< Йәшая 26 >
1 Шу күнидә Йәһуданиң зиминида муну нахша ейтилиду: — «Мустәһкәм бир шәһиримиз бар; У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду.
その日ユダの國にてこの歌をうたはん われらに堅固なる邑あり 神すくひをもてその垣その藩となしたまふべし
2 Вападарлиқта чиң турған һәққаний әлниң кириши үчүн, Дәрвазиларни ечип бериңлар!
なんぢら門をひらきて忠信を守るただしき國民をいれよ
3 Ким өзиниң әқидә, ой-хияли Саңа бағлиған болса, Сән уни мутләқ хатирҗәмликтә сақлайсән; Чүнки у Саңа ишәш-етиқат бағлиғандур.
なんぢは平康にやすきをもて心志かたき者をまもりたまふ 彼はなんぢに依賴めばなり
4 Мәңгүгә Пәрвәрдигарға тайиниңлар; Чүнки Яһ Пәрвәрдигар һәқиқәтән әбәдил-әбәтлик бир қорам таштур.
なんぢら常盤にヱホバによりたのめ 主ヱホバはとこしへの巌なり
5 Чүнки У жуқурида турғанларни пәскә чүшүриду; Әшу алий шәһәрни, У пәс қилиду; Уни йәргә чүшүрүп, Топа-чаңға айландуриду.
たかきに居るものを仆し そびえたる城をふせしめ 地にふせしめて塵にまじへ給へり
6 У пут билән чәйлиниду; У мөминләрниң путлири, Мискинләрниң қәдәмлири билән чәйлиниду!
かくて足これをふまん 苦しむものは足にて之をふみ 貧しき者はその上をあゆまん
7 Һәққанийниң йоли болса түздур; И Әң Түз Йоллуқ Болғучи, Сән һәққаний адәм үчүн униң йолини оң қилисән.
義きものの道は直からざるなし なんぢ義きものの途を直く平らかにし給ふ
8 И Пәрвәрдигар, биз дәрһәқиқәт Сениң һөкүмлириңниң йолида меңип, Сени күтүп кәлдуқ; Җенимизниң тәшналиғи шудурки, намиң вә шөһритиң ашсун!
ヱホバよ審判をおこなひたまふ道にてわれら汝をまちのぞめり われらの心はなんぢの名となんぢの記念の名とをしたふなり
9 Вуҗудум билән кечиләрдә Саңа тәшна болдуммән; Бәрһәқ, таң сәһәрләрдиму роһум билән ич-ичимдин Сени издидим; Чүнки һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса, Йәр йүзидикиләр һәққанийлиқни үгиниду.
わがこころ夜なんぢを慕ひたり わがうちなる靈あしたに汝をもとめん そは汝のさばき地におこなはるるとき世にすめるもの正義をまなぶべし
10 Рәзил адәмгә рәһим көрситилсиму, У йәнила һәққанийлиқни үгәнмәйду; Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у йәнила адилсизлиқ қиливериду, Пәрвәрдигарниң шану-шәвкитини көрмәйду.
惡者はめぐまるれども公義をまなばず 直き地にありてなほ不義をおこなひヱホバの稜威を見ることをこのまず
11 И Пәрвәрдигар, қолуң көтирилди, Бирақ улар көрмәйду. Һалбуки, Өз хәлқиңгә болған отлуқ муһәббитиңни улар көриду һәм хиҗил болиду; Күшәндилириң үчүн [тәйярланған] от уларни бәрһәқ жутуветиду.
ヱホバよなんぢの手たかく擧れどもかれら顧みず 然どなんぢが民をすくひたまふ熱心を見ばはぢをいだかん 火なんぢの敵をやきつくすべし
12 И Пәрвәрдигар, Сән бизгә хатирҗәмлик несип қилисән; Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән.
ヱホバよ汝はわれらのために平和をまうけたまはん 我儕のおこなひしことは皆なんぢの成たまへるなり
13 Дәрвәқә, и Пәрвәрдигар Худайимиз, илгири Сәндин башқа «рәбләр» үстимиздин һөкүмранлиқ қилған; Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз.
ヱホバわれらの神よなんぢにあらぬ他の主ども曩にわれらを治めたり 然どわれらはただ汝によりて汝の名をかたりつげん
14 Улар болса өлди, қайтидин яшимайду; Әрваһ болуп кәтти, қайта тирилмәйду; Чүнки Сән уларни җазалап йоқаттиң, Уларни адәмләрниң есидиму қилчә қалдурмидиң.
かれら死たればまたいきず 亡靈となりたればまた復らず なんぢかれらを糺してこれを滅ぼし その記念の名をさへ悉くうせしめたまへり
15 Сән әлни улғайтқансән, и Пәрвәрдигар; Әлни улғайтқансән, Өзүңгә шан-шәрәп кәлтүргәнсән; Зиминниң чегаралирини һәртәрәпкә узартқансән.
ヱホバよなんぢこの國民をましたまへり此くにびとを増たまへり なんぢは尊ばれたまふ なんぢ地の界をことごとく擴めたまへり
16 И Пәрвәрдигар, улар дәрд-әләм ичидә қалғанда, Сени издиди; Тәрбийилик җазалишиң уларниң бешиға чүшкәндә, Улар аһ уруп, пичирлап бир дуани қилди: —
ヱホバよかれら苦難のときに汝をあふぎのぞめり 彼等なんぢの懲罰にあへるとき切になんぢに禱告せり
17 «Бошиниш алдида турған, толғиғи тутуп, ағриқтин вақириған бир һамилдар аялдәк, Биз Сениң алдиңда шундақ болдуқ, и Пәрвәрдигар.
ヱホバよわれらは孕める婦のうむとき近づきてくるしみ その痛みによりて叫ぶがごとく汝のまへに然ありき
18 Биз икки қат болуп, Толғаққа чүштуқ, Бирақ пәқәт йәлла чиқардуқ; Йәр йүзидикиләр үчүн һеч ниҗат-қутқузушни йәткүзмидуқ; Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди».
われらは孕みまた苦しみたれどその產るところは風ににたり われら救を地にほどこさず世にすむ者うまれいでざりき
19 «Саңа тәвә өлгән адәмләр яшайду; Мениң җәситимниң [тирилиши билән тәң] уларму тирилиду. И топа-чаңда ятқанлар, ойғинип нахша яңритиңлар! Шәбнимиң таң сәһәрниң шәбнимидәктур; Йәр-зимин өзидә өлгәнләрни туғуп бериду.
なんぢの死者はいきわが民の屍はおきん 塵にふすものよ醒てうたうたふべし なんぢの露は草木をうるほす露のごとく地はなきたまをいださん
20 И хәлқим, келиңлар, Өйүңларға кирип, кәйниңлардин ишикләрни етип қоюңлар; Мениң дәрғәзивим өткичә, өзүңни бир дәмлик йошурувал.
わが民よゆけ なんぢの室にいり汝のうしろの戸をとぢて忿恚のすぎゆくまで暫時かくるべし
21 Чүнки қара, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқип, Йәр йүзидикиләрниң гунайини өзлиригә қайтурмақчи; Йәр болса үстигә төкүлгән қанларни ашкарилайду, Өзидә өлтүрүлгәнләрни һаман йепивәрмәйду.
視よヱホバはその處をいでて地にすむものの不義をただしたまはん 地はその上なる血をあらはにして殺されたるものをまた掩はざるべし