< Һошия 1 >

1 Пәрвәрдигарниң калами — Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, калам Бәәриниң оғли Һошияға кәлди;
当乌西雅、约坦、亚哈斯、希西家作犹大王,约阿施的儿子耶罗波安作以色列王的时候,耶和华的话临到备利的儿子何西阿。
2 Пәрвәрдигарниң Һошия арқилиқ кәлгән сөзиниң башлиниши — Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди.
耶和华初次与何西阿说话,对他说:“你去娶淫妇为妻,也收那从淫乱所生的儿女;因为这地大行淫乱,离弃耶和华。”
3 Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди.
于是,何西阿去娶了滴拉音的女儿歌篾。这妇人怀孕,给他生了一个儿子。
4 Пәрвәрдигар униңға: «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин; чүнки йәнә азғина вақит өткәндә, Мән «Йизрәәл»ниң қениниң интиқамини Йәһуниң җәмәти үстигә қойимән вә Исраил җәмәтиниң падишалиғиға хатимә беримән.
耶和华对何西阿说:“给他起名叫耶斯列;因为再过片时,我必讨耶户家在耶斯列杀人流血的罪,也必使以色列家的国灭绝。
5 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, Мән Исраилниң оқясини Йизрәәл җилғисида сундириветимән».
到那日,我必在耶斯列平原折断以色列的弓。”
6 [Гомәр] йәнә һамилдар болуп, қиз туғди. Пәрвәрдигар Һошияға: «Униң исмини «Ло-руһамаһ» дәп қойғин; чүнки Мән Исраил җәмәтигә иккинчи рәһим қилмаймән, уларни қәтъий кәчүрүм қилмаймән;
歌篾又怀孕生了一个女儿,耶和华对何西阿说:“给她起名叫罗·路哈玛;因为我必不再怜悯以色列家,决不赦免他们。
7 Бирақ Йәһуда җәмәтигә рәһим қилимән вә уларниң Худаси болған Пәрвәрдигар арқилиқ уларни қутқузимән; уларни оқясиз, қиличсиз, җәңсиз, атларсиз вә атлиқ әскәрсиз қутқузимән» — деди.
我却要怜悯犹大家,使他们靠耶和华—他们的 神得救,不使他们靠弓、刀、争战、马匹,与马兵得救。”
8 Гомәр Ло-руһамаһни әмчәктин айриғандин кейин йәнә һамилдар болуп оғул туғди;
歌篾给罗·路哈玛断奶以后,又怀孕生了一个儿子。
9 [Рәб]: «Униң исмини: «Ло-амми» дәп қойғин; чүнки силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мән силәргә [Пәрвәрдигар] болмаймән» деди.
耶和华说:“给他起名叫罗·阿米;因为你们不作我的子民,我也不作你们的 神。”
10 — Бирақ Исраилниң балилириниң сани деңиздики қумдәк болуп, уни өлчигили яки саниғили болмайду; «Силәр мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда шу әмәлгә ашурулидуки, уларға: «[Силәр] тирик Тәңриниң оғуллири!» — дейилиду.
然而,以色列的人数必如海沙,不可量,不可数。从前在什么地方对他们说“你们不是我的子民”,将来在那里必对他们说“你们是永生 神的儿子”。
11 Исраил балилири вә Йәһуда балилири биргә жиғилиду, өзлиригә бирла башни тикләйду вә турған зиминдин чиқиду; чүнки «Йизрәәлниң күни» улуқдур! Ака-укилириңларға «Амми! ([Мениң хәлқим]!)» вә сиңиллириңларға «Руһамаһ! ([рәһим қилинған]!)» — дәңлар!
犹大人和以色列人必一同聚集,为自己立一个首领,从这地上去,因为耶斯列的日子必为大日。

< Һошия 1 >