< Йәшая 14 >
1 Чүнки Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду, Йәнә Исраилни таллайду; У уларни өз жут-зиминида маканлаштуриду. Шуниң билән ят адәмләр улар билән бирлишип, Яқуп җәмәтигә қошулиду.
2 Һәр қайси әл-милләтләр уларни елип өз жутиға апириду; Исраил җәмәти болса Пәрвәрдигарниң зиминида уларға қул вә дедәк сүпитидә егидарчилиқ қилиду; Улар өзлирини тутқун қилғанларни тутиду; Өзлирини әзгәнләрниң үстидин идарә қилиду.
3 Вә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар силәргә азаптин, сарасимидин вә әсир болуп мәҗбурланған мушәққәтлик қуллуқтин арамлиқ бәргән күнидә,
4 Силәр Бабил падишаси тоғрисида мундақ мақал-тәмсилни ейтисиләр: — «Қара, бу җазанихор қандақ һалак болди, Талан-тараҗ қилип алтун топлиғучи қандақ йоқалди!
5 Пәрвәрдигар рәзилләрниң һасисини, Һакимларниң закон тайиғини,
6 Йәни хәлиқ-милләтләрни аччиғи билән үзлүксиз урғанни, Әлләргә ғәзәп қилип тизгинсиз зиянкәшлик қилғанни сундурувәтти.
7 Пүткүл йәр йүзи арам тепип тиничлиниду; Улар нахша ейтип тәнтәнә қилиду.
8 Қариғайлар болса һалиңдин шатлиниду, Ливандики кедирларму: — «Сән гөрүңдә ятқузулғандин кейин, Һеч бир кәскүчи бизни қорқатмайду!» — дәйду.
9 Сән чүшүшүң билән тәһтисарадикиләр сени қарши елишқа сарасимә болуп кетиду; Сән үчүн өлүкләрниң роһлири, Җаһандики җимики «өшкә җинлар» қозғилиду; Әлләрниң һәммә падишалири тәхтлиридин турғузулиду; (Sheol )
10 Уларниң һәммиси саңа қарап мундақ дәйду: — «Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму? Бизгә охшаш болуп қалдиңмусән?!»
11 Сениң шану-һәйвитиң чилтарилириңниң авазлири билән биллә тәһтисараға чүшүрүлүп түгиди; Астиңда чивин қурути мижилдап кетиду, Үстүңни сазаңлар қаплап кетиду. (Sheol )
12 И Чолпан, Сәһәр балиси, Сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән! И техи өткәндила әлләрни йәргә жиқитқучи, Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!
13 Сән әслидә көңлүңдә: — «Мән асманларға чиқимән, Тәхтимни Худаниң юлтузлиридин үстүн қилимән; Мән җамаәтниң теғида, Йәни шимал тәрәпләрдиму олтиримән;
14 Мән булутларниң егиз җайлиридин жуқуриға өрләймән; Һәммидин Алий билән тәң болимән!» — дедиң.
15 Һалбуки сән тәһтисараға, Чоңқур һаңниң тегилиригә чүшүрүлдуң». (Sheol )
16 Сени көргәнләр саңа йеқиндин синчилап қарап: — «Җаһанни зил-зилигә кәлтүргән, падишалиқларни титрәткән адәм мошумиду?
17 Йәр йүзини чөл-баяван қилип, Униңдики шәһәрләрни ғулатқан, Тутқан әсирләрни өз жутиға һеч қоюп бәрмигән мошумиду?» — дейишиду.
18 Мана әлләрниң шаһлири бириму қалмай «шан-шәрәп»тә, [қараңғулуқтики] өз өйидә йетишиду,
19 Бирақ сән кәмситилгән [чиригән] бир шах кәби, Өлтүрүлгәнләрниң догиси астида, Қилич билән санҗилған, һаңниң тәһтигә чүшидиғанларға охшаш, Аяқ астида дәссәп-чәйләнгән өлүктәк, Өз гөрүңдин мәһрум болуп ташливетилдиң.
20 Сән әшу падишалар билән биргә дәпнә қилинмайсән, Чүнки өз жутуңни вәйран қилғансән, Өз хәлқиңни өлтүрүвәткәнсән; Рәзиллик қилғучиларниң нәсли һәргиз йәнә тилға елинмайду.
21 Ата-бовилириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Униң оғуллирини қәтл қилишқа тәйяр қилиңлар; Шундақ қилғанда, улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду, Йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду.
22 Чүнки Мән уларға қарши чиқимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән Бабилдин униң намини вә униң қалдуқлирини, нәсил-пәрзәнтлирини үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,
23 — Вә уни һувқушниң маканиға, сазлиқларға айландуримән; Һалакәт сүпүргиси билән уни сүпүрүп ташлаймән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
24 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ қәсәм ичкәнки, — Мән қандақ ойлисам, шундақ болиду; Қандақ мәхсәтни көңлүмгә пүксәм, шу тиклиниду,
25 Мәхситим Өз зиминимда Асурийәликни қийма-чийма қилиштин ибарәт; Өз тағлиримда уни дәссәп-чәйләймән; У салған боюнтуруқ хәлқимниң бойнидин, У артқан жүк мүрисидин елип ташлиниду.
26 Мана бу пүткүл йәр йүзи тоғрилиқ ирадә қилинған мәхсәттур, Мана бу барлиқ әлләрниң үстигә узартилған қолдур.
27 Пәрвәрдигар мундақ мәхсәтни пүккән екән, Ким уни тосалисун? Униң қоли узартилған екән, ким уни яндуралисун?
28 Аһаз падиша өлгән жилида мундақ вәһий жүкләнди: —
29 И Филистийә, һәммиңлар, «Бизни урған таяқ сунди» дәп шатланмаңлар; Чүнки иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду, Униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду.
30 Шуниң билән йоқсулларниң тунҗа балилири озуқлиниду, Мөминләр болса теч-аманлиқта ятиду; Бирақ Мән йилтизиңни ачарчилиқ билән йоқитимән Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду.
31 Шуңа и қовуқ, налә көтәргин, И шәһәр, пәряд чәккин! И Филистийә, сән болсаң ерип кәткәнсән! Чүнки шимал тәрәптин ис-түтәклик бир түврүк өрләйду; Униң жиғилған қошунлирида һеч ким сәпсиз қалмайду.
32 Әнди бу әлниң әлчилиригә қандақ җавап бериш керәк? — «Зионни тиклигүчи Пәрвәрдигардур; Униң хәлқи ичидики езилгүчиләр униңдин башпанаһ тапиду» — дегин!»