< Һошия 3 >
1 Вә Пәрвәрдигар маңа: — Йәнә барғин, ашниси тәрипидин сөйүлгән, зинахор бир аялни сөйгин; гәрчә Исраиллар ят илаһлар тәрипигә еғип кәткән, «кишмиш пошкал»ларни сөйгән болсиму, [Мән] Пәрвәрдигар уларға көрсәткән сөйгүмдәк сән уни сөйгин, — деди
Et dixit Dominus ad me: Adhuc vade, et dilige mulierem dilectam amico et adulteram, sicut diligit Dominus filios Israël, et ipsi respiciunt ad deos alienos, et diligunt vinacia uvarum.
2 (шуңа мән он бәш күмүч тәңгә, бир хомир буғдай вә йерим хомир арпиға уни өзүмгә қайтурувалдим;
Et fodi eam mihi quindecim argenteis, et coro hordei, et dimidio coro hordæi.
3 Мән униңға: «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән; сән паһишилик қилмайсән, сән башқа әрниңки болмайсән; мәнму сән үчүн охшашла сени күтимән» — дедим).
Et dixi ad eam: Dies multos exspectabis me; non fornicaberis, et non eris viro; sed et ego exspectabo te.
4 — «Чүнки Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду.
Quia dies multos sedebunt filii Israël sine rege, et sine principe, et sine sacrificio, et sine altari, et sine ephod, et sine theraphim.
5 Вә кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду; күнләрниң ахирида улар тәвринип әйминип Пәрвәрдигарниң йениға, шундақла Униң меһриванлиғиға қарап келиду».
Et post hæc revertentur filii Israël, et quærent Dominum Deum suum, et David regem suum: et pavebunt ad Dominum, et ad bonum ejus, in novissimo dierum.