< Йәшая 21 >
1 «Деңизниң чөл-баявини» тоғрисида жүкләнгән бир вәһий: — «Җәнуп тәрәптә қоюнтазлар өтүп кетиватқандәк, Дәһшәтлик зиминдин бир немиләр келиватиду!».
2 — Азаплиқ бир вәһий-көрүнүш маңа аян қилинди; Хаин хаинлиқ қиливатиду, Булаңчи булаңчилиқ қиливатиду. «И Елам, орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» Униң сәвәвидин көтирилгән һәммә налә-пәрядларни түгитивәттим.
3 — Шуңа ич-бағрим ағриқ-азап билән толди, Толғиғи тутқан аялниң азаплиридәк, Көргәнлиримдин толғинип кәттим, Аңлиғинимдин паракәндә болдум.
4 Шуңа көңлүм паракәндә болуп һасирап кәттим, Мени дәһшәт қорқунуч басти; У мән зоқ алидиған кечини сарасимә болидиған кечигә айландурди.
5 Улар дәстихан вә гиләм-көрпиләрниму салиду; Улар йейишиду, ичишиду; «Һәй есилзадиләр, орнуңлардин туруп қалқанни майлаңлар!»
6 Чүнки Рәб маңа: — «Барғин, көргәнлирини әйни бойичә ейтидиған бир күзәтчини тәхләп қойғин» — дегән еди.
7 — «У җәң һарвулирини, җүп-җүп атлиқ әскәрләрни, Җәң һарвулирини ешәкләр билән, Җәң һарвулирини төгиләр билән көргәндә, У диққәт билән, наһайити диққәт билән күзәтсун!»
8 У җававән ширдәк товлиди: — «Рәб, мән күзәт мунарида үзлүксиз күн бойи туримән, Һәр кечидә күзәттә туримән;
9 — Вә мана, у җәң һарвулири җүп-җүп атлиқ әскәрләр билән келиватиду!» Вә йәнә җавап берип шундақ дегән: — Бабил болса жиқилди, жиқилип чүшти, Вә У уларниң илаһлириниң һәр бир ойма мәбудлирини йәргә ташлап парә-парә қиливәтти!».
10 — И Мениң тепилгән данлирим, Мениң хаминимдики буғдайлирим, Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин аңлиғанни силәргә ейтип бәрдим!
11 «Думаһ» тоғрилиқ жүкләнгән вәһий; Бириси Сеирдин келип мәндин: — «И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти? И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти?» — дәп сорайду.
12 Күзәтчи җававән мундақ дәйду: — «Сәһәр келиду, кечиму келиду; Йәнә сориғиң болса, йәнә келип сора; Йолуңдин қайтип маңа йеқин кәл!»
13 Әрәбийәниң кечиси тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — «И Деданлиқларниң карванлири, силәр Әрәбийәдики җаңгалда қонуп қалисиләр;
14 Уссап кәткәнләргә су апирип бериңлар! И Темадикиләр, нанлириңларни елип қачқанларни күтүвелиңлар!
15 Чүнки улар қиличлардин, Ғилаптин елинған қиличтин, Керилгән оқядин, Урушниң азавидин қачиду.
16 Чүнки Рәб маңа шундақ дегән: — Бир жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк, Андин Кедарниң бар шәриви йоқилиду,
17 Оқячиларниң қалдуқлири, Йәни Кедарниң палван-батур болған оғуллири аз қалиду; Чүнки Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси шундақ сөз қилған».