< Һошия 6 >
1 «Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли; Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду; Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду.
«Kelinglar, Pǝrwǝrdigarning yeniƣa ⱪaytayli; Qünki U titma-titma ⱪiliwǝtti, biraⱪ saⱪaytidu; Uruwǝtti, biraⱪ bizni tengip ⱪoyidu.
2 У икки күндин кейин бизни җанландуриду; Үчинчи күни У бизни тирилдүриду, Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз!
U ikki kündin keyin bizni janlanduridu; Üqinqi küni U bizni tirildüridu, Biz Uning yüzi aldida ⱨayat yaxaymiz!
3 Вә биз Уни билидиған болимиз! Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз! Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр; У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!».
Wǝ biz Uni bilidiƣan bolimiz! Biz Pǝrwǝrdigarni tonux ⱨǝm bilix üqün intilip ⱪoƣlaymiz! Uning bizni ⱪutⱪuzuxⱪa qiⱪixi tang sǝⱨǝrning boluxidǝk muⱪǝrrǝr; U yenimizƣa yamƣurdǝk, yǝr-zeminni suƣiridiƣan «keyinki yamƣur»dǝk qüxüp kelidu!».
4 И Әфраим, сени қандақ қилсам болар? И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар? Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур.
I Əfraim, seni ⱪandaⱪ ⱪilsam bolar? I Yǝⱨuda, seni ⱪandaⱪ ⱪilsam bolar? Qünki yahxiliⱪinglar sǝⱨǝrdiki bir parqǝ buluttǝk, Tezdin yoⱪap ketidiƣan xǝbnǝmdǝktur.
5 Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән; Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән; Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду.
Xunga Mǝn pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ ularni qepiwǝtkǝn; Aƣzimdiki sɵzlǝr bilǝn ularni ɵltürüwǝtkǝnmǝn; Mening ⱨɵkümüm tang nuridǝk qiⱪidu.
6 Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.
Qünki Mǝn ⱪurbanliⱪlardin ǝmǝs, bǝlki meⱨir-muⱨǝbbǝttin, Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlardin kɵrǝ, Hudani tonux ⱨǝm bilixtin hursǝnlik tapimǝn.
7 Бирақ улар Адәм атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған; Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған.
Biraⱪ ular Adǝm’atidǝk ǝⱨdigǝ itaǝtsizlik ⱪilƣan; Ular mana xu yol bilǝn Manga asiyliⱪ ⱪilƣan.
8 Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири; У қан билән боялған.
Gilead bolsa ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning xǝⱨiri; U ⱪan bilǝn boyalƣan.
9 Қарақчилар адәмни пайлиғандәк, Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта; Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта.
Ⱪaraⱪqilar adǝmni payliƣandǝk, Kaⱨinlar topi Xǝkǝmgǝ baridiƣan yolda ⱪatilliⱪ ⱪilmaⱪta; Bǝrⱨǝⱪ, ular iplasliⱪ ⱪilmaⱪta.
10 Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм; Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду, Исраил булғанди.
Israil jǝmǝtidǝ yirginqlik bir ixni kɵrdüm; Əfraimning paⱨixiliki xu yǝrdǝ tepilidu, Israil bulƣandi.
11 Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған [гуналириңниң] һосули бекитилгәндур!
Yǝnǝ sangimu, i Yǝⱨuda, teriƣan [gunaⱨliringning] ⱨosuli bekitilgǝndur!