< Йәшая 30 >
1 «Асий оғулларниң әһвалиға вай!» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Улар планларни түзмәкчи, бирақ Мәндин алмайду; Улар мудапиә тосуқини бәрпа қилиду, Бирақ у Мениң Роһум әмәс; Шундақ қилип улар гунайи үстигә гуна қошувалиду.
2 Улар Мәндин һеч соримайла Мисирға йол алди; Пирәвнниң қанити астидин панаһ издәп, Мисирниң сайисигә ишинип тайиниду йәнә!
3 Чүнки Пирәвнниң қанити болса силәрни йәргә ташлап ләт қилиду. Мисирниң сайисигә ишинип тайиниш силәргә баш қетимчилиқ болиду.
4 Пирәвнниң әмирлири Зоан шәһиридә болсиму, Униң әлчилири Һанәс шәһиригә һәрдайим келип турсиму,
5 Авам һәммиси өзигә пайдиси болмайдиған, Һеч ярдими вә пайдиси тәгмәйдиған, Бәлки ләт қилип йәргә ташлайдиған, Һәтта рәсва қилидиған бир хәлиқтин номус қилидиған болиду.
6 Нәгәвдики улақлар тоғрисида жүкләнгән вәһий: — Улар җапалиқ, дәрд-әләмлик зиминдин өтиду; Шу йәрдин чиши ширлар вә әркәк ширлар, Чар илан вә вәһший учар иланму чиқиду; Улар байлиқлирини ешәкләрниң дүмбисигә, Гөһәрлирини төгә локкилириға жүкләп, Өзлиригә һеч пайда йәткүзмәйдиған бир хәлиқниң йениға көтирип бариду.
7 Мисир!? Уларниң ярдими бекар һәм қуруқтур! Шуңа Мән уни: «Һеч немини қилип бәрмәйдиған Раһаб» дәп атиғанмән.
8 — Әнди бу сөзниң кәлгүси заманлар үчүн, Гувалиқ сүпитидә әбәдил-әбәткә турувериши үчүн, Һазир берип буни һәм таш тахтиға һәм йөгимә китапқа йезип қойғин.
9 Чүнки булар болса асий бир хәлиқ, Наәһли оғуллар, Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийисини аңлашни халимайдиған оғуллардур.
10 Улар алдин көргүчиләргә: — «Вәһийни көрмәңлар!», Вә пәйғәмбәрләргә: «Бизгә тоғра бешарәтләрни көрсәтмәңлар; Бизгә адәмни азатә қилидиған, ялған бешарәтләрни көрситиңлар;
11 Сәнләр [дурус] йолдин чиқиш, Тоғра тәриқидин айрилиш! Исраилдики Муқәддәс Болғучини алдимиздин йоқ қилиш!» — дәйду.
12 — Әнди Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Чүнки силәр мошу хәвәрни чәткә қеқип, Зулумни йөләнчүк қилип, бурмиланған йолға таянғиниңлар түпәйлидин,
13 Шуңа мошу қәбиһлик силәргә егиз тамниң бир йериқидәк болиду, Там пултийип қалғанда, у бирақла уни чеқиветиду;
14 Худди сапал чинә һеч айимай чеқиветилгәндәк У уни чеқиветиду; Униңдин һәтта очақтин чоғ алғидәк, Бактин су усқидәк бирәр парчисиму қалмайду».
15 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Йенимға товва билән қайтип келип арам таписиләр, қутқузулисиләр; Хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алисиләр!», — Бирақ силәр рәт қилғансиләр.
16 Силәр: — «Яқ, биз атларға минип қачимиз» — дедиңлар, Шуңа силәр раст қачисиләр! Вә «Биз чапқур улақларға минип кетимиз» — дедиңлар; — Шуңа силәрни қоғлиғучиларму чапқур болиду.
17 Миңиңлар бириниң вәһимисидин қачисиләр; Бәшиниң вәһимисидә [һәммиңлар] қачисиләр; Қечип, тағ үстидики йеганә байрақ хадисидәк, Дөң үстидики туғдәк қалисиләр.
18 Вә шуңа силәргә меһри-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду; Шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду; Чүнки Пәрвәрдигар һөкүм-һәқиқәт чиқарғучи Худадур; Уни күткәнләрниң һәммиси бәхитликтур!
19 Чүнки халайиқ йәнила Зионда, йәни Йерусалимда туриду; Шу чағда силәр йәнә һеч жиғлимайсиләр; Көтәргән наләңдә У Өзини саңа интайин шәпқәтлик көрситиду; У наләңни аңлисила, җавап бериду.
20 Рәб силәргә нан үчүн мүшкүллүкни, Су үчүн азап-оқубәтни бәрсиму, Шу чағда сениң Устазиң йәнә йошурунивәрмәйду, Бәлки көзүң Устазиңни көриду;
21 Силәр оң тәрәпкә бурулсаңлар, Яки сол тәрәпкә бурулсаңлар, Қулиқиң кәйниңдин: — «Йол мана мошу, униңда меңиңлар!» дегән бир авазни аңлайсән.
22 Шу чағда силәр оюлған мәбудлириңларға берилгән күмүч һәлгә, Қуйма мәбудлириңларға берилгән алтун һәлгиму дағ тәккүзисиләр; Силәр уларни адәт латисини ташлиғандәк ташливетип: — «Нери тур» — дәйсиләр.
23 У сән терийдиған уруғуң үчүн ямғур әвәтиду; Йәрдин чиқидиған ашлиқ-мәһсулат һәм күч-қувәтлик һәм мол болиду; Шу күни маллириң кәң-азатә яйлақларда яйлайду;
24 Йәр һайдиған кала вә ешәкләр болса, Гүҗәк вә ара билән соруған, тузланған һәләп йәйду.
25 Чоң қирғинчилиқ болған күни, Йәни мунарлар өрүлгән күни, Һәр бир улуқ тағда вә һәр бир егиз дөңдә болса, Әнһарлар вә ериқлар болиду.
26 Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң җараһитини таңидиған, Уларниң қамча ярисини сақайтқан шу күнидә, Ай шолиси қуяш нуридәк болиду, Қуяш нури болса йәттә һәссә күчлүк болиду, Йәни йәттә күндики нурға баравәр болиду.
27 Мана, Пәрвәрдигарниң нами жирақтин келиду, Униң қәһри ялқунлинип, Қоюқ ис-түтәклири көтирилиду; Ләвлири ғәзәпкә толуп, Тили жутувалғучи янғин оттәк болиду.
28 Униң нәпәси худди тешип боюнға йетидиған кәлкүндәк болиду, Шуниң билән У әлләрни бимәниликни йоқатқучи ғәлвир билән тасқайду, Шундақла хәлиқ-милләтләрниң ағзиға уларни аздуридиған жүгән салиду.
29 Муқәддәс бир һейт өткүзүлгән кечидикидәк, көңлүңлардин нахша урғуп чиқиду, Исраилға уюлташ болған Пәрвәрдигарниң теғиға нәй наваси билән чиққан бирисиниң хошаллиғидәк, көңлүңлар хошал болиду.
30 Пәрвәрдигар һәйвәтлик авазини яңритиду; У қайниған қәһри, жутувалғучи ялқунлуқ от, гүлдүрмамилиқ ямғур, боран-шавқун, мөлдүрләр билән Өз билигини созуп көрситиду.
31 Чүнки Пәрвәрдигарниң авази билән Асурийә янҗилиду, — Башқиларни уруш тайиғи [болған Асурийә] янҗилиду!
32 Вә Пәрвәрдигар тәйярлиған калтәк билән һәр қетим уни урғанда, Буниңға даплар һәм чилтарлар тәңкәш қилиниду; У қолини ойнитип зәрб қилип униң билән күрәш қилиду.
33 Чүнки Тофәт қедимдин тартип тәйяр турған еди; Бәрһәқ, падиша үчүн тәйярланған; [Пәрвәрдигар] уни чоңқур һәм кәң қилған; Отунлири көп ялқунлуқ бир гүлхан бар, Пәрвәрдигарниң нәпәси болса гуңгут еқимидәк уни туташтуриду.