< Йәшая 22 >

1 Аламәт көрүнүш берилгән җилға тоғрисида жүкләнгән вәһий: — Силәр һәммиңлар өгүзләрниң үстигә чиқивалғиниңлар зади немә қилғиниңлар?
Что бысть тебе, яко ныне возлезосте вси на храмины тщетныя?
2 Силәр хошаллиқ дәбдәбисини көтиридиған, Вараң-чуруңға толған жут, Шатлинидиған шәһәр; Силәрдин өлтүрүлгәнләр қилич билән чепилған әмәс, Яки җәңләрдә өлгән әмәс;
Наполнися град вопиющих, уязвленнии твои не мечьми уязвлени, ниже мертвецы твои умерщвлени ратию:
3 Әмирлириңларниң һәммиси бирақла қечишти; Улар оқясиз әсир болди; Жираққа қачқан болсиму, Силәрдин тепивелинғанларниң һәммиси бирликтә әсир болди.
вси князи твои побегоша, и плененнии жестоце суть связани, и крепцыи в тебе далече отбежаша.
4 Шуңа мән: — «Нәзириңларни мениңдин елиңлар; Мени қаттиқ жиғлашқа қоюңлар; Хәлқимниң булинип кетиши тоғрилиқ маңа тәсәлли беришкә алдирап өзүңларни упратмаңлар» — дедим.
Сего ради рекох: оставите мене, да горце восплачуся: не належите утешати мя о сокрушении дщере рода моего:
5 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин «Аламәт көрүнүш берилгән җилға»ниң бешиға бир күн чүшиду, У болса аваричилик болидиған, Аяқ асти қилинип петиқдилидиған, Адәмләр қаймуқтурулидиған, Сепил соқулуп чеқилидиған, Тағларға қарап ялвуруп чирқирайдиған бир күни болиду.
яко день мятежа и пагубы и попрания, и смятение от Господа Саваофа: в дебри Сиони скитаются, от мала даже до велика скитаются по горам.
6 Елам җәң һарвулири вә адәмлири билән, атлиқ әскәрлири билән оқданни көтирип келиду, Кир болса қалқанни ечип тәйяр қилиду.
Еламите же взяша тулы, и всадницы человецы на конех, и собор ополчения.
7 Вә шундақ болидуки, Әң гөзәл җилғилириң җәң һарвулири билән толуп кетиду, Атлиқ әскәрләр дәрвазаң алдида сәп тартип туриду.
И будут избранны дебри твоя, наполнятся колесниц, конницы же заступят врата твоя
8 Улар Йәһуданиң үстидики қалқанни елип ташлайду; Бирақ сән [Зион] шу күнидә «Орман сарайи»дики қуралларға үмүт бағлиғансән;
и открыют врата Иудина, и воззрят в той день во избранныя домы града,
9 Силәр Давутниң шәһириниң бөсүлгән җайлириниң көп екәнлигини көрүп, Пәстики көлчәк сулирини бир йәргә жиғип су амбири қилдиңлар;
и открыют сокровенная домов краеградия Давидова, и узрят, яко множайшии суть, и яко отвратиша воду древния купели во град,
10 Йерусалимдики өйләрни санап, улардин бәзилирини бузуп сепилни мустәһкәмләш үчүн ишләттиңлар,
и яко разориша домы Иерусалимли на утверждение стене градней.
11 Шундақла кона көлчәктики суларни икки сепил оттурисиға жиғип амбар қилдиңлар; Бирақ мошуларни Яратқучиға һеч қаримидиңлар, Бурундин бурун буларни Шәкилләндүрүп Бекиткүчигә һеч үмүт бағлимидиңлар!
И сотвористе себе воду между двема стенама, внутрьуду купели древния, и не воззресте на Сотворившаго ю исперва, и Сограждшаго ю не видесте.
12 Шу күни самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар силәрни жиғлап матәм тутушқа, Чачни чүшүрүп пайнәкбаш болушқа, Бөз кийим кийишкә мураҗиәт қилди.
И призва Господь, Господь Саваоф в той день плачь и рыдание, и острижение и препоясание во вретища:
13 Бирақ буларниң орнида, мана хошаллиқ вә шатлиқ, Калиларни союш, қойларни боғузлаш, Гөшләрни йейиш, шарапларни ичиш, «йәйли, ичәйли, чүнки әтә дуниядин кетимиз» — дейишләр болди!
тии же сотвориша радость и веселие, закалающе телцы и жруще овцы, яко ясти мяса и пити вино, глаголюще: да ямы и пием, утре бо умрем.
14 Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар тәрипидин қулиқимға аян қилиндики, «Бәрһәқ, мошу гуна силәр өлмигичә кәчүрүлмәйду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар.
И откровенна сия суть во ущию Господа Саваофа, яко не оставится вам той грех, дондеже умрете.
15 Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар мана шундақ дәйду: — «Барғин, мошу ғоҗидар, Ордини башқуридиған мошу Шәбнаниң йениға киргин, униңға: —
Сице глаголет Господь Саваоф: иди в кущу ко Сомнану строителю дому и рцы ему:
16 Саңа мошу йәрдә немә бар? Яки мошу йәрдә кимиң бар? Бириси егизликкә өзи үчүн бир гөр қазғандәк, Өзи қорам таштин бир қоналғуни йонуғандәк, Өзүң үчүн бир гөр колидиңму?
что ты зде, и что тебе зде, яко истесал еси себе зде гроб и сотворил еси себе на высоце гроб, и написал еси себе на камени кущу?
17 Мана һәй палван, Пәрвәрдигар сени өз чаңгилиға елип, чиң сиқимдап,
Се, ныне Господь Саваоф извержет и сотрет мужа, и отимет утварь твою и венец твой славный,
18 Андин помдақтәк сени бепаян, жирақ бир зиминға ташливетиду. Сән әшу йәрдә өлисән, Һәм әшу йәрдә һәйвәтлик җәң һарвулириңму қалиду, И ғоҗаңниң җәмәтигә шәрмәндилик кәлтүргүчи!
и повержет тя во страну велику и безмерну, и тамо умреши: и положит колесницу твою добрую в безчестие и дом князя твоего в попрание:
19 Мән сени мәнсивиңдин еливетимән, Шуниң билән сени орнуңдин чүшүриветимән.
и извержешися от строителства твоего и от степене твоего.
20 Шу күниму шундақ болидуки, Мән Һилқияниң оғли Өз қулум болған Елиакимни чақиримән;
И будет в той день, и призову раба Моего Елиакима сына Хелкиева
21 Сениң тонуңни кийдүримән, Сениң потаң билән униң белини чиң қилимән; Һөкүмранлиғиңни униң қолиға тапшуримән; Шуниң билән у Йерусалимдикиләргә вә Йәһуда җәмәтигә ата болиду.
и облеку его во утварь твою, и венец твой дам ему и державу твою, и строителство твое дам в руце его, и будет яко отец живущым во Иерусалиме и живущым во Иудеи.
22 Давут җәмәтиниң ачқучини мән униң мүрисидә қойимән; У ачса, һеч ким етәлмәйду, Әтсә, һеч ким ачалмайду.
И дам ему славу Давидову, и обвладеет, и не будет противоглаголющаго: и дам ему ключь дому Давидова на рамо его, и отверзет, и не будет затворяющаго, и затворит, и не будет отверзающаго.
23 Мән уни муқим бир җайға қозуқ қилип бекитимән; У болса атисиниң җәмәти үчүн шәрәплик һоқуқ-тәхт болиду;
И поставлю его князя на месте верне, и будет на престоле славы дому отца своего.
24 Хәлиқ униң үстигә атисиниң җәмәтиниң барлиқ шөһрәтлирини жүкләйду; Йәни барлиқ уруқ-нәсиллирини, Барлиқ кичик қача-қучиларни, Пиялә-җамлардин тартип барлиқ күп-едишларғичә асиду.
И будет уповаяй на него всяк славный в дому отца его, от мала даже до велика: и будут зависяще на нем.
25 Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — муқим җайға бекитилгән қозуқ болса, егилип кетиду вә кесип ташлиниду; Униң үстигә есилған жүкләр үзүп ташлиниду», — Чүнки Пәрвәрдигар шундақ дегән еди.
В той день, сия глаголет Господь Саваоф, подвигнется человек утвержден на месте верне, и отимется, и падет, и потребится слава, яже на нем, яко Господь глагола.

< Йәшая 22 >