< Йәшая 2 >

1 Булар Амозниң оғли Йәшая Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида көргән каламдур: —
Bular Amozning oƣli Yǝxaya Yerusalem wǝ Yǝⱨuda toƣrisida kɵrgǝn kalamdur: —
2 Ахир заманларда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизлктин үстүн қилип көтирилиду; Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду.
Ahir zamanlarda, Pǝrwǝrdigarning ɵyi jaylaxⱪan taƣ taƣlarning bexi bolup bekitilidu, Ⱨǝmmǝ dɵng-egizlktin üstün ⱪilip kɵtürülidu; Barliⱪ ǝllǝr uningƣa ⱪarap eⱪip kelixidu.
3 Нурғун хәлиқ-милләтләр чиқип бир-биригә: — «Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиққайли; У Өз йоллиридин бизгә үгитиду, Биз Униң тәриқилиридә маңимиз» — дейишиду. — Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
Nurƣun hǝlⱪ-millǝtlǝr qiⱪip bir-birigǝ: — «Kelinglar, biz Pǝrwǝrdigarning teƣiƣa, Yaⱪupning Hudasining ɵyigǝ qiⱪⱪayli; U Ɵz yolliridin bizgǝ ɵgitidu, Biz Uning tǝriⱪiliridǝ mangimiz» — deyixidu. — Qünki ⱪanun-yolyoruⱪ Ziondin, Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami Yerusalemdin qiⱪidiƣan bolidu.
4 У әлләр арисида һөкүм чиқириду, Нурғун хәлиқләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду.
U ǝllǝr arisida ⱨɵküm qiⱪiridu, Nurƣun hǝlⱪlǝrning ⱨǝⱪ-naⱨǝⱪlirigǝ kesim ⱪilidu; Buning bilǝn ular ⱪiliqlirini sapan qixliri, Nǝyzilirini orƣaⱪ ⱪilip soⱪuxidu; Bir ǝl yǝnǝ bir ǝlgǝ ⱪiliq kɵtürmǝydu, Ular ⱨǝm yǝnǝ uruxni ɵgǝnmǝydu.
5 — «И Яқуп җәмәтидикиләр, Келиңлар, Пәрвәрдигарниң нурида маңайли!».
— «I Yaⱪup jǝmǝtidikilǝr, Kelinglar, Pǝrwǝrdigarning nurida mangayli!».
6 — Сән Өз хәлқиң болған Яқуп җәмәтини ташлап қойдуң; Чүнки улар шәриқтики хурапатлар билән толдурулди; Улар Филистийләрдәк пал салиду; Улар чәт әлликләр билән қол тутушиду;
— Sǝn Ɵz hǝlⱪing bolƣan Yaⱪup jǝmǝtini taxlap ⱪoydung; Qünki ular xǝrⱪtiki hurapatlar bilǝn tolduruldi; Ular Filistiylǝrdǝk pal salidu; Ular qǝtǝlliklǝr bilǝn ⱪol tutuxidu;
7 Зимини болса алтун-күмүчкә толуп кәтти; Байлиқлири түгимәс; Йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, Җәң һарвулири һәм түгимәс;
Zemini bolsa altun-kümüxkǝ tolup kǝtti; Bayliⱪliri tügimǝs; Yǝr-zemini atlarƣimu tolup kǝtti, Jǝng ⱨarwiliri ⱨǝm tügimǝs;
8 Зимини бутлар биләнму лиқ болуп кәтти; Улар өз қоллири билән ясиғанлириға, Бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә сәҗдә қилишиду.
Zemini butlar bilǝnmu liⱪ bolup kǝtti; Ular ɵz ⱪolliri bilǝn yasiƣanliriƣa, Barmaⱪliri bilǝn xǝkillǝndürgǝnlirigǝ sǝjdǝ ⱪilixidu.
9 Шуниң билән пухралар егилдүрүлиду, Мөтивәрләрму төвән қилиниду; Сән уларниң қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән.
Xuning bilǝn puⱪralar egildürülidu, Mɵtiwǝrlǝrmu tɵwǝn ⱪilinidu; Sǝn ularning ⱪǝddini ruslimaysǝn ⱨǝm ⱨeq kǝqürüm ⱪilmaysǝn.
10 Әнди Пәрвәрдигарниң вәһшитидин, Һәйвисиниң шан-шәривидин өзүңни қачур, [Хада] ташлар ичигә киривал, Топа-чаңлар ичигә мөкүвал!
Əmdi Pǝrwǝrdigarning wǝⱨxitidin, Ⱨǝywisining xan-xǝripidin ɵzüngni ⱪaqur, [Hada] taxlar iqigǝ kiriwal, Topa-qanglar iqigǝ mɵküwal!
11 Чүнки адәмниң тәкәббур көзлири йәргә қаритилиду, Инсанларниң һакавурлуғи пәс қилиниду; Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
Qünki adǝmning tǝkǝbbur kɵzliri yǝrgǝ ⱪaritilidu, Insanlarning ⱨakawurluⱪi pǝs ⱪilinidu; Xu künidǝ yalƣuz Pǝrwǝrdigarla üstün dǝp mǝdⱨiyilinidu.
12 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шундақ бир күни тәйяр туриду: — Шу күни һәр бир тәкәббур вә мәмәданларниң үстигә, Өзини жуқури саниғанларниң үстигә чүшиду (Шуниң билән уларниң һәммиси пәс қилиниду!),
Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning xundaⱪ bir küni tǝyyar turidu: — Xu küni ⱨǝrbir tǝkǝbbur wǝ mǝmǝdanlarning üstigǝ, Ɵzini yuⱪiri saniƣanlarning üstigǝ qüxidu (Xuning bilǝn ularning ⱨǝmmisi pǝs ⱪilinidu!),
13 Шуниңдәк Ливанниң егиз, пәләккә йетидиған барлиқ кедир дәрәқлириниң үстигә, Башандики барлиқ дуб дәрәқлириниң үстигә,
Xuningdǝk Liwanning egiz, pǝlǝkkǝ yetidiƣan barliⱪ kedir dǝrǝhlirining üstigǝ, Baxandiki barliⱪ dub dǝrǝhlirining üstigǝ,
14 Егиз тағларниң һәммисигә, Жуқири көтирилгән барлиқ дөңләрниң үстигә,
Egiz taƣlarning ⱨǝmmisigǝ, Yuⱪiri kɵtürülgǝn barliⱪ dɵnglǝrning üstigǝ,
15 Һәр бир һәйвәтлик мунарниң үстигә, Һәр бир мустәһкәм сепилниң үстигә,
Ⱨǝrbir ⱨǝywǝtlik munarning üstigǝ, Ⱨǝrbir mustǝⱨkǝm sepilning üstigǝ,
16 Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә, Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә шу күни чүшүшкә тәйяр туриду.
Tarxixtiki ⱨǝrbir soda kemisining üstigǝ, Xundaⱪla barliⱪ güzǝl kemǝ gǝwdisining üstigǝ xu küni qüxüxkǝ tǝyyar turidu.
17 Адәмләрниң көрәңлиги төвән қилинип чүшүрүлүп, Инсанларниң тәкәббурлиғи пәс қилиниду, Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
Adǝmlǝrning kɵrǝngliki tɵwǝn ⱪilinip qüxürülüp, Insanlarning tǝkǝbburliⱪi pǝs ⱪilinidu, Xu künidǝ yalƣuz Pǝrwǝrdigarla üstün dǝp mǝdⱨiyilinidu.
18 Бутлар болса һәммиси көздин йоқилиду.
Butlar bolsa ⱨǝmmisi kɵzdin yoⱪilidu.
19 Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш ғарлириниң ичигә, Йәр йүзидики өңкүрләргә киривалиду;
Pǝrwǝrdigar yǝrni dǝⱨxǝtlik silkindürüxkǝ ornidin turidiƣan qaƣda, Ular ɵzlirini Uning wǝⱨxitidin, Uning ⱨǝywisining xan-xǝripidin ⱪaqurup, Hada tax ƣarlirining iqigǝ, Yǝr yüzidiki ɵngkürlǝrgǝ kiriwalidu;
20 Шу күнидә кишиләр өзигә чоқунушқа ясиған күмүч бутлири вә алтун бутлирини қариғу чашқанларға вә шәпәрәңләргә ташлап бериду;
Xu künidǝ kixilǝr ɵzigǝ qoⱪunuxⱪa yasiƣan kümüx butliri wǝ altun butlirini ⱪariƣu qaxⱪanlarƣa wǝ xǝpǝrǝnglǝrgǝ taxlap beridu;
21 Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш чаклириниң ичигә, Ярларниң йериқлириға киривалиду;
Pǝrwǝrdigar yǝrni dǝⱨxǝtlik silkindürüxkǝ ornidin turidiƣan qaƣda, Ular ɵzlirini Uning wǝⱨxitidin, Uning ⱨǝywisining xan-xǝripidin ⱪaqurup, Hada tax qaklirining iqigǝ, Yarlarning yeriⱪliriƣa kiriwalidu;
22 Үмүтүңларни нәпәси димиғидила туридиған инсандин үзүңлар, Чүнки инсан зади немә еди?!
Ümidinglarni nǝpisi dimiƣidila turidiƣan insandin üzünglar, Qünki insan zadi nemǝ idi?!

< Йәшая 2 >