨɵkümranliⱪ ⱪilƣuqi bir padixaⱨ qiⱪidu; Əmirlǝr bolsa toƣra ⱨɵküm qiⱪirip idarǝ ⱪilidu.
2 Һәм шамалға далда болғидәк, Боранға панаһ болғидәк, Қағҗирақ җайға ериқ-сулардәк, Чаңқап кәткән зиминға қорам ташниң сайисидәк болған бир адәм чиқиду.
Ⱨǝm xamalƣa dalda bolƣudǝk, Boranƣa panaⱨ bolƣudǝk, Ⱪaƣjiraⱪ jayƣa eriⱪ-sulardǝk, Qangⱪap kǝtkǝn zeminƣa ⱪoram taxning sayisidǝk bolƣan bir adǝm qiⱪidu.
3 Шуниң билән көргүчиләрниң көзлири һеч торлашмайду, Аңлайдиғанларниң қулиқи ениқ тиңшайду;
Xuning bilǝn kɵrgüqilǝrning kɵzliri ⱨeq torlaxmaydu, Anglaydiƣanlarning ⱪuliⱪi eniⱪ tingxaydu;
4 Бәңбашниң көңли билимни тонуп йетиду, Кекәчниң тили тез һәм ениқ сөзләйду.
Bǝngbaxning kɵngli bilimni tonup yetidu, Kekǝqning tili tez ⱨǝm eniⱪ sɵzlǝydu.
5 Пәсәндиләр әнди пәзиләтлик дәп аталмайду, Пиқсиқ ипласлар әнди мәрт дәп аталмайду,
Pǝsǝndilǝr ǝmdi pǝzilǝtlik dǝp atalmaydu, Piⱪsiⱪ iplaslar ǝmdi mǝrd dǝp atalmaydu,
6 Чүнки пәсәндә адәм пәсликни сөзләйду, Униң көңли бузуқчилиқ тәйярлайду, Ипласлиқ қилишқа, Пәрвәрдигарға дағ кәлтүрүшкә, Ачларниң қосиғини ач қалдурушқа, Чаңқиғанларниң ичимлигини йоқитиветишкә нийәтлиниду.
Qünki pǝsǝndǝ adǝm pǝslikni sɵzlǝydu, Uning kɵngli buzuⱪqiliⱪ tǝyyarlaydu, Iplasliⱪ ⱪilixⱪa, Pǝrwǝrdigarƣa daƣ kǝltürüxkǝ, Aqlarning ⱪorsiⱪini aq ⱪalduruxⱪa, Qangⱪiƣanlarning iqimlikini yoⱪitiwetixkǝ niyǝtlinidu.
7 Бәрһәқ, иплас адәмниң тәдбирлири қәбиһтур; У қәстләрни пәмләп олтириду, Мөминләрни ялған гәп билән, Йоқсулниң дәвасида гәп қилип уни вәйран қилишни пәмләп олтириду.
Bǝrⱨǝⱪ, iplas adǝmning tǝdbirliri ⱪǝbiⱨtur; U ⱪǝstlǝrni pǝmlǝp olturidu, Mɵminlǝrni yalƣan gǝp bilǝn, Yoⱪsulning dǝwasida gǝp ⱪilip uni wǝyran ⱪilixni pǝmlǝp olturidu.
8 Пәзиләтлик адәмниң қилған нийәтлири бәрһәқ пәзиләтликтур; У пәзиләттә муқим туриду.
Pǝzilǝtlik adǝmning ⱪilƣan niyǝtliri bǝrⱨǝⱪ pǝzilǝtliktur; U pǝzilǝttǝ muⱪim turidu.
9 Орнуңлардин туруп, и хатирҗәм аяллар, авазимни аңлаңлар! И әндишисиз қизлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
Ornunglardin turup, i hatirjǝm ayallar, awazimni anglanglar! I ǝndixisiz ⱪizlar, sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ selinglar!
10 Бир жил өтә-өтмәйла, и беғәм аяллар, Паракәндә қилинисиләр! Чүнки үзүм һосули бекарға кетиду, Мевә жиғиш йоқ болиду.
Bir yil ɵtǝ-ɵtmǝyla, i biƣǝm ayallar, Parakǝndǝ ⱪilinisilǝr! Qünki üzüm ⱨosuli bikarƣa ketidu, Mewǝ yiƣix yoⱪ bolidu.
11 И хатирҗәм аяллар, титрәңлар! И әндишисиз қизлар, патипарақ болуңлар! Кийимиңларни селиветиңлар, өзүңларни ялаң қилиңлар, чатриқиңларға бөз бағлаңлар!
I hatirjǝm ayallar, titrǝnglar! I ǝndixisiz ⱪizlar, patiparaⱪ bolunglar! Kiyiminglarni seliwetinglar, ɵzünglarni yalang ⱪilinglar, qatriⱪinglarƣa bɵz baƣlanglar!
12 Гөзәл етиз-бағлар үчүн, Мевилик үзүм таллири үчүн мәйдәңларға уруп һәсрәт чекиңлар!
Güzǝl etiz-baƣlar üqün, Mewilik üzüm talliri üqün mǝydǝnglarƣa urup ⱨǝsrǝt qekinglar!
13 Үстидә тикән-янтақлар өсидиған өз хәлқимниң зимини үчүн, Шат-хурам өйләр, вараң-чуруң қилип ойнайдиған бу шәһәр үчүн қайғуруңлар!
Üstidǝ tikǝn-yantaⱪlar ɵsidiƣan ɵz hǝlⱪimning zemini üqün, Xad-huram ɵylǝr, warang-qurung ⱪilip oynaydiƣan bu xǝⱨǝr üqün ⱪayƣurunglar!
14 Чүнки орда ташлиниду, Адәмләр билән лиқ толған шәһәр адәмзатсиз болиду, Истиһкам вә күзәт мунарлири узун заманғичә пәқәтла явайи ешәкләр зоқ алидиған, Қой падилири озуқлинидиған боз йәрләр болиду.
Qünki orda taxlinidu, Adǝmlǝr bilǝn liⱪ tolƣan xǝⱨǝr adǝmzatsiz bolidu, Istiⱨkam wǝ kɵzǝt munarliri uzun zamanƣiqǝ pǝⱪǝtla yawayi exǝklǝr zoⱪ alidiƣan, Ⱪoy padiliri ozuⱪlinidiƣan boz yǝrlǝr bolidu.
15 Таки Роһ бизгә жуқуридин төкүлгичә, Далалар мевилик бағ-етизлар болғичә, Мевилик бағ-етизлар орманзар дәп һесапланғичә шу пети болиду.
Taki Roⱨ bizgǝ yuⱪiridin tɵkülgüqǝ, Dalalar mewilik baƣ-etizlar bolƣuqǝ, Mewilik baƣ-etizlar ormanzar dǝp ⱨesablanƣuqǝ xu peti bolidu.
16 Шу чағда адаләт далани, Һәққанийлиқ мевилик бағ-етизларни макан қилиду.
Xu qaƣda adalǝt dalani, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ mewilik baƣ-etizlarni makan ⱪilidu.
17 Һәққанийлиқтин чиқидиғини хатирҗәмлик болиду, Хатирҗәмликниң нәтиҗиси болса мәңгүгә болидиған арам-течлиқ вә аман-есәнлик болиду.
Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪtin qiⱪidiƣini hatirjǝmlik bolidu, Hatirjǝmlikning nǝtijisi bolsa mǝnggügǝ bolidiƣan aram-tinqliⱪ wǝ aman-esǝnlik bolidu.
18 Шуниң билән мениң хәлқим хатирҗәм маканларда, Ишәшлик туралғуларда вә тинич арамгаһларда туриду.
Xuning bilǝn mening hǝlⱪim hatirjǝm makanlarda, Ixǝnqlik turalƣularda wǝ tinq aramgaⱨlarda turidu.
19 Орман кесилип жиқитилғанда мөлдүр яғсиму, Шәһәр пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилсиму,
Orman kesilip yiⱪitilƣanda mɵldür yaƣsimu, Xǝⱨǝr pütünlǝy yǝr bilǝn yǝksan ⱪiliwetilsimu,
20 Су бойида уруқ териғучилар, Кала вә ешәкләрни кәң далаға қоюветидиғанлар бәхитликтур!
Su boyida uruⱪ teriƣuqilar, Kala wǝ exǝklǝrni kǝng dalaƣa ⱪoyuwetidiƣanlar bǝhtliktur!