< Йәшая 10 >
1 Қәбиһлик қанунлирини түзгүчиләргә, Азаплиқ пәрман-һөкүмләрни язғучиларға вай!
2 Тул хотунларни олҗимиз қилайли, Житим-йесирларни булап-талайли дәп, Улар мискинләргә адаләтни бәрмәй, Хәлқимдики аҗиз-бечариләрдин һоқуқни булап кетиду.
3 Һесап алидиған күнидә, Йәни жирақтин кәлгән туюқсиз балаю-апәт күнидә, Немә қилисиләр? Кимдин башпанаһлиқ издәп жүрисиләр? Байлиқ-шөһритиңларни нәгә аманәт қойисиләр?
4 Уларға әсирләр арисида зоңзийип олтириштин, Яки өлтүрүлгәнләр арисида жиқилиштин башқа һеч немә қалмиди! Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
5 Қолиға ғәзивимниң тоқмиқи тутқузулған, Өзүмниң дәрғәзивимниң тайиғи болған Асурийәликкә вай!
6 Мән уни худасиз бир «ят әл»гә, Дәрғәзивим қаритилған хәлқимгә зәрбә беришкә әвәтимән; Униңға олҗа тутувелишқа, Ғәниймәтни булашқа, [Хәлқимни] кочилардики лай-патқақларни дәссигәндәк дәссәшкә буйруймән.
7 Бирақ [Асурийәликниң] көздә тутқини мошу әмәс, У шундақ һеч ойлиған әмәс. Униң ойлиғини вәйран қилиш, Көп дөләтләрни йоқитиштин ибарәттур.
8 У: — «Мениң сәрдарлиримниңму һәммиси падишаларға баравәр әмәсму?
9 Кално шәһири Каркемиш шәһиригә, Хамат шәһири Арпад шәһиригә, Самарийә шәһири Дәмәшқ шәһиригә охшаш әмәсму?
10 Мәбудлири Самарийәниң вә Йерусалимниңкидин улуқ болғини билән, Мениң қолум мошу мәбудқа тәвә болған падишалиқларға егә болушқа йәткидәк турса,
11 Самарийә вә униң мәбудлирини қандақ қилған болсам, Йерусалим вә униң мәбудлирини охшашла шундақ қилмамдимән?» — дәйду.
12 Бирақ Рәб Зион теғи вә Йерусалимда пүткүл җаза ишини пүткүзүп болғандин кейин, У: — «Мән Асурийә падишасиниң көңлидики башбаштақлиқниң ақивитини [униңға чүшүримән], Униң көзлиридики кибирлик нәзәрлирини җазалаймән» дәйду.
13 Чүнки у: — «Бу ишларни өз қолумниң күчи билән, Өз даналиғим билән мән қилғанмән; Чүнки мән әқиллиқтурмән; Мән әлләрниң пасиллирини йоқаттим, Уларниң ғәзнилирини буливалдим, Тәхткә олтарғанларни батур кәби чүшүрүп ташлидиммән;
14 Мән қолумни бир қуш угисиға узатқандәк әлләрниң байлиқлириға узаттим, Бириси ташливетилгән тухумларни тәргәндәк мән пүткүл дунияни жиққанмән; Улардин һеч бириму қанатлирини палақлатмиди, Тумшуғини ачмиди, Яки чук-чук қилип аваз чиқармиди» — дәйду.
15 Палта өзини ишләткүчисигә лап атса боламду? Һәрә һәридигүчигә почилиқ қилса боламду? Шундақ иш екән, худди таяқ өзини көтәргүчисини ойниталиса болидиғандәк, Худди һаса яғач әмәс болғучини көтәргәндәк болатти әмәсму?!
16 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар шу [Асурийәлкниң] палванлири арисиға оруқлитиш кесилини әвәтиду, Униң шан-шәривиниң астида лавулдап ялқунлайдиған бир отни яқиду.
17 «Исраилниң Нури»ниң Өзи от, Униңдики Муқәддәс Болғучи ялқун болиду, У бир күн ичидә униң җиғанлири вә тикәнлирини көйдүрүп, жутувалиду.
18 Һәм униң орманзарлиқ вә бағ-етизлириниң шан-шәривини, җан вә тенини көйдүрүп күл қиливетиду; Улар бәәйни җүдәп кетиватқан кесәл адәмдәк болуп қалиду.
19 Буниң билән орманзарлиқтики дәрәқләрниң қеп қалғини шунчә аз болидуки, Кичик бала уларни санап хатириләләйду.
20 Шу күни шундақ болидуки, Исраилниң қалди хәлқи, йәни Яқупниң җәмәтидин қечип қайтқанлар өзлирини урғучиға иккинчи таянмайду; бәлки улар һәқиқәтән Пәрвәрдигар, йәни «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ға тайиниду.
21 Бәрһәқ, бир «қалди» қайтип келиду, Йәни Яқупниң «қалдиси» қудрәтлик Тәңриниң йениға қайтип келиду.
22 И Исраил, хәлқиң деңиздики қумдәк көп болғини билән, Пәқәт бир қалдиси қайтиду; [Чүнки] һәққанийлиқ билән жүргүзүлгән, бир һалакәтниң тешип үстүңларға чүшүши бекитилгәндур;
23 Чүнки бир һалакәтни — бекитилгән бир һалакәтни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидә әмәлгә ашуриду.
24 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — « — И Зион теғида турған хәлқим, Асурийәдин қорқма! У сени таяқ билән уридиған, Вә Мисирлиқлардәк саңа қарап һасисини көтиридиған болсиму,
25 Пәқәт азғинә вақит өтүши биләнла, Силәргә қаратқан мошу дәрғәзивим түгәп, Ғәзивимни уларға һалакәт чүшсун дәп қаритимән.
26 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, уларға қамча билән һуҗум қозғайду; Уларниң һали «Орәбниң қорам теши»да болған Мидиян қирғинчилиғидәк һаләттә болиду; У һасисини деңизға қаритип, Уни Мисирлиқларниң үстигә көтәргәндәк көтириду;
27 Андин шу күнидә шундақ болидуки, Униң жүки мүрәңдин, Боюнтуруғи бойнуңдин елип ташлиниду; Майлириң сәвәвидин, Боюнтуруқ сундуруп йоқитилиду.
28 Мана, улар Аятқа йетип, Мигрондин өткән, Миқмашта жүк-тақлирини қоюп қойиду;
29 Улар босуға-давандин өткән, Гебада қонуп қалиду; Рамаһ титрәп кетиду; Саулниң жути Гибеаһдикиләр болса қечип кәткән;
30 И Галлимниң қизи, пәрядиңни көтәр! Һәй Лаиш, аңлап қой! И бечарә Анатот!
31 Мадмәнаһ болса қачти; Гебимдикиләр бәдәр қачти;
32 Шу күн өтмигичә улар Ноб дөңидә тохтап қалиду; Әшу йәрдә у Зион қизиниң теғиға, Йәни Йерусалимдики дөңгә қарап муштини ойнитиду.
33 Мана, самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар чоң шахларни шиддәт билән кесиветиду; Шуниң билән егиз өскәнләр кесип жиқитилиду; Һали үстүнләр пәсләштүрүлиду.
34 У төмүр [қураллар] билән орманлиқниң Барақсан йәрлирини кесип қақаслиқ қиливетиду; Ливан болса улуқ бириси тәрипидин жиқитилиду.