< Йәшая 24 >
1 Мана, Пәрвәрдигар йәр йүзини бәрбат, вәйран қилип, Уни астин-үстин қиливетип, Униңда туруватқанларни тәрәп-тәрәпкә тарқитиду;
Mana, Pǝrwǝrdigar yǝr yüzini bǝrbat, wǝyran ⱪilip, Uni astin-üstin ⱪiliwetip, Uningda turuwatⱪanlarni tǝrǝp-tǝrǝpkǝ tarⱪitidu;
2 Шу вақитта шундақ болидуки, Хәлиқләр қандақ болса, каһин шундақ болиду; Қул қандақ болса, ғоҗайини шундақ болиду; Дедәк қандақ болса, аял ғоҗайини шундақ болиду; Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду; Өтнә алғучи қандақ болса, өтнә бәргүчи шундақ болиду; Өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду.
Xu waⱪitta xundaⱪ boliduki, Hǝlⱪlǝr ⱪandaⱪ bolsa, kaⱨin xundaⱪ bolidu; Ⱪul ⱪandaⱪ bolsa, hojayini xundaⱪ bolidu; Dedǝk ⱪandaⱪ bolsa, ayal hojayini xundaⱪ bolidu; Setiwalƣuqi ⱪandaⱪ bolsa, setiwǝtküqi xundaⱪ bolidu; Ɵtnǝ alƣuqi ⱪandaⱪ bolsa, ɵtnǝ bǝrgüqi xundaⱪ bolidu; Ɵsüm alƣuqi ⱪandaⱪ bolsa, ɵsüm bǝrgüqi xundaⱪ bolidu.
3 Йәр йүзи пүтүнләй бәрбат қилиниду, Пүтүнләй булаң-талаң қилиниду; Чүнки Пәрвәрдигар мошу сөзни қилди.
Yǝr yüzi pütünlǝy bǝrbat ⱪilinidu, Pütünlǝy bulang-talang ⱪilinidu; Qünki Pǝrwǝrdigar muxu sɵzni ⱪildi.
4 Йәр йүзи матәм тутиду, у зәиплишиду, Җаһан һалсизлинип зәиплишиду, Йәр йүзидики бәг-төриләрму һалидин кетиду.
Yǝr yüzi matǝm tutidu, u zǝiplixidu, Jaⱨan ⱨalsizlinip zǝiplixidu, Yǝr yüzidiki bǝg-tɵrilǝrmu ⱨalidin ketidu.
5 Йәр-зимин өзидә туруватқанлар тәрипидин булғиниду; Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; [Тәбиәтниң] қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән, Мәңгүлүк әһдиниму йоққа чиқиривәткән.
Yǝr-zemin ɵzidǝ turuwatⱪanlar tǝripidin bulƣinidu; Qünki ular kɵrsǝtmǝ-ⱪanundin qǝtligǝn; [Tǝbiǝtning] ⱪanuniyǝt-tǝrtipini ɵzgǝrtiwǝtkǝn, Mǝnggülük ǝⱨdinimu yoⱪⱪa qiⱪiriwǝtkǝn.
6 Шуңа ләнәт йәр йүзини жутувалиду, Униңда туруватқанлар «гунайи бар» дәп һесаплиниду, Шуңа йәр йүзидикиләр жутувелиниду, Инсанлар аз қалиду.
Xunga lǝnǝt yǝr yüzini yutuwalidu, Uningda turuwatⱪanlar «gunaⱨi bar» dǝp ⱨesablinidu, Xunga yǝr yüzidikilǝr yutuwelinidu, Insanlar az ⱪalidu.
7 Йеңи шарап түгәй дәп қалди, Үзүм таллири болса солишип кетиду; Кәйпликтин көңли хуш адәмләрму уһ тартишиду;
Yengi xarab tügǝy dǝp ⱪaldi, Üzüm talliri bolsa solixip ketidu; Kǝypliktin kɵngli hux adǝmlǝrmu uⱨ tartixidu;
8 Дапларниң шох садалири тохтайду, Көңүл ечиватқанларниң вараң-чуруңлириму түгәйду, Чилтарниң шатлиқ муңлириму тохтайду.
Daplarning xoh sadaliri tohtaydu, Kɵngül eqiwatⱪanlarning warang-qurunglirimu tügǝydu, Qiltarning xadliⱪ munglirimu tohtaydu.
9 Шарап ичкәнләрниңму нахшиси йоқайду; Һарақ ичкәнләргә һарақ аччиқ туюлиду.
Xarab iqkǝnlǝrningmu nahxisi yoⱪaydu; Ⱨaraⱪ iqkǝnlǝrgǝ ⱨaraⱪ aqqiⱪ tuyulidu.
10 Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр бузулиду; Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду;
Tǝrtipsiz, mǝnisiz xǝⱨǝr buzulidu; Ⱨeqkim kirmisun dǝp ⱨǝmmǝ ɵylǝr etilidu;
11 Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; Бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду; Йәр-зиминдики шатлиқ йоқайду.
Koqilarda xarab üqün nalǝ-pǝryad kɵtürülidu; Bar xad-huramliⱪ tütǝkkǝ aylinidu; Yǝr-zemindiki xadliⱪ yoⱪaydu.
12 Шәһәрдә пәқәт вәйранчилиқла қалиду, Дәрваза болса чеқилған, Һәммиси — харап болиду!
Xǝⱨǝrdǝ pǝⱪǝt wǝyranqiliⱪla ⱪalidu, Dǝrwaza bolsa qeⱪilƣan, Ⱨǝmmisi — harab bolidu!
13 Чүнки хәлиқ-милләтләрниң арисида, Йәр-җаһанниң оттурисида шундақ болидуки, Зәйтун дәриғини қаққандин кейин қеп қалған зәйтунлардәк, Үзүм һосулини жиғивалғандин кейин тәргидәк бир нәччила үзүм қалғандәк, бир қалдиси қалдурулиду.
Qünki hǝlⱪ-millǝtlǝrning arisida, Yǝr-jaⱨanning otturisida xundaⱪ boliduki, Zǝytun dǝrihini ⱪaⱪⱪandin keyin ⱪep ⱪalƣan zǝytunlardǝk, Üzüm ⱨosulini yiƣiwalƣandin keyin tǝrgüdǝk birnǝqqila üzüm ⱪalƣandǝk, bir ⱪaldisi ⱪaldurulidu.
14 [Қалдилар] болса авазлирини жуқури көтириду; Пәрвәрдигарниң һәйвисигә қарап тәнтәнә қилиду; Улар деңиз тәрәптин сүрән салиду.
[Ⱪaldilar] bolsa awazlirini yuⱪiri kɵtüridu; Pǝrwǝrdigarning ⱨǝywisigǝ ⱪarap tǝntǝnǝ ⱪilidu; Ular dengiz tǝrǝptin sürǝn salidu.
15 Шуңа Пәрвәрдигарни шәриқтиму, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намини ғәриптики жирақ араллардиму улуқлаңлар;
Xunga Pǝrwǝrdigarni xǝrⱪtimu, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning namini ƣǝrbtiki yiraⱪ arallardimu uluƣlanglar;
16 Җаһанниң чәт-чәтлиридин биз нахшиларни аңлидуқ: — «Һәққаний Болғучиға шан-шәрәп болсун!» Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! Чүнки хаинлар хаинлиқ қиливатиду; Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!
Jaⱨanning qǝt-qǝtliridin biz nahxilarni angliduⱪ: — «Ⱨǝⱪⱪaniy Bolƣuqiƣa xan-xǝrǝp bolsun!» Biraⱪ mǝn xundaⱪ dedim: — «Aⱨ, mening yadangƣuluⱪum! Mening yadangƣuluⱪum! Ⱨalimƣa way! Qünki hainlar hainliⱪ ⱪiliwatidu; Bǝrⱨǝⱪ, hainlar nomussizlarqǝ hainliⱪ ⱪiliwatidu!
17 И йәр йүзидә туруватқан инсанлар! Вәһимә, ора вә қапқан бешиңға чүшиду;
I yǝr yüzidǝ turuwatⱪan insanlar! Wǝⱨimǝ, ora wǝ tuzaⱪ bexingƣa qüxidu;
18 Вә шундақ болидуки, Вәһимә садасидин қачқанлар ориға чүшиду, Оридин чиққан болса қапқанқа тутулиду. Чүнки асмандики деризиләр ечилиду, Йәр һуллири тәврәп кетиду.
Wǝ xundaⱪ boliduki, Wǝⱨimǝ sadasidin ⱪaqⱪanlar oriƣa qüxidu, Oridin qiⱪⱪan bolsa tuzaⱪⱪa tutulidu. Qünki asmandiki derizilǝr eqilidu, Yǝr ulliri tǝwrǝp ketidu.
19 Йәр мутләқ дәзлинип кетиду, Йәр пүтүнләй парә-парә болуп кетиду, Йәр дәһшәтлик тәвриниду.
Yǝr mutlǝⱪ dǝzlinip ketidu, Yǝr pütünlǝy parǝ-parǝ bolup ketidu, Yǝr dǝⱨxǝtlik tǝwrinidu.
20 Йәр мәс адәмдәк иләң-силәң маңиду; Худди лапастәк ирғаңшип қалиду. Чүнки униңдики асийлиқ гунайи өзини қаттиқ басиду, У жиқилип, иккинчи туралмайду.
Yǝr mǝst adǝmdǝk ilǝng-silǝng mangidu; Huddi lapastǝk irƣangxip ⱪalidu. Qünki uningdiki asiyliⱪ gunaⱨi ɵzini ⱪattiⱪ basidu, U yiⱪilip, ikkinqi turalmaydu.
21 Шу күнидә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар жуқурида турған қошунларни жуқурида, Вә йәр йүзидики падишаларни йәр йүзидә җазалайду.
Xu künidǝ xundaⱪ boliduki, Pǝrwǝrdigar yuⱪirida turƣan ⱪoxunlarni yuⱪirida, Wǝ yǝr yüzidiki padixaⱨlarni yǝr yüzidǝ jazalaydu.
22 Улар орәккә жиғилидиған бир топ әсирләрдәк жиғивелиниду, Гундиханиға солап қоюлиду. Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду.
Ular orǝkkǝ yiƣilidiƣan bir top ǝsirlǝrdǝk yiƣiwelinidu, Gundihaniƣa solap ⱪoyulidu. Nurƣun künlǝrdin keyin ular jazalinidu.
23 Ай уятлиқта қалиду; Күнму хиҗил болуп көрүнмәйду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Зион теғида, йәни Йерусалимда сәлтәнитини жүргүзиду; Униң шан-шәриви Өз ақсақаллири алдида парлайду!
Ay uyatliⱪta ⱪalidu; Künmu hijil bolup kɵrünmǝydu; Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Zion teƣida, yǝni Yerusalemda sǝltǝnitini yürgüzidu; Uning xan-xǝripi Ɵz aⱪsaⱪalliri aldida parlaydu!