< Йәшая 16 >
1 «Әнди [ғәллә-парақ] қозисини Села [райондин] елип, Чөл-баявандин өтүп зиминларниң һөкүмраниға, Йәни Зион қизиниң теғиға әвәткин!»
2 Угисидин чувулуп патипарақ болуп кәткән қушлардәк, Моаб қизлири Арнон дәриясиниң кечиклиридә [алақзадә] жүриду.
3 «Парасәт билән һөкүм қилиңлар!»
4 «[И Зион қизи], сайиңизни чүшүрүп чүштики йоруқлуқни түн қараңғусидәк қилиң, Шу ғерибларни йошуруп қойғайсиз; Қоғланғанларни ашкарилап қоймиғайсиз! Мениң Моабдики мусапирлиримни өзиңиз билән биллә турғузғайсиз, Улар үчүн вәйран қилғучиниң алдида башпанаһ болғайсиз!».
5 «[Өтүнүшүңлар тоғра], чүнки әзгүчи йоқилиду, Һалакәт йоқ болиду, Әзгүчиләрниң һәммиси зиминдин йоқилиду. Өзгәрмәс меһри-шәпқәт билән бир тәхт тиклиниду; «Давутниң чедири» ичидики шу тәхт үстидә бириси олтириду. У болса, һәқиқәтән адаләт жүргүзидиған, шундақла адаләтни издәйдиған, Һәққанийлиқни илгири сүридиған болиду.
6 — Биз Моабниң һакавурлуғи тоғрисида аңлидуқ (у интайин һакавур!), Йәни униң һакавурлуғи, тәкәббурлуғи, ночилиқ қилидиғанлиғи тоғрисида аңлидуқ; Бирақ униң чоң гәплири бекар болиду!
7 Шуңа Моаб Моаб үчүн зар жиғлайду; Уларниң һәммиси зар-зар жиғлайду; Қайғу-һәсрәткә чөмүп Кир-Һарәсәтниң «кишмиш пошкаллири» үчүн зар-зар жиғлаңлар!
8 Һәшбон районидики етизлар, Сибмаһдики үзүм таллириму йигләп кетиду; Әлләрниң әмирлири униң сәрхил өсүмлүклирини бузуп чәйләйду; Улар әслидә Яазәргичә йетип, чөл-далаларни кәзгән еди; Пеләклири созулуп, «[Өлүк] Деңиз»ниң нерисиға йәтти.
9 Шуңа Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән биллә Сибмаһниң үзүм тели үчүн жиғлаймән; И Һәшбон, Елеалаһ, Өз көз яшлирим билән силәрни суғиримән! Чүнки язлиқ мевилириңгә, һосулуң үстигә тәнтәнә бир сада яңритилиду.
10 Хошаллиқ мевилик бағлардин мәһрум қилинип, Шатлиқму йоқ қилиниду; Үзүмзарлиқларда нә нахша авазлири аңланмайду, Нә тәнтәнә қилинмайду; Дәссигүчиләр үзүм көлчәклирини чәйлимәйду. Чүнки Мән үзүм көлчәклиридики хошал вақирашларни тохтаттим.
11 Шуңа ич-бағрилирим Моаб үчүн чалған чилтардәк ағрип муңлуқ яңрайду, Ичим Кир-Һәрәсдикиләр үчүнму шундақ;
12 Шундақ болидуки, Моаб өзини упритип дуа қилғили өзиниң «жуқури орни»ға чиқип кәлгәндә, Яки дуа қилғили «муқәддәс өйи»гә киргәндә, У мувәппәқийәткә еришәлмәйду.
13 Мана мошу сөзләрни Пәрвәрдигар Моаб тоғрилиқ бурун ейтқан.
14 Бирақ һазир Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — «Үч жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк, Моабниң көплигән қошун-аһалиси болғини билән, Униң пәхирләнгән шөһрити йәксан болиду; Уларниң қалдуқлири болса интайин аз вә һалсиз болиду».