< Йәшая 25 >

1 Пәрвәрдигар, Сән мениң Худайим; Мән Сени үстүн дәп мәдһийиләймән, Мән Сениң намиңни мубарәкләймән, Чүнки Сән карамәт ишларни, Садиқлиқ вә һәқиқәт ичидә қедимдин буян қәлбиңгә пүккәнлириңни беҗа кәлтүргәнсән.
Pǝrwǝrdigar, Sǝn mening Hudayim; Mǝn Seni üstün dǝp mǝdⱨiyilǝymǝn, Mǝn Sening namingni mubarǝklǝymǝn, Qünki Sǝn karamǝt ixlarni, Sadiⱪliⱪ wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt iqidǝ ⱪǝdimdin buyan ⱪǝlbinggǝ pükkǝnliringni bǝja kǝltürgǝnsǝn.
2 Чүнки Сән шәһәрни харабилик, Қәлъә-қорғанлиқ жутни харап, Ятларниң ордисини шәһәр болалмас қилғансән, У иккинчи һәргиз қурулмайду.
Qünki Sǝn xǝⱨǝrni harabilik, Ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanliⱪ yurtni harab, Yatlarning ordisini xǝⱨǝr bolalmas ⱪilƣansǝn, U ikkinqi ⱨǝrgiz ⱪurulmaydu.
3 Шуңа һелиқи күчлүк хәлиқ Сени улуқлайду, Әшәддий әлләрниң һелиқи шәһири Сәндин қорқиду;
Xunga ⱨeliⱪi küqlük hǝlⱪ Seni uluƣlaydu, Əxǝddiy ǝllǝrning ⱨeliⱪi xǝⱨiri Sǝndin ⱪorⱪidu;
4 Чүнки Сән мискинләргә қорған, Йоқсулларниң дәрди-һаҗитигә қорған, Боранға далда, Иссиққа сайә болғансән; Чүнки әшәддийләрниң зәрбә долқуни тамға урулған борандәк, Қағҗирақ йәрни басқан иссиқ һавадәк болди. Бирақ иссиқ һава булут сайиси билән тосулғандәк, Сән ятларниң чуқан-сүрәнлирини пәсәйтисән; Әшәддийләрниң ғәлибә нахшиси пәс қилиниду.
Qünki Sǝn miskinlǝrgǝ ⱪorƣan, Yoⱪsullarning dǝrdi-ⱨajitigǝ ⱪorƣan, Boranƣa dalda, Issiⱪⱪa sayǝ bolƣansǝn; Qünki ǝxǝddiylǝrning zǝrbǝ dolⱪuni tamƣa urulƣan borandǝk, Ⱪaƣjiraⱪ yǝrni basⱪan issiⱪ ⱨawadǝk boldi. Biraⱪ issiⱪ ⱨawa bulut sayisi bilǝn tosulƣandǝk, Sǝn yatlarning quⱪan-sürǝnlirini pǝsǝytisǝn; Əxǝddiylǝrning ƣǝlibǝ nahxisi pǝs ⱪilinidu.
5
6 Вә мошу тағда самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар барлиқ қовмлар үчүн зияпәт қилиду — Майлиқ йемәкликләр, Сүздүрүлгән кона шараплар, Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр, Сүздүрүлгән, яхши сақланған кона шараплардин болған зияпәт болиду;
Wǝ muxu taƣda samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar barliⱪ ⱪowmlar üqün ziyapǝt ⱪilidu — Mayliⱪ yemǝkliklǝr, Süzdürülgǝn kona xarablar, Yiliki toⱪ mayliⱪ yemǝkliklǝr, Süzdürülgǝn, yahxi saⱪlanƣan kona xarablardin bolƣan ziyapǝt bolidu;
7 Вә У мошу тағда һәммә қовмларни япидиған чүмпәрдини, Барлиқ әлләрни япидиған япқучни йоқитиду;
Wǝ U muxu taƣda ⱨǝmmǝ ⱪowmlarni yapidiƣan qümpǝrdini, Barliⱪ ǝllǝrni yapidiƣan yapⱪuqni yoⱪitidu;
8 У өлүмни мәңгүгә жутуп йоқитиду! Рәб Пәрвәрдигар һәр бир йүздики яшларни сүртиветиду; Пүткүл йәр-зимин алдида Өз хәлқиниң шәрмәндилигини елип ташлайду; Чүнки Пәрвәрдигар шундақ ейтқан.
U ɵlümni mǝnggügǝ yutup yoⱪitidu! Rǝb Pǝrwǝrdigar ⱨǝrbir yüzdiki yaxlarni sürtiwetidu; Pütkül yǝr-zemin aldida Ɵz hǝlⱪining xǝrmǝndilikini elip taxlaydu; Qünki Pǝrwǝrdigar xundaⱪ eytⱪan.
9 Вә шу күнидә дейилидуки: — «Мана, Худайимиз мошу, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән, У бизни қутқузиду; Мана, мошу Пәрвәрдигардур, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән, Биз шатлинип Униң ниҗат-қутулдурушидин хурсән болимиз».
Wǝ xu künidǝ deyiliduki: — «Mana, Hudayimiz muxu, biz Uningƣa tǝlmürüp kǝlgǝn, U bizni ⱪutⱪuzidu; Mana, muxu Pǝrwǝrdigardur, biz Uningƣa tǝlmürüp kǝlgǝn, Biz xadlinip Uning nijat-ⱪutulduruxidin hursǝn bolimiz».
10 Чүнки мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду; Вә саман азгалда тезәк билән чәйләнгәндәк, Моаб Униң путлири астида чәйлиниду;
Qünki muxu taƣⱪa Pǝrwǝrdigarning ⱪoli ⱪonup turidu; Wǝ saman azgalda tezǝk bilǝn qǝylǝngǝndǝk, Moab Uning putliri astida qǝylinidu;
11 [Моаб] әшу [тезәклик] азгалдин үзүп чиқиш үчүн қолини кериду, Бирақ униң қоли чевәр болғини билән, [Рәб] униң тәкәббурлуғини пәс қилиду.
[Moab] axu [tezǝklik] azgaldin üzüp qiⱪix üqün ⱪolini keridu, Biraⱪ uning ⱪoli qewǝr bolƣini bilǝn, [Rǝb] uning tǝkǝbburluⱪini pǝs ⱪilidu.
12 У сепиллириңниң егиз мудапиәлик қорғанлирини ғулитип, Йәр билән йәксан қилип, Топа-чаңға айландуриду.
U sepilliringning egiz mudapiǝlik ⱪorƣanlirini ƣulitip, Yǝr bilǝn yǝksan ⱪilip, Topa-qangƣa aylanduridu.

< Йәшая 25 >