< Һошия 5 >

1 Буни аңлаңлар, и каһинлар, Тиңшаңлар, и Исраил җәмәти, Қулақ селиңлар, и падишаниң җәмәти; Чүнки бу һөкүм силәргә бекитилгән; Чүнки силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр.
Buni anglanglar, i kahinlar, Tingshanglar, i Israil jemeti, Qulaq sélinglar, i padishahning jemeti; Chünki bu höküm silerge békitilgen; Chünki siler Mizpah shehiride bir qiltaq, Tabor téghida yéyilghan bir tor bolghansiler.
2 Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; Бирақ Мән уларниң һәммисини җазалиғучи болимән.
Asiy ademlermu qirghin-chapqun’gha chöküp ketti; Biraq Men ularning hemmisini jazalighuchi bolimen.
3 Әфраимни билимән, Исраил мәндин йошурун әмәс; Чүнки и Әфраим, сән һазир паһишилик қилдиң, Исраил булғанғандур.
Efraimni bilimen, Israil mendin yoshurun emes; Chünki i Efraim, sen hazir pahishilik qilding, Israil bulghan’ghandur.
4 Уларниң қилмишлири уларни Худасиниң йениға қайтишиға қоймайду; Чүнки паһишиликниң роһи улар арисидидур, Улар Пәрвәрдигарни һеч билмәйду.
Ularning qilmishliri ularni Xudasining yénigha qaytishigha qoymaydu; Chünki pahishilikning rohi ular arisididur, Ular Perwerdigarni héch bilmeydu.
5 Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гувалиқ бәрмәктә; Исраил вә Әфраим өз қәбиһлиги билән жиқилип кетиду; Йәһудаму улар билән тәң жиқилиду.
Israilning tekebburluqi özige qarshi guwahliq bermekte; Israil we Efraim öz qebihliki bilen yiqilip kétidu; Yehudamu ular bilen teng yiqilidu.
6 Улар қой падилири вә кала падилирини елип Пәрвәрдигарни издәшкә бариду; Бирақ улар Уни тапалмайду; чүнки У Өзини тартип улардин жирақлашти.
Ular qoy padiliri we kala padilirini élip Perwerdigarni izdeshke baridu; Biraq ular Uni tapalmaydu; chünki U Özini tartip ulardin yiraqlashti.
7 Улар Пәрвәрдигарға асийлиқ қилди, Чүнки улар балиларни һарамдин туғдурған; Әнди «йеңи ай» уларни несивилири билән йәп кетиду.
Ular Perwerdigargha asiyliq qildi, Chünki ular balilarni haramdin tughdurghan; Emdi «yéngi ay» ularni nésiwiliri bilen yep kétidu.
8 Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; Кәйниңдә! Қара, и Бинямин!
Gibéahta sunayni, Ramahda kanayni chélinglar; Beyt-awende agah signalini anglitinglar; Keyningde! Qara, i Binyamin!
9 Әфраим әйиплинидиған күнидә вәйранә болиду; Мана, Исраил қәбилилири арисида бекитилгән ишни аян қилдим!
Efraim eyiblinidighan künide weyrane bolidu; Mana, Israil qebililiri arisida békitilgen ishni ayan qildim!
10 Йәһуданиң әмирлири пасил ташларни йөткигүчигә охшаштур; Мән улар үстигә ғәзивимни судәк төкүветимән.
Yehudaning emirliri pasil tashlarni yötkigüchige oxshashtur; Men ular üstige ghezipimni sudek töküwétimen.
11 Әфраим хорланған, җазайимда езилгән, Чүнки у өз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди.
Efraim xorlan’ghan, jazayimda ézilgen, Chünki u öz béshimchiliq qilip «paskiniliq»ni qoghlap yürdi.
12 Шуңа Мән Әфраимға күйә қурути, Йәһуда җәмәтигә чириткүч болимән.
Shunga Men Efraimgha küye qurti, Yehuda jemetige chiritküch bolimen.
13 Әнди Әфраим өзиниң кесилини, Йәһуда өз ярисини көргәндә, Әфраим Асурийәликни издәп барди, «Җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди; Бирақ у һәм силәрни сақайталмайтти, Һәм яраңларниму давалалмайтти.
Emdi Efraim özining késilini, Yehuda öz yarisini körgende, Efraim Asuriyelikni izdep bardi, «Jédelxor padishah»gha telipini yollidi; Biraq u hem silerni saqaytalmaytti, Hem yaranglarnimu dawaliyalmaytti.
14 Чүнки Мән Әфраимға ширдәк, Йәһуда җәмәтигә асландәк болимән; Мән, йәни Мәнки, уларни титма-титма қиливетип, кетип қалимән; Уларни елип кетимән, қутқузалайдиған һеч ким чиқмайду;
Chünki Men Efraimgha shirdek, Yehuda jemetige arslandek bolimen; Men, yeni Menki, ularni titma-titma qiliwétip, kétip qalimen; Ularni élip kétimen, qutquzalaydighan héchkim chiqmaydu;
15 Мән кетимән, улар гунайини тонуп йетип, йүзүмни издимигичә өз җайимға қайтип туримән; Бешиға күн чүшкәндә улар Мени интилип издәйду.
Men kétimen, ular gunahini tonup yétip, yüzümni izdimigüche öz jayimgha qaytip turimen; Béshigha kün chüshkende ular Méni intilip izdeydu.

< Һошия 5 >