< Һошия 7 >

1 Мән Өз хәлқимниң асаритини бузуп ташлап, азатлиққа ериштүрәй дегәндә, Мән Исраилни сақайтай дегәндә, Әнди Әфраимниң қәбиһлиги, Самарийәниң рәзиллигиму ашкарилиниду; Чүнки улар алдамчилиқ қилиду; Оғрилар болса бөсүп кириватиду, Қарақчилар топи сиртта булаңчилиқ қиливатиду.
Mǝn Ɵz hǝlⱪimning asaritini buzup taxlap, azadliⱪⱪa erixtürǝy degǝndǝ, Mǝn Israilni saⱪaytay degǝndǝ, Əmdi Əfraimning ⱪǝbiⱨliki, Samariyǝning rǝzillikimu axkarilinidu; Qünki ular aldamqiliⱪ ⱪilidu; Oƣrilar bolsa bɵsüp kiriwatidu, Ⱪaraⱪqilar topi sirtta bulangqiliⱪ ⱪiliwatidu.
2 Улар көңлидә Мениң уларниң барлиқ рәзилликлирини есимдә тутқанлиғимни ойлимайду; Һазир уларниң қилмишлири өзлирини қиставатиду; Бу ишлар көз алдимдидур.
Ular kɵnglidǝ Mening ularning barliⱪ rǝzilliklirini esimdǝ tutⱪanliⱪimni oylimaydu; Ⱨazir ularning ⱪilmixliri ɵzlirini ⱪistawatidu; Bu ixlar kɵz aldimdidur.
3 Улар падишани рәзилликлири билән, Әмирләрни ялған гәплири билән хурсән қилиду;
Ular padixaⱨni rǝzillikliri bilǝn, Əmirlǝrni yalƣan gǝpliri bilǝn hursǝn ⱪilidu;
4 Уларниң һәммиси зинахорлар; Улар навай от салған тонурдәк; Навай хемирни жуғуруп, хемир болғичә униң отини йәнә улғайтмайду;
Ularning ⱨǝmmisi zinahorlar; Ular naway ot salƣan tonurdǝk; Naway hemirni yuƣurup, hemir bolƣuqǝ uning otini yǝnǝ ulƣaytmaydu;
5 Падишасимиз [тәбрикләнгән] күнидә, әмирләр шарапниң кәйпи билән өзлирини зәипләштүрди; [Падишаһ] болса мазақ қилғучилар билән қол елишишқа интилди!
Padixaⱨimiz [tǝbriklǝngǝn] künidǝ, ǝmirlǝr xarabning kǝypi bilǝn ɵzlirini zǝiplǝxtürdi; [Padixaⱨ] bolsa mazaⱪ ⱪilƣuqilar bilǝn ⱪol elixixⱪa intildi!
6 Чүнки улар көңлини тонурдәк қизитип сүйқәст пүкүп қойған еди; Кечичә уларниң ғәзиви чоғлинип туриду; Сәһәрдила у янған оттәк ялқунлап кетиду.
Qünki ular kɵnglini tonurdǝk ⱪizitip suyiⱪǝst püküp ⱪoyƣanidi; Keqiqǝ ularning ƣǝzipi qoƣlinip turidu; Sǝⱨǝrdila u yanƣan ottǝk yalⱪunlap ketidu.
7 Уларниң һәммиси тонурдәк қизиқтур, улар өз сорақчилирини йәп кетиду; Уларниң барлиқ падишалири жиқилди — Улардин һеч ким мени нида қилип чақирмайду!
Ularning ⱨǝmmisi tonurdǝk ⱪiziⱪtur, ular ɵz soraⱪqilirini yǝp ketidu; Ularning barliⱪ padixaⱨliri yiⱪildi — Ulardin ⱨeqkim meni nida ⱪilip qaⱪirmaydu!
8 Әфраим ят қовмлар билән арилишип кәтти; У «өрүлмигән бир қотурмач»дәктур.
Əfraim yat ⱪowmlar bilǝn arilixip kǝtti; U «ɵrülmigǝn bir ⱪoturmaq»dǝktur.
9 Ят адәмләр униң күчини йәп кәтти, бирақ у һеч сәзмәйду; Бәрһәқ, [бешиниң] у йәр-бу йеридә ақ чачлар көрүниду, бирақ у һеч билмәйду;
Yat adǝmlǝr uning küqini yǝp kǝtti, biraⱪ u ⱨeq sǝzmǝydu; Bǝrⱨǝⱪ, [bexining] u yǝr-bu yeridǝ aⱪ qaqlar kɵrünidu, biraⱪ u ⱨeq bilmǝydu;
10 Шуниң билән Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гува бериду; Улар Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтмайду; Яки шундақ ишлар [бешиға] чүшкән болсиму, йәнила Уни издимәйду.
Xuning bilǝn Israilning tǝkǝbburluⱪi ɵzigǝ ⱪarxi guwaⱨ beridu; Ular Pǝrwǝrdigar Hudasining yeniƣa ⱪaytmaydu; Yaki xundaⱪ ixlar [bexiƣa] qüxkǝn bolsimu, yǝnila Uni izdimǝydu.
11 Әфраим һеч әқли йоқ надан бир пахтәктәк; Мисирға қарап сайрайду, Асурийәни издәп бариду;
Əfraim ⱨeq ǝⱪli yoⱪ nadan bir pahtǝktǝk; Misirƣa ⱪarap sayraydu, Asuriyǝni izdǝp baridu;
12 Улар барғанда, уларниң үстигә торумни ташлаймән; Худди асмандики учар-қанатларни торға чүшүргәндәк уларни чүшүримән; [Бу хәвәр] уларниң җамаитигә йетиши биләнла, уларни җазалаймән.
Ular barƣanda, ularning üstigǝ torumni taxlaymǝn; Huddi asmandiki uqar-ⱪanatlarni torƣa qüxürgǝndǝk ularni qüxürimǝn; [Bu hǝwǝr] ularning jamaitigǝ yetixi bilǝnla, ularni jazalaymǝn.
13 Уларға вай! Чүнки улар Мәндин жирақлишип тенип кәтти! Улар һалак болсун! Чүнки улар Маңа вапасизлиқ қилди! Мән уларни қутқузуп һөрлүккә чиқирай дегәндә, Улар Мән тоғрилиқ ялған гәп қилиду!
Ularƣa way! Qünki ular Mǝndin yiraⱪlixip tenip kǝtti! Ular ⱨalak bolsun! Qünki ular Manga wapasizliⱪ ⱪildi! Mǝn ularni ⱪutⱪuzup ⱨɵrlükkǝ qiⱪiray degǝndǝ, Ular Mǝn toƣruluⱪ yalƣan gǝp ⱪilidu!
14 Улар орнида йетип налә қилғанда, Маңа көңлидә һеч нида қилмиди; Уларниң җамаәткә жиғилиши пәқәт аш вә йеңи шарап үчүндур, халас; Улар Мәндин чәтләп кәтти.
Ular ornida yetip nalǝ ⱪilƣanda, Manga kɵnglidǝ ⱨeq nida ⱪilmidi; Ularning jamaǝtkǝ yiƣilixi pǝⱪǝt ax wǝ yengi xarab üqündur, halas; Ular Mǝndin qǝtlǝp kǝtti.
15 Бәрһәқ, Мән әсли уларни тәрбийилигәнмән, Уларниң биләклирини чиниқтуруп күчәйткүзгән едим; Бирақ улар Маңа қарши яманлиқ қәстләватиду.
Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn ǝsli ularni tǝrbiyiligǝnmǝn, Ularning bilǝklirini qeniⱪturup küqǝytküzgǝnidim; Biraⱪ ular Manga ⱪarxi yamanliⱪ ⱪǝstlǝwatidu.
16 Улар бурулди — бирақ бурулуши Һәммидин Алий Болғучиға қайтиш үчүн әмәс; Улар алдамчи бир оқяға охшаш. Уларниң әмирлири өзлириниң ғалҗиранә тил-аһанәтлири вәҗидин қиличлиниду; Бу иш Мисир зиминида уларни мәсқиригә қалдуриду.
Ular buruldi — biraⱪ buruluxi Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa ⱪaytix üqün ǝmǝs; Ular aldamqi bir oⱪyaƣa ohxax. Ularning ǝmirliri ɵzlirining ƣaljiranǝ til-aⱨanǝtliri wǝjidin ⱪiliqlinidu; Bu ix Misir zeminida ularni mǝshirigǝ ⱪalduridu.

< Һошия 7 >