< Йәшая 15 >
1 Моаб тоғрисида жүкләнгән вәһий; Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Ар шәһири вәйран қилиниду; Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Кир шәһири йоқ қилиниду;
2 Жиға-зерәлар көтириш үчүн, Мана у бутханисиға, Дибонға, шундақла [барлиқ] егизликлиригә чиқти; Моаб Небо вә Мәдәба шәһәрлири үчүн пәряд көтириду; Һәммә башлар тақир көрүниду, Җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди.
3 Кочиларда улар бөз кийиду; Өгүзлиридә, мәйданлирида, һәр бир адәм көз яшлирини яғдуруп пәряд көтириду.
4 Һәшбонға, Елеалаһ шәһәрлиригә жиға олишиду, Авазлири Яһаз шәһиригиму йетип бариду. Шуңа Моабниң әскәрлириму нида қилиду; Униң вуҗуд-бағрини титрәк басиду.
5 Мениң қәлбимму Моаб үчүн жиға-зерә көтириду; Уларниң қачқунлири Зоарға һәм Әглат-Шели-Шиҗаға бәдәр қачиду; Мана улар топлишип, жиғлиған пети Луһитқа чиқидиған даван йоли билән жуқуриға маңиду, Һоронаимға чүшидиған йолда туруп һалакәттин налә-зар көтириду.
6 Чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду, От-чөпләр солишип, Гүл-гия түгәп кетиду; Һеч яп-йешиллиқ қалмайду.
7 Шуңа улар байлиқлири, тапқан-тәргинини жиғип «Тәрәк вадиси»дин өтмәкчи болиду;
8 Уларниң көтәргән жиғиси Моабниң чегарасиға, Аһу-зарлири әглаимға, Пиғанлири Бәәр-елимға йетиду.
9 Димонниң сулири қанға толуп кетиду, Чүнки Димонниң үстигә техиму көп балаю-апәтни топлаймән; Чүнки Моабниң қачқунлири һәм зиминида қалғанлириниңму үстигә бир ширни әвәтимән.