< Йәшая 20 >
1 Асурийәниң [сәрдари болған] «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили Асурийә падишаси Саргон уни әвәткән (у Ашдодқа қарши җәң қилип уни ишғал қилди): —
Asuriyǝning [sǝrdari bolƣan] «Tartan» Axdod xǝⱨirigǝ kelip muⱨasirǝ ⱪilƣan yili Asuriyǝ padixaⱨi Sargon uni ǝwǝtkǝn (u Axdodⱪa ⱪarxi jǝng ⱪilip uni ixƣal ⱪildi): —
2 — Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди. У униңға: — «Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт, путуңдики кәшиңни селивәт» — дегән еди; У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди.
— Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Amozning oƣli Yǝxaya arⱪiliⱪ sɵz ⱪilƣanidi. U uningƣa: — «Qatriⱪingdin bɵz iq tambilingni seliwǝt, putungdiki kǝxingni seliwǝt» — degǝnidi; U xundaⱪ ⱪildi; yalingaq wǝ yalang ayaƣ mengip yürdi.
3 Вә Пәрвәрдигар ахирида мундақ деди: — «Мениң қулум Йәшая Мисир вә Ефиопийә тоғрилиқ хәвәр беридиған бешарәт һәм карамәт сүпитидә болуш үчүн ялаңач һәм ялаң аяғ үч жил меңип жүргәндәк,
Wǝ Pǝrwǝrdigar ahirida mundaⱪ dedi: — «Mening ⱪulum Yǝxaya Misir wǝ Efiopiyǝ toƣruluⱪ hǝwǝr beridiƣan bexarǝt ⱨǝm karamǝt süpitidǝ bolux üqün yalingaq ⱨǝm yalang ayaƣ üq yil mengip yürgǝndǝk,
4 Охшашла Мисирлиқ әсирләр вә Ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун, ялаңач һәм ялаң аяғ, касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин Мисирни шәрмәндиликтә қалдуруп, ялап епкетилиду.
Ohxaxla Misirliⱪ ǝsirlǝr wǝ Efiopiyǝlik sürgünlǝr yax bolsun, ⱪeri bolsun, yalingaq ⱨǝm yalang ayaƣ, kasisi oquⱪ ⱨalda Asuriyǝ padixaⱨi tǝripidin Misirni xǝrmǝndiliktǝ ⱪaldurup, yalap epketilidu.
5 Улар болса қорқушуп, өз таянчиси болған Ефиопийәдин вә пәхри болған Мисирдин үмүтсизлинип кетиду.
Ular bolsa ⱪorⱪuxup, ɵz tayanqisi bolƣan Efiopiyǝdin wǝ pǝhri bolƣan Misirdin ümidsizlinip ketidu.
6 Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: — «Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»».
Xuning bilǝn bu dengiz boyidikilǝr: — «Mana bu Asuriyǝ padixaⱨining wǝswǝsidin ⱪorⱪup baxpanaⱨliⱪ izdǝp barƣan tayanqimizƣu, bizlǝr ǝmdi ⱪandaⱪmu ⱪutulalaymiz?» — deyixidu»».