< Йәшая 12 >
1 — Вә шу күни сән: — — И Пәрвәрдигар, мән Сени мәдһийиләймән; Сән маңа ғәзәпләнгиниң билән, Ғәзивиң мәндин йөткилип кәтти, Вә сән маңа тәсәлли бәрдиң.
2 Мана, Тәңри мениң ниҗатимдур; Мән Униңға тайинимән, қорқмаймән, Яһ Пәрвәрдигар мениң күчүм вә нахшамдур; У йәнә мениң ниҗатим болди, — дәйсән.
3 — Шатлиқ билән силәр ниҗатлиқ қудуқлиридин су тартисиләр.
4 Шу күнидә силәр: — «Пәрвәрдигарға рәхмәт ейтиңлар, Униң намини чақирип нида қилиңлар; Униң әмәллирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар, Униң наминиң зор аброй тапқанлиғини җакалаңлар.
5 Пәрвәрдигарға күйләр ейтиңлар, Чүнки У улуқ ишларни қилған; Мана бу пүткүл җаһанға аян қилинсун!
6 Зиондикиләр, тәнтәнә қилип җар селиңлар; Чүнки араңларда турған Исраилдики Муқәддәс Болғучи бүйүктур!» — дәйсиләр.