< Йәшая 23 >
1 Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки у харап қилинди, Шу йәрдә өй йоқ, портму йоқ. Сепрус арилидин бу хәвәр [кемидикиләр]гә аян қилиниду.
2 Зидондики содигәрләр деңиздин өтүп силәрни тәминләп кәлди, и аралдикиләр, Әнди шүк болуңлар!
3 Шиһордики бепаян сулар үстидин йөткигән данлар, Йәни Нил дәриясиниң һосули Турниң дарамити болған еди; У әлләрниң базири болған еди!
4 И Зидон, хиҗаләт бол, Чүнки деңиз — йәни Турға қорған болған деңиз дәйдуки: — «Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, Жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!»
5 Мошу хәвәр Мисирға йәткәндә, Уларму бу хәвәр худди турға кәлгәндәк қаттиқ азаплиниду.
6 — Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар! И деңиз бойидикиләр, аһ-зар көтириңлар!
7 Силәрниң қедим әйямдин бар болған, Шат-хурамлиққа толған шәһириңлар мошуму?! Мана уларниң путлири өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтирип бариду!
8 Таҗларни илтипат қилғучи болған, Содигәрлири әмирләр болған, Дәллаллири җаһанда абройлуқлар һесапланған турниң бу тәғдирини ким бекиткән?
9 — Буларни бекиткүчи самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигардур! Мәхсити болса шан-шөһрәттин келип чиққан җими тәкәббурлуқни рәсва қилиш, Җаһандики җимики йүз-абройлуқларни пәсләштүрүштин ибарәт!
10 Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки [Турдин] кәлгән тизгин һазир йоқ.
11 Чүнки Пәрвәрдигар қолини деңиз үстигә узитип, Дөләтләрни тәвритиду. У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған, Униңдики қәлъә-қорғанларни йоқутулсун дәп пәрман чүшүргән.
12 Вә: — «И басқунчилиққа учриған Зидон қизи, Сән иккинчи һеч тәнтәнә қилмайсән, Орнуңдин туруп, Сепрус арилиға өтүп кәткин, Һәтта шу йәрдә сән һеч арам тапмайсән» — деди.
13 Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған; Потәйләрни ясап, уларниң сарай-ордилирини вәйран қилип, харабиликкә айландурувәткән.
14 И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки қорғиниңлар харап қилинди.
15 Вә шу күни болидуки, Падишаһниң күнләрни һесаплиғинидәк, Тур йәтмиш жил унтулиду. Йәтмиш жил өткәндин кейин, Турниң әһвали паһишә аялниң нахшисидәк болиду;
16 Чилтарни елип, шәһәрни айлинип жүр, И унтулған паһишә аял! Өзүңгә йәнә хәқниң диққитини тартай десәң, Йеқимлиқ бир пәдә челип, көпрәк нахшиларни ейт!
17 Әнди шундақ болидуки, Йәтмиш жилниң өтүши билән, Пәрвәрдигар Турни йоқлайду; Шуниң билән у йәнә өзини иҗаригә берип, Йәр йүзидики һәммә падишалиқлар билән йәнә бузуқчилиқ қилиду;
18 Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду; У ғәзнигә селинмайду яки топланмайду, Чүнки униң мошу содиси болса Пәрвәрдигарниң алдида турғанлар үчүн айрим қилиниду; У уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду.