< Йәшая 28 >

1 Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай! Мунбәт җилғиниң бешиға тақивалған, Йәни уларниң солишип қалған «пәхри» болған гүлигә вай! И шарапниң әсири болғанлар!
Əfraimdiki mǝyhorlarning bexidiki tǝkǝbburluⱪ bilǝn taⱪiwalƣan güllük tajiƣa way! Munbǝt jilƣining bexiƣa taⱪiwalƣan, Yǝni ularning solixip ⱪalƣan «pǝhri» bolƣan güligǝ way! I xarabning ǝsiri bolƣanlar!
2 Мана, Рәб бир күч вә қудрәт егисини һазирлиди; У болса, мөлдүрлүк җудун һәм вәйран қилғучи борандәк, Дәһшәт билән ташқан кәлкүн сулиридәк, Әшәддийләрчә [таҗни] йәргә уриду.
Mana, Rǝb bir küq wǝ ⱪudrǝt igisini ⱨazirlidi; U bolsa, mɵldürlük judun ⱨǝm wǝyran ⱪilƣuqi borandǝk, Dǝⱨxǝt bilǝn taxⱪan kǝlkün suliridǝk, Əxǝddiylǝrqǝ [tajni] yǝrgǝ uridu.
3 Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗи аяқ астида чәйлиниду;
Əfraimdiki mǝyhorlarning bexidiki tǝkǝbburluⱪ bilǝn taⱪiwalƣan güllük taji ayaƣ astida qǝylinidu;
4 Вә мунбәт җилғиниң бешида тақивалған, Уларниң «пәхри» болған солишип қалған гүли болса, Балдур пишқан әнҗирдәк болиду; Уни көргән киши көрүпла, Қолиға елип кап етип жутувалиду.
Wǝ munbǝt jilƣining bexida taⱪiwalƣan, Ularning «pǝhri» bolƣan solixip ⱪalƣan güli bolsa, Baldur pixⱪan ǝnjürdǝk bolidu; Uni kɵrgǝn kixi kɵrüpla, Ⱪoliƣa elip kap etip yutuwalidu.
5 Шу күнидә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң қалдиси үчүн шәрәплик бир таҗ, Шундақла көркәм бир чәмбирәк болиду.
Xu künidǝ, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪining ⱪaldisi üqün xǝrǝplik bir taj, Xundaⱪla kɵrkǝm bir qǝmbirǝk bolidu.
6 У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ, Вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду.
U yǝnǝ ⱨɵküm qiⱪirixⱪa olturƣanlarƣa toƣra ⱨɵküm qiⱪarƣuqi Roⱨ, Wǝ dǝrwazida jǝngni qekindürgüqigǝ küq bolidu.
7 Бирақ буларму шарап арқилиқ хаталашти, Һарақ билән езиқип кәтти: — Һәм каһин һәм пәйғәмбәр һарақ арқилиқ езиқип кәтти; Улар шарап тәрипидин жутувелинған; Улар һарақ түпәйлидин әләң-сәләң болуп езиқип кәтти; Улар алдин көрүштин адашти, Һөкүм қилишта езиқишти;
Biraⱪ bularmu xarab arⱪiliⱪ hatalaxti, Ⱨaraⱪ bilǝn eziⱪip kǝtti: — Ⱨǝm kaⱨin ⱨǝm pǝyƣǝmbǝr ⱨaraⱪ arⱪiliⱪ eziⱪip kǝtti; Ular xarab tǝripidin yutuwelinƣan; Ular ⱨaraⱪ tüpǝylidin ǝlǝng-sǝlǝng bolup eziⱪip kǝtti; Ular aldin kɵrüxtin adaxti, Ⱨɵküm ⱪilixta eziⱪixti;
8 Чүнки һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди.
Qünki ⱨǝmmǝ dastihan box orun ⱪalmay ⱪusuⱪ wǝ nijasǝt bilǝn toldi.
9 «У кимгә билим өгәтмәкчиду? У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?»
«U kimgǝ bilim ɵgǝtmǝkqidu? U zadi kimni muxu hǝwǝrni qüxinidiƣan ⱪilmaⱪqidu?»
10 Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?! Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур, Бу йәрдә азрақ, Шу йәрдә азрақ болиду...
Eƣizlandurulƣanlarƣa ǝmǝsmu?! Əmqǝktin ayrilƣan bowaⱪlarƣa ǝmǝsmu?! Qünki hǝwǝr bolsa wǝzmuwǝz, wǝzmuwǝzdur, Ⱪurmuⱪur, ⱪurmuⱪurdur, Bu yǝrdǝ azraⱪ, Xu yǝrdǝ azraⱪ bolidu...
11 Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду.
Qünki duduⱪlaydiƣan lǝwlǝr wǝ yat bir til bilǝn U muxu hǝlⱪⱪǝ sɵz ⱪilidu.
12 У уларға: — «Мана, арам мошу йәрдә, Һали йоқларни арам алдуруңлар; Йеңилиниш мошудур» — дегән, Бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған.
U ularƣa: — «Mana, aram muxu yǝrdǝ, Ⱨali yoⱪlarni aram aldurunglar; Yengilinix muxudur» — degǝn, Biraⱪ ular ⱨeqnemini anglaxni halimiƣan.
13 Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи уларға: — «Вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур. Мошу йәргә азрақ, Шу йәргә азрақ болиду; Шуниң билән улар алдиға кетиветип, Путлишип, оңда чүшиду, Сундурулуп, Қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду.
Xunga Pǝrwǝrdigarning sɵzi ularƣa: — «Wǝzmuwǝz, wǝzmuwǝzdur, Ⱪurmuⱪur, ⱪurmuⱪurdur. Muxu yǝrgǝ azraⱪ, Xu yǝrgǝ azraⱪ bolidu; Xuning bilǝn ular aldiƣa ketiwetip, Putlixip, ongda qüxidu, Sundurulup, Tuzaⱪⱪa qüxüp tutulup ⱪalidu.
14 — Шуңа һәй силәр мазақ қилғучилар, Йерусалимда турған мошу хәлиқни идарә қилғучилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар!
— Xunga ⱨǝy silǝr mazaⱪ ⱪilƣuqilar, Yerusalemda turƣan muxu hǝlⱪni idarǝ ⱪilƣuqilar, Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglap ⱪoyunglar!
15 Чүнки силәр: — «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, Тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, У бизгә тәгмәйду; Чүнки ялғанчилиқни башпанаһимиз қилдуқ, Ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — дедиңлар, (Sheol h7585)
Qünki silǝr: — «Biz ɵlüm bilǝn ǝⱨdǝ tüzduⱪ, Tǝⱨtisara bilǝn billǝ bir kelixim bekittuⱪ; Ⱪamqa taxⱪindǝk ɵtüp kǝtkǝndǝ, U bizgǝ tǝgmǝydu; Qünki yalƣanqiliⱪni baxpanaⱨimiz ⱪilduⱪ, Yalƣan sɵzlǝr astida mɵkünüwalduⱪ» — dedinglar, (Sheol h7585)
16 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Зионда һул болуш үчүн бир Таш, Синақтин өткүзүлгән бир таш, Қиммәтлик бир бүҗәк теши, Ишәшлик һәм муқим һул тешини салғучи Мән болимән. Униңға ишинип таянған киши һеч һодуқмайду, алдиримайду.
Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Zionda ul bolux üqün bir Tax, Sinaⱪtin ɵtküzülgǝn bir tax, Ⱪimmǝtlik bir burjǝk texi, Ixǝnqlik ⱨǝm muⱪim ul texini salƣuqi Mǝn bolimǝn. Uningƣa ixinip tayanƣan kixi ⱨeq ⱨoduⱪmaydu, aldirimaydu.
17 Вә Мән адаләтни өлчәм таниси қилимән, Һәққанийлиқни болса тик өлчигүч жип қилимән; Мөлдүр башпанаһи болған ялғанчилиқни сүпүрүп ташлайду, Вә кәлкүн мөкүвалған җайини тешип әпкетиду.
Wǝ Mǝn adalǝtni ɵlqǝm tanisi ⱪilimǝn, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni bolsa tik ɵlqigüq yip ⱪilimǝn; Mɵldür baxpanaⱨi bolƣan yalƣanqiliⱪni süpürüp taxlaydu, Wǝ kǝlkün mɵküwalƣan jayini texip ǝpketidu.
18 Шуниң билән өлүм билән түзгән әһдәңлар бекар қиливетилиду; Силәрниң тәһтисара билән бекиткән келишимиңлар ақмайду; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, Силәр униң билән чәйливетилисиләр. (Sheol h7585)
Xuning bilǝn ɵlüm bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝnglar bikar ⱪiliwetilidu; Silǝrning tǝⱨtisara bilǝn bekitkǝn keliximinglar aⱪmaydu; Ⱪamqa taxⱪindǝk ɵtüp kǝtkǝndǝ, Silǝr uning bilǝn qǝyliwetilisilǝr. (Sheol h7585)
19 У өтүп кетиши биләнла силәрни тутиду; Һәм сәһәр-сәһәрләрдә, Һәм кечә-күндүзләрдиму у өтүп туриду, Бу хәвәрни пәқәт аңлап чүшинишниң өзила вәһимигә чүшүш болиду.
U ɵtüp ketixi bilǝnla silǝrni tutidu; Ⱨǝm sǝⱨǝr-sǝⱨǝrlǝrdǝ, Ⱨǝm keqǝ-kündüzlǝrdimu u ɵtüp turidu, Bu hǝwǝrni pǝⱪǝt anglap qüxinixning ɵzila wǝⱨimigǝ qüxüx bolidu.
20 Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду, Йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду.
Qünki kariwat sozulup yetixⱪa ⱪisⱪiliⱪ ⱪilidu, Yotⱪan bolsa adǝm tügülüp yatsimu tarliⱪ ⱪilidu.
21 Чүнки Пәрвәрдигар Өз ишини, Йәни Өзиниң ғәйрий әмилини жүргүзүш үчүн, Өзигә ят болған ишни вуҗудқа чиқириш үчүн, Пәразим теғида турғинидәк орнидин туриду, У Гибеон җилғисида ғәзәпләнгинидәк ғәзәплиниду;
Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz ixini, Yǝni Ɵzining ƣǝyriy ǝmilini yürgüzüx üqün, Ɵzigǝ yat bolƣan ixni wujudⱪa qiⱪirix üqün, Pǝrazim teƣida turƣinidǝk ornidin turidu, U Gibeon jilƣisida ƣǝzǝplǝnginidǝk ƣǝzǝplinidu;
22 Шуңа мазақ қилғучилар болмаңлар; Болмиса, кишәнлириңлар чиң болиду; Чүнки мән самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин бир һалакәт тоғрисида, Йәни пүткүл йәр йүзигә қәтъийлик билән бекиткән бир һалакәт тоғрисидики хәвәрни аңлиғанмән.
Xunga mazaⱪ ⱪilƣuqilar bolmanglar; Bolmisa, kixǝnliringlar qing bolidu; Qünki mǝn samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigardin bir ⱨalakǝt toƣrisida, Yǝni pütkül yǝr yüzigǝ ⱪǝt’iylik bilǝn bekitkǝn bir ⱨalakǝt toƣrisidiki hǝwǝrni angliƣanmǝn.
23 — Қулақ селиңлар, авазимни аңлаңлар; Тиңшаңлар, сөзлиримни аңлаңлар.
— Ⱪulaⱪ selinglar, awazimni anglanglar; Tingxanglar, sɵzlirimni anglanglar.
24 Йәр һайдиғучи дехан териш үчүн йәрни күн бойи һайдамду? У пүтүн күн йәрни ағдуруп, Чалмиларни езәмду?
Yǝr ⱨǝydigüqi deⱨⱪan terix üqün yǝrni kün boyi ⱨǝydǝmdu? U pütün kün yǝrni aƣdurup, Qalmilarni ezǝmdu?
25 У йәрниң йүзини тәкшилигәндин кейин, Қаракөз бәдиянни ташлап, Зирини чечип, Буғдайни тапларда селип, Арпини теришқа бекитилгән җайға, Қара буғдайни етиз қирлириға теримамду?
U yǝrning yüzini tǝkxiligǝndin keyin, Ⱪarakɵz bǝdiyanni taxlap, Zirini qeqip, Buƣdayni taplarda selip, Arpini terixⱪa bekitilgǝn jayƣa, Ⱪara buƣdayni etiz ⱪirliriƣa terimamdu?
26 Чүнки униң Худаси уни тоғра һөкүм қилишқа несиһәт қилиду, У униңға үгитиду.
Qünki uning Hudasi uni toƣra ⱨɵküm ⱪilixⱪa nǝsiⱨǝt ⱪilidu, U uningƣa ɵgitidu.
27 Бәрһәқ, қаракөз бәдиян чишлиқ тирна билән тепилмәйду; Тулуқ зирә үстидә һайдалмәйду; Бәлки қаракөз бәдиян болса қамча билән соқулиду, Зирә болса төмүр-таяқ билән урулуп дан аҗритилиду.
Bǝrⱨǝⱪ, ⱪarakɵz bǝdiyan qixliⱪ tirna bilǝn tepilmǝydu; Tuluⱪ zirǝ üstidǝ ⱨǝydǝlmǝydu; Bǝlki ⱪarakɵz bǝdiyan bolsa ⱪamqa bilǝn soⱪulidu, Zirǝ bolsa tɵmür-tayaⱪ bilǝn urulup dan ajritilidu.
28 Ун тартишқа данни езиш керәк, амма [дехан] уни мәңгүгә тепевәрмәйду; У һарву чақлири яки ат туяқлири билән уни мәңгүгә тепевәрмәйду;
Un tartixⱪa danni ezix kerǝk, ǝmma [deⱨⱪan] uni mǝnggügǝ tepewǝrmǝydu; U ⱨarwa qaⱪliri yaki at tuyaⱪliri bilǝn uni mǝnggügǝ tepewǝrmǝydu;
29 Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду; У несиһәт бериштә карамәт, Даналиқта улуқдур.
Muxu ixmu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigardin kelidu; U nǝsiⱨǝt berixtǝ karamǝt, Danaliⱪta uluƣdur.

< Йәшая 28 >