< Һошия 12 >
1 Әфраимниң йегини шамалдур, У шәриқ шамилини қоғлап жүриду; У күнләп ялғанчилиқ, зулум-зорлуқни көпәйтмәктә; Улар Асурийә билән әһдә түзиду, Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду.
2 Пәрвәрдигарниң Йәһуда биләнму бир дәваси бар; У Яқупни йоллири бойичә җазалайду; Униң қилмишлирини өз үстигә қайтуриду.
3 У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған, Өз күчи билән Худа билән елишқан;
4 У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди; У жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди; [Худа] уни Бәйт-Әлдә тепивалди, Вә шу йәрдә бизгә сөз қилди;
5 — Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур!
6 Шуңа сән, Худайиң арқилиқ, Униң йениға қайт; Меһриванлиқ вә адаләтни қолуңдин бәрмә, Худайиңға үмүт бағлап, Уни изчил күткин.
7 Мана бу содигәр! Униң қолида алдамчилиқ таразиси бар; У бозәк қилишқа амрақтур.
8 Әфраим: «Мән дәрвәқә бейидим, Өзүмгә көп байлиқларни топлидим; Бирақ улар барлиқ әҗирлиримдә мәндин һеч гунайий қәбиһликни тапалмайду!» — дәйду.
9 Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән, Мән сени йәнә «[кәпиләр] һейти»дикидәк чедирларда турғузимән!
10 «Мән пәйғәмбәрләргә сөз қилғанмән, Аламәт көрүнүшләрни көпәйткәнмән, Шундақла пәйғәмбәрләр арқилиқ тәмсилләрни көрсәткәнмән.
11 Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур! Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду; Уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур!
12 (Яқуп Сурийәгә қечип кәтти, Шу йәрдә Исраил хотун елиш үчүн ишлигән; Бәрһәқ, хотун елиш үчүн у қойларни баққан еди).
13 Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған, Пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған.
14 Әфраим [Худаниң] қәһрини интайин қаттиқ қозғиған; Униң Рәбби у төккән қан қәризни униң гәдинигә артиду, Шәрмәндилик-аһанәтини өз бешиға қайтуриду.