< Йәшая 18 >
1 Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! — Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән; — И йәл тапан хәвәрчиләр, Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә [қайтип] бериңлар!
Ah, Éfiopiye deryalirining boyliridiki qanatlarning wizhildighan awazliri bilen qaplan’ghan yer-zémin! — Sen qomush kémiler üstide elchilerni déngizdin ötküzüp ewetisen; — I yel tapan xewerchiler, Égiz boyluq hem siliq térilik bir elge, Yiraq-yéqinlargha qorqunch bolidighan bir milletke, Zémini deryalar teripidin bölün’gen, Küchlük, tajawuzchi bir elge [qaytip] béringlar!
3 Җаһанда туруватқанларниң һәммиси, Җимики йәр йүзидикиләр! Тағларда бир туғ көтирилгәндила, Көрүңлар! Канай челинғандила, Аңлаңлар!
Jahanda turuwatqanlarning hemmisi, Jimiki yer yüzidikiler! Taghlarda bir tugh kötürülgendila, Körünglar! Kanay chélin’ghandila, Anglanglar!
4 Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Мән течлиқта туримән, Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән;
Chünki Perwerdigar manga mundaq dédi: — Men tinchliqta turimen, Nur üstide yalildap turghan issiqtek, Issiq hosul mezgilidiki shebnemlik buluttek, Öz turalghumda közitimen;
5 Чүнки һосул елиш алдида, Үзүм чечәклигәндин кейин, Чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, Һәм шахлирини кесип ташлайду.
Chünki hosul élish aldida, Üzüm chéchekligendin kéyin, Chéchekler üzüm bolghanda, U putighuchi pichaqlar bilen bixlarni késip, Hem shaxlirini késip tashlaydu.
6 Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға, Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду. Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду.
Ular yighishturulup taghdiki alghur qushlargha, Yer yüzidiki haywanlargha qaldurulidu. Alghur qushlar ulardin ozuqlinip yazni ötküzidu, Yer yüzidiki haywanlar ular bilen qishni ötküzidu.
7 Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду; Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду; Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, Йәни Зион теғиға елип келиниду.
Shu künide samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigargha bir sowghat élip kélinidu; Yeni égiz boyluq hem siliq térilik bir millettin, Yiraq-yéqinlargha qorqunch bolidighan bir eldin, Zémini deryalar teripidin bölün’gen, Küchlük, tajawuzchi bir millettin bérilidu; Samawi qoshunlarning Serdari Perwerdigarning nami bolghan jaygha, Yeni Zion téghigha élip kélinidu.