< Һошия 2 >
1 — Анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у Мениң аялим әмәс вә Мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!
你们要称你们的弟兄为阿米,称你们的姊妹为路哈玛。
你们要与你们的母亲大大争辩; 因为她不是我的妻子, 我也不是她的丈夫。 叫她除掉脸上的淫像 和胸间的淫态,
3 Болмиса, Мән уни қип-ялаңач қилип қойимән, туғулған күнидикидәк анидин туғма қилип қойимән; Мән уни худди чөл-баяванға охшаш қилимән, Уни бир қағҗирақ йәргә айландуримән, Уни уссузлуқ билән өлтүримән;
免得我剥她的衣服, 使她赤体,与才生的时候一样, 使她如旷野,如干旱之地, 因渴而死。
4 Униң балилириға рәһим қилмаймән, Чүнки улар паһишиликләрдин төрәлгән балилардур.
我必不怜悯她的儿女, 因为他们是从淫乱而生的。
5 Чүнки уларниң аниси паһишилик қилған, Уларни қарнида көтәргүчи номуссизлиқ қилған; Чүнки у: «Мән маңа нан вә сүйүмни, жуң вә канапимни, зәйтун мейим вә ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — деди.
他们的母亲行了淫乱, 怀他们的母做了可羞耻的事, 因为她说:我要随从所爱的; 我的饼、水、羊毛、麻、油、酒 都是他们给的。
6 — Шуңа мана, Мән йолуңни тикән-җиғанлиқлар билән читлап қоршивалимән, [Исраилниң] әтрапини там билән тосимән, у чиғир йоллирини тапалмайдиған болиду.
因此,我必用荆棘堵塞她的道, 筑墙挡住她, 使她找不着路。
7 Шуниң билән у ашнилирини қоғлайду, бирақ уларға йетишәлмәйду; Уларни издәйду, тапалмайду; Шуңлашқа у: «Мән берип биринчи еримни тепип, униң йениға қайтимән; чүнки әһвалим бүгүнкидин яхши еди» — дәйду.
她必追随所爱的,却追不上; 她必寻找他们,却寻不见, 便说:我要归回前夫, 因我那时的光景比如今还好。
8 — У зираәтләрни, йеңи шарап вә зәйтун мейини тәминлигүчиниң Мән екәнлигимни, Өзлири «Баал» бутларни ясашқа ишләткән күмүч-алтунни көп қилғучиниң Мән екәнлигимни зади билмиди.
她不知道是我给她五谷、新酒,和油, 又加增她的金银; 她却以此供奉巴力。
9 Шуңа Мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни өз вақтида, Йеңи шараплиримни өз пәслидә елип кетимән, Өзүмдики уларниң ялаңачлиғини йепишқа керәклик жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән;
因此到了收割的日子, 出酒的时候, 我必将我的五谷、新酒收回, 也必将她应当遮体的羊毛和麻夺回来。
10 Һазир Мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән, Һеч ким уни қолумдин қутқузалмайду.
如今我必在她所爱的眼前显露她的丑态; 必无人能救她脱离我的手。
11 Шундақ қилип униң тамашәлириға хатимә беримән; Униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға! Униң «шабат»лириға! Қисқиси, униң барлиқ «җамаәт ибадәт сорун»лириға хатимә беримән!
我也必使她的宴乐、节期、月朔、安息日, 并她的一切大会都止息了。
12 Вә Мән униң үзүм таллирини вә әнҗир дәрәқлирини вәйран қилимән; У буларни: «Булар болса ашнилирим маңа бәргән иш һәққилиримдур!» дегән еди; Мән буларни җаңгалға айландуримән, явайи һайванлар уларни йәп кетиду.
我也必毁坏她的葡萄树和无花果树, 就是她说“这是我所爱的给我为赏赐”的。 我必使这些树变为荒林, 为田野的走兽所吃。
13 Мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән; Чүнки у [шу күнлиридә] уларға исриқ салатти, У өзини үзүклири вә зибу-зиннәтлири билән пәрдазлап, Ашнилирини қоғлишип, Мени унтуди — дәйду Пәрвәрдигар.
我必追讨她素日给诸巴力烧香的罪; 那时她佩带耳环和别样妆饰, 随从她所爱的,却忘记我。 这是耶和华说的。
14 Шуңа мана, Мән униң көңлини алимән, Уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән.
后来我必劝导她,领她到旷野, 对她说安慰的话。
15 Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән, «Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән; Андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк, Мисир зиминидин чиққан күнидәк күй-нахша ейтиду.
她从那里出来,我必赐她葡萄园, 又赐她亚割谷作为指望的门。 她必在那里应声, 与幼年的日子一样, 与从埃及地上来的时候相同。
16 Вә шу күни әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар —«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән, Иккинчи Мени «Баал»им демәйсән.
耶和华说:“那日你必称呼我伊施,不再称呼我巴力;
17 Чүнки Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән, Улар бу нами билән иккинчи һеч қандақ әсләнмәйду.
因为我必从我民的口中除掉诸巴力的名号,这名号不再提起。
18 Шуниң билән Мән улар үчүн даладики һайванлар, асмандики учар-қанатлар вә йәр йүзидики өмүлигүчиләр билән әһдә түзимән; Мән оқя, қилич вә җәңни сундуруп зиминдин елип ташлаймән; [хәлқимни] аман-есән ятқузимән.
当那日,我必为我的民,与田野的走兽和空中的飞鸟,并地上的昆虫立约;又必在国中折断弓刀,止息争战,使他们安然躺卧。
19 Шундақ қилип Мән сени әбәдил-әбәт Өзүмгә бағлаймән; һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә сени Өзүмгә бағлаймән;
我必聘你永远归我为妻,以仁义、公平、慈爱、怜悯聘你归我;
20 Садақәтликтә сени Өзүмгә бағлаймән, шуниң билән сән Пәрвәрдигарни билип йетисән.
也以诚实聘你归我,你就必认识我—耶和华。
21 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, «Мән аңлаймән» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Мән асманларниң тәливини аңлаймән, булар йәр-зиминниң тәливини аңлайду;
耶和华说:那日我必应允, 我必应允天,天必应允地;
22 Йәр-зимин зираәтләрниң, йеңи шарап вә зәйтун мейиниң тәливини аңлайду; вә булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду!
地必应允五谷、新酒,和油, 这些必应允耶斯列民。
23 Вә Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән; Мән «Ло-руһамаһ»ға рәһим қилимән; Мән «Ло-амми»ға: «Мениң хәлқим!» дәймән; вә улар Мени: «Мениң Худайим!» — дәйду.
我必将她种在这地。 素不蒙怜悯的,我必怜悯; 本非我民的,我必对他说: 你是我的民; 他必说:你是我的 神。”