< Йәшая 3 >
1 Чүнки, қара! Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, Йерусалим вә Йәһудаға қувәт вә йөләнчүк болған [барлиқ нәрсиләрни йоқ қилиду], — Йәни қувәт болған пүткүл аш-нан, Йөләнчүк болған һәммә су,
2 Палван вә ләшкәр, Сотчи вә пәйғәмбәр, Палчи вә ақсақал,
3 Әллик беши, мөтивәр вә мәслиһәтчи, Һүнәрвән устилар вә җаду қилғучиларни йоқ қилиду.
4 — «[Уларниң орниға] яшларни әмәлдар қилимән, Бәтхуй балилар уларниң үстидин идарә қилиду.
5 Пухралар бир-бирини езиду, Һәр бири хошниси тәрипидин езилиду; Балилар қериларға, Муттәһәмләр мөтивәрләргә әдәпсизлик қилиду;
6 Шу күни бириси ата җәмәтидики қериндишини тутувелип, униңға: — «Сизниң кийим-кечигиңиз бар; бизгә йетәкчи болуң, бу харабиләр қолиңиз астида болсун», — дәйду; У җававән қолини көтирип [қәсәм ичип]: «Дәрдиңларға дәрман болалмаймән; Өйүмдиму я аш-нан я кийим-кечәк йоқ; Мени хәлиққә йетәкчи қилмаңлар!» — дәйду.
7
8 Чүнки Йерусалим путлишиду-чүшкүнлишиду, Йәһуда болса жиқилиду; Сәвәви, уларниң тили вә илләтлири Пәрвәрдигарға қарши чиқип, Шәрәп Егисиниң көзлири алдида исянкарлиқ қилди.
9 Уларниң чирайи өзлиригә қарши гувалиқ бериду; Улар Содом шәһиридәк гунайини һеч йошурмай, Очуқ-ашкарә җакалайду. Уларниң җениға вай! Улар яманлиқни өз бешиға чүшүргән!
10 Һәққанийларға ейтқинки, Улар аман-есәнликтә туриду, Улар өз әмллириниң мевисини йәйду;
11 Рәзилләргә вай! Бешиға яманлиқ чүшиду, Чүнки өз қоли билән қилғанлири өзигә яниду.
12 Мениң хәлқимдә болса, балилар уларни хар қилиду, Аяллар уларни идарә қилиду; И хәлқим! Силәрни йетәкләватқанлар силәрни аздуриду, Улар маңидиған йоллириңларни йоқ қилиду.
13 Пәрвәрдигар Өз дәвасини сорашқа орун алиду, Хәлиқ-милләтләр үстидин һөкүм чиқиришқа өрә туриду;
14 Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң ақсақаллири вә әмирлири билән дәвалишип, уларға: — Үзүмзарни йәп түгәткәнләр силәр өзүңлар, Аҗиз мөминләрдин алған олҗа өйүңларда ятиду, дәйду.
15 — Силәрниң хәлқимни ашундақ езип, Аҗиз мөминләрниң йүзлиригә дәссәп зади немә қилғиниңлар? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар.
16 Пәрвәрдигар йәнә мундақ деди: — «Зион қиз-аяллири тәкәббурлуқ қилип, Қаш-кирпиклирини сүзүп, Көзлирини ойнитип, наз қилип тайтаңлишип, Путлирини җилдирлитип меңип жүришиду;
17 Шуңа Рәб Зион қиз-аяллириниң баш чоққилирини таз қилиду, Пәрвәрдигар уларниң уят йәрлирини ечиветиду».
18 Әшу күни Рәб уларни гөзәллигидин мәһрум қилиду; — Уларниң ошуқ җилдирақлирини, Баш җийәклирини, ай шәкиллик марҗанлирини,
19 Һалқилирини, биләйүзүклирини, чүмпәрдә-чачванлирини,
20 Ромаллирини, ошуқ зәнҗирлирини, потилирини, әтирданлирини, тилтумарлирини,
21 Үзүклирини, бурун һалқилирини,
22 Һейтлиқ тонлирини, йопуқлирини, пүркәнҗилирини, һәмянлирини,
23 Әйнәклирини, аппақ ич көйнәклирини, сәллилирини вә тор пәрдилириниң һәммисини елип ташлайду.
24 Әнди шундақ болидуки, Әтир пуриғиниң орниға бәтбуйлуқ; Потиниң орнида арғамча, Чирайлиқ ясиған чачлириниң орнида таз беши, Келишкән тонниң орнида бөз рәхтләр, Гөзәллигиниң орнида дағмал тамғиси болиду.
25 Сениң жигитлириң қиличлинип, Батурлириң җәңдә жиқилиду.
26 [Зионниң] қовуқлири зар көтирип матәм тутиду; У ялаңачланған һалда йәргә олтирип қалиду.