< Һошия 11 >
1 Исраил бала чеғида, Мән уни сөйдүм, Шуниң билән оғлумни Мисирдин чиқишқа чақирдим.
當以色列尚在童年時,我就愛了他;從在埃及時,我就召他為我的兒子。
2 Бирақ улар [хәлқимни] чақиривиди, Улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти; Улар «Баал»ларға қурбанлиқ қилишқа башлиди, Ойма мәбудларға исриқ салди.
可是我越呼喚他們,他們越遠離我,去給巴耳獻祭,向偶像進香。
3 Әфраимға меңишни үгәткүчи Өзүм едим, Униң қолини тутуп вә йөләп — Бирақ өзини сақайтқучиниң Мән екәнлигимни улар билмиди.
是我教了厄弗辣因邁步,雙臂抱了他們,但他們卻不理會是我照顧了他們。
4 Мән адимәтчиликниң көйүнүш риштилири билән, Сөйгүниң тарлири билән уларниң көңлини тартивалдим; Мән уларға худди еңигидин боюнтуруқни еливәткүчи бирисидәк болғанмән, Егилип Өзүм уларни озуқландурғанмән.
是我用仁慈的繩索,用愛情的帶子牽著他們,對他們有如高舉嬰兒到自己面頰的慈親,俯身喂養他們。
5 Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму? — Чүнки улар йенимға қайтишни рәт қилди!
他們卻要返回埃及埃及,要亞述作他們的君王,因為他們拒絕歸依我。
6 Қилич униң шәһәрлиридә һәрян ойнитилиду; [Дәрвазисидики] төмүр балдақларни вәйран қилип йәп кетиду; Бу өз әқиллириниң касапитидур!
刀劍必要在他們的城中橫行,殺絕他們的子女,在他們的堡壘中吞噬他們。
7 Бәрһәқ, Мениң хәлқим Мәндин чәтләп кетишкә мәптун болди; Улар Һәммидин Алий Болғучиға нида қилип чақирсиму, Лекин һеч ким уларни көтәрмәйду.
我的百姓因著自己的叛逆使我厭煩了;為此上主給他們指定了應負的重軛,因為衪已不再憐惜他們。
8 Мән қандақму сени ташлап қойимән, и Әфраим? Мән қандақму сени [дүшмәнгә] тапшуримән, и Исраил?! Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?! Қәлбим ич-бағримда қайнап кетиватиду, Мениң барлиқ рәһимдиллиғим қозғиливатиду!
厄弗辣因! 我怎能捨棄你﹖以色列! 我怎能拋掉你。我怎能仗你如同阿德瑪,待你如同責波殷﹖我的心已轉變,我的五內已感動;
9 Ғәзивимниң қәһрини жүргүзмәймән, Иккинчи йәнә Әфраимни йоқатмаймән; Чүнки Мән инсан әмәс, Тәңридурмән, — Йәни араңда болған пак-муқәддәс Болғучидурмән; Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән.
我不再按卜憤怒行事,不再毀滅厄弗辣因,因為我是天主而不是人,是在你們中間的聖言,而不是伏於城門的仇敵。
10 Улар Пәрвәрдигарниң кәйнидин маңиду; У ширдәк һөкирәйду; У һөкиригәндә, әнди балилири ғәриптин титригән һалда келиду;
的確,他們必要追隨上主,衪要像獅子吼叫;衪一吼叫,衪的子女便要從西方急速歸來,猶如飛鳥由埃及急速飛來,
11 Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; Шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
猶如鴿子從亞述飛來;我要使他們安居在他們家中──上主的斷語。
12 Әфраим Мени ялған гәплири билән көмүветиду; Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди.
厄弗辣因用,以色列家以詭詐欺騙了我;猶大對天主也是不忠實的證人,他只知忠於迷惑他的人。