< Йәшая 19 >
1 Мисир тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — Мана, Пәрвәрдигар тез учидиған булут үстигә минип, Мисирға йетип келиду; Мисирдики бутлар униң алдида тәвринип кетиду, Мисирниң жүриги болса ичидин ерип кетиду.
2 — «Вә Мән Мисирлиқларни бир-биригә қарши қутритимән; Уларниң һәммиси өз қериндашлириға қарши туришиду, Өз хошнилири биләнму соқишиду; Шәһәр билән шәһәр, Падишаһлиқ билән падишалиқ бир-биригә қарши уришиду;
3 Вә Мисирниң роһи өз ичидин йоқап кетиду; Мән уларни мәслиһәтсиз қалдуримән; Шуңа улар бутларни вә әрваһларни, Әрваһларни чақирғучиларни һәм палчиларни издәп мәслиһәт сорайду;
4 Мән Мисирлиқларни рәһимсиз бир һөкүмранниң қолиға тапшуримән; Әшәддий бир падиша уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилиду» — дәп җакалайду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар;
5 Һәм сулар «деңиз»дин йоқайду, Дәрияси қағҗирап пүтүнләй қуруп кетиду;
6 Дәрияларни сесиқчилиқ қаплайду, Мисирниң өстәң-қаналлири қағҗирап түгәйду; Қомушлар һәм йекәнләр солишиду;
7 Нил дәрияси бойидики йәрләр, Нил дәриясиниң қуюлуш ағзидики йәрләр гиясиз қалиду, Нил дәрияси бойидики зираәтләрниң һәммиси қуруп, тозуп, йоқилиду.
8 Белиқчилар болса зар қақшайду; Нил дәриясиға қармақ ташлиғучиларниң һәммиси налә көтириду; Суларниң үстигә тор яйғучиларниң беши саңгилап кетиду.
9 Зиғирчилар һәм либас тоқуғучилар хиҗаләтчиликтә қалиду,
10 Җәмийәтниң «түврүк»лири парә-парә болуп, Мәдикарларниң көңлиму йерим болиду.
11 Толиму ахмақ Зоан шәһириниң әмәлдарлири! Пирәвнниң әң дана мәслиһәтчилиридин әхмиқанә мәслиһәтләр чиқиду! Силәр қандақму Пирәвнгә: — «Мән болсам даналарниң әвлади, Қедимки падишаларниң нәслидурмән!» — дәватқансиләр техи?
12 [Мисир], сениң данишмәнлириң һазир қени? Улар данишмән болса, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мисир тоғрилиқ немиләрни көңлигә пүккәнлигини саңа аян қилсун!
13 Зоан шәһириниң әмәлдарлири наданлашти, Мәмфис шәһириниң әмәлдарлири алдинип кәтти; Мисир қәбилилириниң «бүҗәк таш»лири болса уларни езиқтуруп қойди.
14 Пәрвәрдигар уларниң арисиға бир қаймуқтурғучи роһни арилаштуривәтти; Шуңа бириси мәс болуп өз қусуғида тейилип әләң-сәләң болғандәк, Улар Мисирдикиләрни һәр бир ишида әләң-сәләң қиливәтти.
15 Шуниң билән Мисирға, Баш, қуйруқ, палма шехи яки қомушлар қилалиғидәк һеч қандақ амал қалмайду.
16 Шу күни Мисирдикиләр қиз-аялларға охшап қалиду, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қолини уларниң үстигә тәңлиши билән титрәп қорқиду,
17 Һәмдә Йәһуда зимини болса Мисирға вәһимә болуп қалиду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигарниң бекиткән ирадиси түпәйлидин, Йәни Униң өзлиригә қаритилған ирадиси түпәйлидин, Кимгә Йәһуданиң гепи қилинсила шу чөчүйду.
18 Шу күни Қанаанниң тили сөзләйдиған, Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға беқинип садиқлиқ қәсими қилидиған Мисирниң бәш шәһири болиду; Улардин бири «Һалак шәһири» дәп атилиду.
19 Шу күни Мисирниң зимини оттурисида Пәрвәрдигарға аталған бир қурбангаһ, Һәм чегарасида Пәрвәрдигарға аталған бир түврүк болиду.
20 Булар болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға һәм бәлгү һәм шаһит болиду; Чүнки әзгүчиләр түпәйлидин улар Пәрвәрдигарға налә көтәргән болиду; У уларни әркинликкә чиқиридиған бир қутқузғучи һәм қоғдиғучини әвәтиду.
21 Пәрвәрдигар Мисирлиқларға тонутулуп аян қилиниду; Шу күни Мисир Пәрвәрдигарни тонуйду; Улар униңға қурбанлиқ ашлиқ һәдийәлири билән ибадәт қилиду; Улар Пәрвәрдигарға қәсәм ичиду вә униңға әмәл қилиду.
22 Пәрвәрдигар Мисирни уриду; У уларни уриду һәм сақайтиду; Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң йениға қайтиду, У уларниң дуа-тилавитини қобул қилип уларни сақайтиду.
23 Шу күни Мисирдин Асурийәгә маңидиған, егиз көтирилгән түз йол ечилиду; Асурийәликләр Мисирға кириду, Мисирлиқлар Асурийәгә кириду; Мисир Асурийә билән биллә [Худаниң] хизмәт-ибадитидә болиду.
24 Шу күни Исраил Мисир вә Асурийә билән бир болуп, Үчиси, йәр йүзидикиләргә бәхит йәткүзгүчиләр болиду.
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға бәхит ата қилип: — «Хәлқим болған Мисирға, Өз қолумниң иҗади болған Асурийәгә Вә Өз мирасим болған Исраилға бәхит яр болсун!» — дәйду.