< Һошия 14 >
1 И Исраил, Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға иккиләнмәй қайтип кәл! Чүнки өз қәбиһлигиң билән путлишип жиқилғансән.
2 Өзүңлар билән биллә сөзләрни епкелиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтиңлар; Униңға: — «Барлиқ қәбиһликни кәчүргәйсән, Шапаәт билән бизни қобул қилғайсән, Шуниң билән биз Саңа ләвлиримиздики «буқа [қурбанлиқлар]»ни тутимиз — дәңлар.
3 — «Асурийә бизни қутқузмайду, Атларға минмәймиз; Биз һәргиз өз қолимиз ясиғиниға: — «Худайимиз!» демәймиз; Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду».
4 — Мән уларни «арқиға чекинишлири»дин сақайтимән, Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән; Чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди.
5 Мән Исраилға шәбнәмдәк болимән; У нилупәрдәк бәрқ уриду, Йилтизлири Ливан [кедир] дәриғидәк йилтиз тартиду;
6 Униң бихлири шахлап йейилиду, Униң гөзәллиги зәйтун дәриғидәк, Пуриғи Ливан [кедириниңкидәк] болиду.
7 Хәлиқ қайтип келип, униң сайиси астида олтириду; Улар зираәтләрдәк яшнайду, Үзүм телидәк чечәкләйду; Ливанниң шараплири [ағзида қалғандәк], есидә шерин қалиду.
8 Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду. «Мән униңға җавап беримән, униңдин хәвәр алимән! «Мән япйешил бир қариғайдурмән». «Сениң мевәң Мәндиндур!»
9 Ким дана болуп, бу ишларни чүшинәр? Чечән болуп, буларни биләр? Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллири дурустур, Һәққанийлар уларда маңиду; Бирақ итаәтсизләр уларда путлишип жиқилиду.