< Һошия 13 >
1 [Бурун] Әфраим сөз қилғанда, кишиләр һөрмәтләп титрәп кетәтти; У Исраил қәбилилири арисида көтирилгән; Бирақ у Баал арқилиқ гуна қилип өлди.
2 Улар һазир гунаниң үстигә гуна садир қилмақта! Өзлиригә күмүчлиридин қуйма мәбудларни, Өз әқли ойлап чиққан бутларни ясиди; Буларниң һәммиси һүнәрвәнниң әҗри, халас; Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду.
3 Шуңа улар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин ғайип болидиған таң сәһәрдики шәбнәмдәк, Хамандин қара қуюнда учқан пахалдәк, Түңлүктин чиққан ис-түтәктәк [тездин] йоқап кетиду.
4 Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән; Сән Мәндин башқа һеч Илаһни билмәйдиған болисән; Мәндин башқа қутқузғучи йоқтур.
5 Мән чөл-баяванда, қурғақчилиқниң зиминида сән билән тонуштум;
6 Улар озуқландурулуп, тоюнған, Тоюнғандин кейин көңлидә тәкәббурлишип кәткән; Шуңа улар Мени унтуған.
7 Әнди Мән уларға ширдәк болимән; Илпиздәк уларни йол бойида пайлап күтимән;
8 Күчүклиридин мәһрум болған ейиқтәк Мән уларға учрап, Жүрәк чависини титиветимән; Уларни чиши ширдәк нәқ мәйданда йәветимән; Даладики һайванлар уларни житиветиду.
9 Сениң һалакитиң, и Исраил, дәл Маңа қарши чиққанлиғиң, Йәни Ярдәмчиңгә қарши чиққанлиғиңдин ибарәттур.
10 Әнди барлиқ шәһәрлириңдә саңа қутқузғучи болидиған падишасиң қени? Сениң сорақчи-һакимлириң қени? Сән булар тоғрилиқ: «Маңа падиша вә шаһзадиларни тәқдим қилғайсән!» дәп тилигән әмәсму? —
11 Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән, Әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим.
12 Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған; Униң гунайи җуғлинип сақланған;
13 Толғақ басқан аялниң азаплири униңға чүшиду; У әқилсиз бир оғулдур; Чүнки балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!
14 Мән бәдәл төләп уларни тәһтисараниң күчидин қутулдуримән; Уларға һәмҗәмәт болуп өлүмдин қутқузимән; Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?! Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?! Мән буниңдин пушайман қилмаймән! (Sheol )
15 [Әфраим] қериндашлири арисида «мевилик» болсиму, Шәриқтин бир шамал чиқиду, Йәни Пәрвәрдигарниң чөл-баявандин чиққан бир шамили келиду; [Әфраимниң] булиқи қуруп кетиду, униң су беши қағҗирап кетиду; У [шамал] ғәзнисидики барлиқ нәпис қача-қучиларни булаң-талаң қилиду.
16 Самарийәниң өз гунайи өз зиммисигә қоюлиду; Чүнки у өз Худасиға бойнини қаттиқ қилған; Улар қилич билән жиқилиду, Бовақлири парә-парә қилип чеқиветилиду, Һамилдар аяллири йериветилиду.