< Йәшая 31 >
1 — Ярдәм издәп Мисирға барғанларниң һалиға вай! Улар атларға тайинип, Көп болғанлиғидин җәң һарвулириға, Интайин күчлүк болғанлиғидин атлиқ әскәрләргә ишинип кәтти! Бирақ Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қаримайду, Пәрвәрдигарни издимәйду.
2 Бирақ Уму данадур! У күлпәт елип келиду, Дегәнлирини қайтурувалмайду; У бузуқларниң җәмәтигә, Шундақла қәбиһлик қилғучиларға ярдәмдә болғанларға қарши орнидин қозғилиду.
3 Мисирлиқлар Тәңри әмәс, адәмләр халас; Уларниң атлири болса роһтин әмәс, әттин халас; Пәрвәрдигар болса қолини узартиду, Ярдәм бәргүчи болса путлишиду; Ярдәм берилгүчи болса жиқилиду; Улар һәммиси бирақла йоқилиду.
4 Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — «Овни тутувалған шир яки асланни бир тәрәп қилишқа топ-топ падичилар чақирилғанда, Шир яки аслан уларниң авазлиридин һеч қорқмай, Шавқунлиридин һеч һодуқмай, Бәлки овни астиға бесивелип ғар-ғур талиқинидәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарму охшашла Зион теғи вә егизликлири үчүн чүшүп җәң қилиду.
5 Үстидә пәрваз қилидиған қушлардәк самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз қанити астиға Йерусалимни алиду; Қанити астиға елип, Зионни қутқузиду; Униң «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду.
6 Силәр дәһшәтлик асийлиқ қилған Егәңларниң йениға товва қилип қайтиңлар, И Исраил балилири!
7 Чүнки шу күнидә инсанлар һәр бири өзи үчүн өз қоли билән ясиған күмүч бутларни вә алтун бутларни: — «Гунадур!» дәп ташливетиду».
8 «Шу чағда Асурийә қилич билән жиқилиду, Бирақ батурниң қиличи билән әмәс; Бир қилич уни жутувалиду, бирақ қилич адәттики адәмниңки болмайду; У җенини елип қиличтин қачмақчи болиду, Арисидики жигитлири алванға селиниду.
9 Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду; Униң сәрдарлири җәң туғидин алақзадилишиду» — дәп җакалайду Зионда оти көйиватқан, Йерусалимда хумдени ялқунлаватқан Пәрвәрдигар.