< Йәшая 29 >
1 Ариәлгә, Давут өз макани қилған Ариәлгә вай! Йәнә бир жил жилларға қошулсун, Һейт-байрамлар йәнә айлинип кәлсун;
2 Бирақ Мән дәрд-әләмни Ариәлгә кәлтүримән; Дад-пәрядлар көтирилип аңлиниду; У Маңа һәқиқәтән бир «Ариәл» болиду.
3 Чүнки Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп, Сени қамал қилип муһасирә истиһкамлирини салимән, Потәйлири билән сени қоршивалимән.
4 Шуниң билән пәс қилинисән, Сән йәр тегидин сөзләйдиған, Гәплириң пәстин, йәни топа-чаңдин келидиған, Авазиң әрваһларни чақирғучиниңкидәк йәр тегидин чиқиду, Сөзлириң топа-чаңдин шивирлап чиққандәк болиду;
5 Шу чағда дүшмәнлириңниң топи худди юмшақ топа-чаңлардәк, Явузларниң топи шамал учуруп ташлайдиған топандәк тозуп кетиду. Бу иш бирдинла, туюқсиз болиду!
6 Әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар сениң йениңға келиду; Гүлдүрмама, йәр тәврәш, күчлүк шавқун, қуюнтаз, боран вә жутувалғучи от ялқунлар билән сәндин һесап алиду.
7 Шундақ қилип Ариәлгә қарши җәң қилидиған, Йәни униңға вә қәлъә-қорғанлиқ мудапиәләргә җәң қиливатқан барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири кечиси көргән чүштики көрүнүштәк йоқап кетиду.
8 Ач қалған бириси чүш көргәндә, Чүшидә бир немә йәйду; Бирақ ойғанса, мана қосиғи қуруқ туриду; Чаңқиған бириси чүш көргәндә, Чүшидә су ичиду; Бирақ ойғанса, мана у һалидин кетиду, У йәнила уссузлуққа тәшна болиду; Мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду.
9 Әнди арисалди боливерип, Қаймуқуп кетиңлар! Өзүңларни қариғу қилип, қариғу болуңлар! Улар мәс болди, бирақ шараптин әмәс! Улар иләңлишип қалди, бирақ һарақтин әмәс!
10 Чүнки Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп, Көзүңларни етивәтти; У пәйғәмбәрләр вә баш-көзүңлар болған алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти.
11 Мошу көргән пүткүл вәһий болса, силәр үчүн печәтливетилгән бир йөгимә китапдәк болуп қалди; Хәқ китапни саватлиқ бирисигә берип: — «Оқуп беришиңизни өтүнимән» — десә, у: — «Оқуялмаймән, чүнки печити бар екән» — дәйду.
12 Китап саватсиз бирисигә берилип: — «Оқуп беришиңизни өтүнимән» — дейилсә, у: — «Мән саватсиз» — дәйду.
13 Вә Рәб мундақ дәйду: — «Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда, Тили билән Мени һөрмәтлигәндә, Бирақ қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа, Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас;
14 Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән; Карамәт бир ишни карамәт билән қилимән; Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду; Уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду».
15 Өзиниң пүккән нийәтлирини Пәрвәрдигардин йошуруш үчүн астин йәргә киривалған, Өз ишлирини қараңғулуқта қилидиған, Вә «Бизни ким көриду» вә «Ким бизни билгән» дегәнләргә вай!
16 Аһ, силәрниң тәтүрлүгүңлар! Сапалчини сеғиз лайға охшатқили боламду? Шундақла иш өзини Ишлигүчигә: «У мени ишлимигән», Яки шәкилләндүрүлгән өзини Шәкилләндүргүчигә: «Униң әқли йоқ» десә боламду?!
17 Чүнки қисқа вақит ичидила, Ливан мевилик бағға айландурулмамду? Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?
18 Шу күнидә гаслар шу йөгимә китапниң сөзлирини аңлайдиған, Қариғулар зулмәт һәм қараңғулуқтин чиқип көзлири көридиған болиду;
19 Мөминләр болса Пәрвәрдигардин техиму хурсән болиду; Инсанлар арисидики мискинләр Исраилдики Муқәддәс Болғучидин шатлиниду.
20 Рәһимсиз болғучи йоқайду, Мазақ қилғучи ғайип болиду; Қәбиһлик пурситини күтидиғанларниң һәммиси һалак қилиниду;
21 Мана [мошундақ адәмләр] адәмни бир сөз үчүнла җинайәтчи қилиду, Дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду, Һәққаний адәмниң дәвасини сәвәпсиз бекар қиливетиду.
22 Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: — «Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду, Һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду;
23 Чүнки [Яқуп] қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида, Улар намимни муқәддәс дәп улуқлайдиған, Яқупниң Муқәддәс Болғучисини пак-муқәддәс дәп билидиған, Исраилниң Худасидин қорқидиған болиду.
24 Роһи езип кәткәнләр йорутулидиған, Қақшап жүргәнләр несиһәт-билим қобул қилидиған болиду.