< Һошия 8 >
1 Канайни ағзиңға салғин! Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду! Чүнки улар Мениң әһдәмни бузған, Тәврат-қанунумға итаәтсизлик қилған.
2 Улар Маңа: «И Худайим, биз Исраил хәлқи Сени тонуймиз!» дәп вақирайду.
3 Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән; Шуңа дүшмән уни қоғлайду.
4 Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ Мән арқилиқ әмәс; Улар бәзиләрни әмир қилған, бирақ униңдин хәвирим йоқ; Улар өз җениға замин болуш үчүн, Өзлиригә бутларни күмүч-алтунлиридин ясиған.
5 И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти! Мениң ғәзивим уларға қозғалди; Улар қачанғичә паклиқтин жирақ туриду?
6 Шу нәрсә Исраилдин чиққанғу — Уни бир һүнәрвән ясиған, халас; у Худа әмәс; Самарийәниң мозийи дәрвәқә парә-парә чеқиветилиду!
7 Чүнки улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; Һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти.
8 Исраил жутувелинди; Улар ят әлләр арисида яримас бир қача болуп қалди;
9 Чүнки улар ялғуз жүргән явайи ешәктәк Асурийәни издәп чиқти; Әфраим «ашна»ларни ялливалди.
10 Гәрчә улар әлләр арисидин «ялливалған» болсиму, Әнди Мән уларни жиғип бир тәрәп қилимән; Улар тезла «Әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду.
11 Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән, Булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди.
12 Мән униң үчүн Тәврат-қанунумда көп тәрәплимә нәрсиләрни язған болсамму, Улар ят бир нәрсә дәп һесапланмақта.
13 Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду, Бирақ Пәрвәрдигар булардин һеч хурсәнлик алмайду; У уларниң қәбиһлигини һазир есигә кәлтүрүп, Гуналирини өз бешиға чүшүриду; Улар Мисирға қайтиду!
14 Чүнки Исраил өз Ясиғучисини унтуп, «ибадәтхана»ларни қуриду; Йәһуда болса истиһкамлаштурулған шәһәрләрни көпәйткән; Бирақ Мән уларниң шәһәрлири үстигә от әвәтимән, От буларниң қәлъә-ордилирини йәп кетиду.