< Һошия 9 >
1 И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар; Чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң; Һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң.
2 Хаман вә шарап көлчиги уларни бақалмайду; Йеңи шарап уни йәргә қаритип қойиду.
3 Улар Пәрвәрдигарниң зиминида туривәрмәйду; Әфраим бәлки Мисирға қайтиду, Улар Асурийәдә һарам тамақни йәйду.
4 Улар Пәрвәрдигарға һеч «шарап һәдийә»ләрни қуймайду, Уларниң қурбанлиқлири униңға һеч хурсәнлик болмайду; уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду; Уни йегән һәр ким «напак» болиду; Бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду.
5 Әнди «җамаәтләрниң [ибадәт] сорунлири» күнидә, «Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр?
6 Чүнки мана, улар һәтта һалакәттин қачқан болсиму, Мисир уларни жиғивелип, Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду. Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду; Уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду.
7 Әнди һесаплишиш күнлири кәлди, Яманлиқ қайтуридиған күнләр кәлди; Исраил буни билип йәтсун! Сениң қәбиһлигиңниң көплүги түпәйлидин, Зор нәпритиң болғини түпәйлидин, Пәйғәмбәр «ахмақ», роһқа тәвә болғучи «сараң» дәп һесаплиниду.
8 Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур; Бирақ униңға барлиқ йоллирида қилтақлар қоюлған, Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә.
9 Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған, У уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду, Уларниң гуналирини җазалайду.
10 — Чөл-баяванда үзүм учрап қалғандәк, Мән сән Исраилни тапқан; Әнҗир дәриғидә тунҗа пишқан мевини көргәндәк, ата-бовилириңларни яхши көргәнмән; Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди, Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди, Улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди.
11 Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду — Худди туғулуш болуп бақмиғандәк, Һамилә болуп бақмиғандәк, Бойида апиридә болуш болуп бақмиғандәк!
12 Һәтта улар пәрзәнтлирини чоң қилған болсиму, Мән лекин уларни бирини қалдурмай җуда қилимән; Бәрһәқ, улардин айрилип кәткинимдин кейин, уларниң һалиға вай!
13 Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди; Бирақ Әфраим балилирини қәтл қилғучиға чиқирип бериду.
14 Уларға бәргин, и Пәрвәрдигар — зади немә бәргиниң түзүк? — Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин!
15 Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду; Чүнки Мән шу йәрдә улардин нәпрәтләндим; Уларниң қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин, Уларни өйүмдин һайдиветимән; Мән уларни йәнә сөймәймән; Уларниң әмирлириниң һәммиси тәрсалиқ қилиду.
16 Әфраим әнди уруветилди; Уларниң йилтизи қағҗирап кәтти, улар һеч мевә бәрмәйду; Һәтта улар мевә бәрсиму, Балиятқусиниң сөйүмлүк мевилирини өлтүрүветимән.
17 Мениң Худайим уларни чәткә қақти, Чүнки улар униңға қулақ салмиди; Улар әлләр арисида сәрсан болиду.