< Йәшая 17 >
1 Дәмәшқ тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — Мана, Дәмәшқ шәһәр болуп турувәрмәй, наһайити бир дога харабилиққа айландурулиду.
2 Ароәрдики шәһәрләр адәмзатсиз болуп, Қой падилириға қалдурулиду, Улар теч-аман ятиду, Уларни қорқутқидәк һеч бир адәмму көрүнмәйду.
3 Әфраимда болса, қорғанлиқ шәһәрләр йоқилиду, Дәмәшқниң шаһанә һоқуқи, Сурийәниң қалдуқлири йоқилиду; Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду. — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
4 Шу күни шундақ болидуки, Яқупниң шөһрити суслишип, Тенидики семиз әтләр сизип кетиду.
5 Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин, Йәни билиги билән жиғип орғандин кейин, Һәтта Рәфайим җилғисида адәмләр башақларни тәргәндин кейинки һаләткә охшаш, [қалғини йоқ дейәрлик болиду];
6 Һалбуки, йәнә азрақ тәргидәк башақ, Зәйтун дәриғи силкингәндин кейин, Әң учида икки-үч тал мевә, Көп мевилигән шахлирида төрт-бәш тал мевә қалдурулиду, — дәйду Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар.
7 — Шу күни инсан болса Яратқучисиға нәзирини тикиду, Көзи Исраилдики Муқәддәс Болғучида болиду.
8 Улар өз қурбангаһлириға, йәни өз қоли билән ясиғанлириға, Яки бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә һеч қаримайду, Нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду.
9 Шу күнидә униң қорғанлиқ шәһәрлири, Әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк, Һәммиси вәйран болуп кетиду.
10 Чүнки ниҗатиң болған Худани унтуп қалдиң, Күчүң болған «Қорам Таш Болғучи»ни әслимидиң; Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән, Вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,
11 Уларни тиккән күнила яшартқиниң билән, Тиккән әтисила уларни чечәкләткиниң билән, Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!
12 Һәй! Көп хәлиқләрниң чуқан-сүрәнлири! Улар деңиз-океанларни урғутуп долқунлардәк шавқунларни көтириду, Аһ, әлләрниң қайнам-ташқинлири! Долқунланған күчлүк сулардәк улар қайнам-ташқинларни көтириду.
13 Әлләр улуқ суларниң қайнам-ташқинлиридәк долқунлинип кетиду; Бирақ У уларниң дәккисини бериши биләнла, улар жираққа бәдәр қечип кетиду. Улар тағдики от-чөпләрниң топа-топанлири шамалда жирақларға учуруветилгәндәк, Қара қуюн алдида чаң-тозаңлар қуюн болғандәк һайдиветилиду!
14 Кәчтә — вәһимә! Таң сәһәрдә — йоқ бирақ! Мана бизни булап кәткәнләрниң несивиси, Биздин олҗа-ғәниймәт еливалғанларниң ақивитидур!