< Һошия 4 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Исраил балилири; чүнки Пәрвәрдигарниң зиминда туруватқанлар билән қилидиған дәваси бар; чүнки зиминда һеч һәқиқәт, һеч меһриванлиқ, Худани һеч билиш-тонуш йоқтур;
2 Қарғаш-тиллаш, ялғанчилиқ, қатиллиқ, оғрилиқ, зинахорлуқ — булар зиминда ямрап кәтти; қан үстигә қан төкүлиду.
3 Мана шу сәвәптин зимин матәм тутиду, униңда туруватқанларниң һәммиси җүдәп кетиду; улар даладики һайванлар һәм асмандики учар-қанатлар билән биллә җүдәп кетиду; бәрһәқ, деңиздики белиқларму йәп кетилиду.
4 Әнди һеч ким дәва қилишмисун, һеч ким әйипләшмисун; чүнки Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин!
5 Сән күндүздә путлишип жиқилисән; пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду; вә Мән анаңни һалак қилимән.
6 Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимәнки, сән Маңа йәнә һеч каһин болмайсән; Худайиңниң қанун-көрсәтмисини унтуғанлиғиң түпәйлидин, Мәнму сениң балилириңни унтуймән.
7 Улар көпәйгәнсери, Маңа қарши көп гуна садир қилди; Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән.
8 Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа, Уларниң җени [хәлқимниң] қәбиһлигигә интизар болиду.
9 Вә хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду; Мән [каһинларниң] тутқан йоллирини өз үстигә чүшүримән, өз қилмишлирини бешиға қайтуримән.
10 Улар йәйду, бирақ тоймайду, Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду; Чүнки улар Пәрвәрдигарни тиңшашни ташлап кәтти,
11 Өзлирини паһишилик, шарап вә йеңи шарапқа беғишлиди; Бу ишлар адәмниң әқил-зеһнини булап кетиду.
12 Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду, Уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш! Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду, Улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип,
13 Тағ чоққилирида қурбанлиқ қилиду, Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду; Шуңа қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду.
14 Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн, Яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән; Чүнки [атилири] өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду, «Бутхана паһишә»лири билән биллә қурбанлиқ қилиду; Шуниң билән йорутулмиған бир хәлиқ жиқитилиду.
15 Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән, Йәһуда гунаға четилип қалмисун! Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар, Нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар.
16 Чүнки тәрса бир қисир инәктәк, Исраил тәрсалиқ қилиду; Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун?
17 Әфраим бутларға чаплашти; Униң билән һеч кимниң кари болмисун!
18 Уларниң шараби түгиши биләнла, Улар өзлирини паһишиликкә беғишлайду; Уларниң есилзадилири номуссизлиққа әсәбийләрчә мәптун болди.
19 Бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди, Улар қурбанлиқлири түпәйлидин иза-аһанәткә қалиду.